• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қаңтар, 2024

Бәйтерек – бәрикәтлик жут

Буниңдин он ай илгири Әмгәкчиқазақ наһийәсигә қарашлиқ Бәйтерек йезисида йеңи жут бәрпа болди. Йезида һәрхил милләт вәкиллири инақ-иҗил яшайду. Шуларниң арисида 50тин ошуқ уйғур аилиси бар. Бәйтерекликләрниң айримлири бурун Талғир наһийәсигә қарашлиқ Ақтас вә йәнә бирлири Әмгәкчиқазақ наһийәсидики Йеңишәр йезисиниң җамаәтчилиги билән арилишип кәлгән. Уларниң  бөлүнүп, алайтән жут қурушиға Бәйтерек йеза округиниң һакимийити түрткә болди. 

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Uiğur avazi»

Кичиккинә жут үчүн тарихий әһмийәткә егә бу вақиә Норуз мәйрими һарписида йүз бәрди. Бирмунчә хәйрихаһлиқ ишлири билән көзгә чүшкән һакимийәт хадими Таҗигүл һаҗим Нәзәроваға хәвәрлишипту. У мени Қазақстан хәлқиниң бирлигини риваҗландуридиған, һәрхил милләтниң мәдәнийитини намайиш қилидиған мәйрәмгә қатнишишқа тәклип қилди. Һаҗим жутдиши, Ақтас йезисида тоққуз жил давамида ханим-қизлар кеңишигә рәислик қилған Бүвинур Закирияроваға һакимийәт тапшурмисини йәткүзди. Җәмийәтлик ишларда хелә тәҗрибиси бар Бүвинур һәдә «Whatsapp» иҗтимаий торида топ қуруп, униңға тонуған-билгән жутдашлирини қошти. Бир тәвлүкниң ичидә топқа 50тин ошуқ адәм қошулди. Активист һәдиләр мәхситини ейтқинида, уларни қоллиғучиларму чиқти. Йеңидин баш қошқан бәйтерекликләр өз ой-пикирлирини оттуриға ташлашқа башлиди. Шу-шу болдию, йезидики җәмийәтлик ишлар қизғин меңип кәтти. Иҗтимаий торда тонушқан жутдашлардин 35-36 аилә әзалири йезидики кафеларниң биридә баш қошуп, жут мөтивәри Тайир Аламшаевни –  жигитбеши вә Бүвинур Закирияровани ханим-қизлар кеңишиниң рәиси қилип сайлиди. Бирақ Тайир ака бирнәччә айдин кейин, саламәтлигигә бола, хизмитини Һетахун Һашимовқа тапшуруп бәрди. Яшларни жут ишлириға җәлип қилиш үчүн паалийәтчан жигит Руфат Һетахуновни яшлар кеңишигә рәис қилип тайинлиди. Дилвира Йолдашева жутниң һесап-чотини жүргүзидиған болди. Һәр аилидин ахча жиғилип, жутқа керәклик үстәл-орундуқлар билән қазан-қомучлар түгәлләнди. «Яхши күнниң ямини бар» демәкчи, мусибәт ишлириға ақлиқму қараштурулди. Таҗигүл Нәзәрова қошумчә 40 миң тәңгә, 30 метр ақ рәхт вә 20 ақ яғлиқ ианә қилди. Бүвинур Закириярова пәтмусларни елип бәрди.
Йезида жут қурулуп, бәш күндин кейин Норуз мәйрими өтти. Һәрхил милләтләрниң тиккән өйлири қатарида бәйтереклик уйғурларниң миллий кийим-кечәк, қача-қомуч, әсвап, таамлирини өз ичигә алған көргәзмиләр қоюлған уйғурниң бараңлиғи көпчиликниң қизиқишини һасил қилди. Таҗигүл һаҗим өз һамийлиғида бир қазан полу басти. Аяллар нан-тоғач йеқип, қаймақлиқ әткән чай әтти. Шу түпәйли Бәйтерек йезисиниң жут-җамаәтчилигиниң жәмийәтлик паалийити һакимийәт тәрипидин иҗабий инкасларға еришти. 
Йеза активистлири Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи вә наһийәниң баш жигитбеши билән хәвәрлишип, йезида атқурулуватқан ишлар һәққидә мәлумат бәрди. Улар йеңи жут вәкиллирини наһийәниң җәмийәтлик ишлири билән тонуштурди. Шуниң билән Бәйтерек жути дәсләпки қетим Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши вә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң қоллап-қувәтлиши билән Челәк йезисида өткән «Көк чөшүрә», кейинирәк Т.Молдағалиев намидики наһийәлик Мәдәнийәт өйидә өткән «Алтын Адам мекені» намлиқ мәдәнийәт күнлиригә қатнишип, мәдәнийитимизни тонутушқа өз төһписини қошти. 
Мәлумки, күздә муштири топлаш кампанияси давамида «Уйғур авази» гезитиға муштири топлаш бойичә җумһурийәтлик штабниң рәиси Карлин Мәхпиров, «Уйғур авази» гезити баш муһәрриниң орунбасари Бәхтишат Сопиев, мәсъул кативии, филология пәнлириниң намзити Шәмшидин Аюпов билән Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Нурбүви Насирова наһийә йезилирини толуқ арилап чиқти. Шу чағда бәйтерекликләр бизни Тайир ака Аламшаевниң өйидә күтүвалди. Ақ дәстихан әтрапида болған тонушуш җәриянида йеза активистлири жутниң тарихидин учур бәргәч, келәчәккә реҗилигән ишлири һәққидә тәпсилий ейтип бәрди. Уларниң ейтишичә, Таҗигүл һаҗим бу қетимму алийҗанаплиқ тонутуп, өзидин башқа йәнә 10 аилиниң гезитимизни бир жил бойи оқуп турушиға имканийәт яритипту. Штаб әзалири билән мәтбуат җанкөйәрлири бәйтерекликләргә апирин ейтти. 
Йеқинда Бәйтерәк жути йәнә баш қошуп, бүгүнгә қәдәр әмәлгә ашурулған ишларни муһакимә қилди. Бир-бирини мошу күнгичә йәткән утуқлирини билән тәбрикләп, әвәтилгән камчилиқларниң орнини толтурушниң йоллирини қараштурди. 
Қошумчилаш лазимки, анчә чоң әмәс жутниң балилири арисида оқуш вә спортта көзгә көрүнгәнлириму бар екән. Шуларниң бири – Һетахун акиниң нәвриси Шахназ Савутҗанова. Бирнәччә жилдин бери спортниң джиу-джитсу түри билән мәшиқлинип келиватиду. Онлиған медаль вә дипломниң саһиби. Ахирқи қетим у йеңи жил мәйрими һарписида өткән Алмута вилайитиниң яш спортчилири арисида өткән мусабиқигә иштрак қилип, чемпион аталди.
Анчә чоң әмәс, бирақ өмлүги ярашқан Бәйтерек жути мана мошундақ бәрикәтлик!
  
СҮРӘТЛӘРДӘ: 1. Бәйтерекликләр. 2. Ш.Савутҗанова (оттурида)

Әмгәкчиқазақ наһийәси

147 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы