• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қаңтар, 2024

Йезиға садақәт

Көкталлиқ Мәһәмәтҗан һаҗим Мәһәмәтов һәрқандақ адәмни бирдинла гәп-сөзлири билән өзигә җәлип қиливалиду. Чүнки у көзи очуқ адәмләрниң бири болуши билән барлиқ аңлиқ һаятини жутиниң тәрәққияти үчүн сәрип қилди. Болупму тәвәдики әң чоң округларниң бири – Көкталниң жут болуп қелиплишишида, униң иҗтимаий-мәдәний җәһәттин гүллинишидә, аһалисиниң иҗил-инақ яшишида, яшларниң ислам динини қәдирләп, тоғра йолда меңишида униң төкүватқан әмгәк әҗри аз әмәс. Мана шуниң үчүнму әмгәк ветераниға йеқинда «Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини» нами берилип, наһийә һакими Марат Сағымбек жутдашлар намидин тәбрикләп, һөрмәт көрсәтти. 

Гөһәрбүви  ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Uiğur avazi» 

 
— Көктал — тәвәдики әң чоң һәм көпмилләтлик йезиларниң бири. Тил тәгмисун, униң һули һечқачан чайқалған әмәс. Мәзкүр жутниңла әмәс, бәлки көпмилләтлик наһийә хәлқиниң өмлүгини сақлап, милләтләрара разимәнликкә, бирликкә, дайим изгүлүккә дәвәт қилип, өзиниң әмгәк- паалийити билән башқиларға үлгә болуватқан Мәһәмәтҗан һаҗим Мәһәмәтов охшаш атиларниң барида өсүп келиватқан әвлат тенимәйду. Мән көпни көргән адәм сүпитидә шуни мәмнунийәт билән тәкитләймәнки, Көкталдики беналарниң селинишида униң из-тамғиси бар. Һә, наһийәлик товар айнилими бөлүминиң йезилиқ шөбисидә товаровед болуп ишлигән жиллири болса, йезиниң ихтисади билән турғунларниң иҗтимаий әһвалиниң яхшилинишиға тегишлик төһписини қошти. У шундақла ишләп жүрүп, Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Көктал йезилиқ шөбисини башқурди. Оттуз жилға йеқин вақит йезиниң баш жигитбеши болди. Уйғурлардики жигитбешини «жут атиси» дәп чүшиниш керәк. Мана шундақ Мәһәмәтҗан атимиз жутқа атидарчилиқ қилип, йезидики хәлиқләр достлуғиға алаһидә етивар бәрди. Уйғур хәлқиниң миллий урпи-адәт, рәсим-қаидилирини сақлап, әвлаттин-әвлатқа қалдурушта нурғун чарә-тәдбирләрни уюштуруп кәлди. Әң муһими, Мәһәмәтҗан һаҗимни диний саватлиқ өлима дәп тонуймиз. У әтраплиқ билими бар һаҗим сүпитидә яшларни тоғра йолға башлап кәлмәктә, — деди наһийә рәһбири.
Һәқиқәтәнму, Мәһәмәтҗан һаҗим Мәһәмәтовниң һаяти жутқа мәккәм чигилгән. У наһийәдә мәдәнийәт мәркизи тәшкил қилинғанда, көкталлиқларни сәпәрвәрликкә кәлтүрүп, миллий маарип, мәтбуат, сәнъәтни риваҗландурушта нурғунлиған нәмунилик ишларға тәшәббускар болалиди.
 Көкталда икки мәктәп болуп, өсмүрләр рус вә қазақ тиллирида билим алиду. Һә, буниңдин бираз вақит илгири Көкталда яшаватқан 430дин ошуқ уйғур аилисиниң тәләп-истәклири инавәткә елинип, йезидики мәктәптә уйғур синиплириниң ечилиши, той-төкүн, нәзир-чирақларни исрапсиз өткүзүш охшаш ишларда жигитбеши тәшәббускар болупқа қалмай, уларниң умумий бир қаидисини рәтләп, йолға қойди. 
Шәхсән мениң Мәһәмәтҗан һаҗимниң хәйри-еһсанлиқ ишлиридин хәвирим бар. Тәкитләш керәкки, әву бир жили Пәнҗим йезисини су бесип кәткәндә, избасари Рәхимҗан Яқупов иккиси көкталлиқ қериндашлар намидин 50 мишкап ун, май-чай елип келип, су бесиш ақивитидин зәрдап чәккән аилиләргә йәткүзүп бәргәнлигиниң гувачиси болғанмән. 
Көкталлиқлар йеқинда Мәһәмәтҗан һаҗим атиниң тәвәллуди билән тәбрикләш үчүн баш қошти. Көктал йеза округиниң һакими Батырбек Қадырбаев, йезилиқ ақсақаллар кеңишини рәиси Сайлау Солтанқулов, Жетысу вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәиси Турғанҗан Зайитов, диний өлима Дилшат қарим Ниязов, йезилиқ дохтурханиниң баш дохтури Эльмира Ушпаева, баш жигитбеши Рәхимҗан Яқупов вә башқилар М.Мәһәмәтовниң әл-жут үчүн қилған хизмитиниң һечқачан унтулмайдиғанлиғини тәкитләшти. Һә, жут атисиниң хошаллиғи үчүн көкталлиқ бәш мәрданә жигит дәстихан йейип, һөрмәт көрсәтти. 
Биз болсақ, һаҗимниң һиммитигә йейилған дәстихан әтрапидики тиләкләргә қошулғач, бу күни яңриған уйғур-қазақ хәлқиниң достлуғини ипадиләйдиған нахша-уссуллардин һөзүрләндуқ. 

Жетысу вилайити, 
Панфилов наһийәси 

92 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы