• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қаңтар, 2024

«Бийил қар яғмиғидәк...» яки Бу тәхмингә «қелин» җавап

Қишниң дәсләпки күнлири «жугач» башлиниведи, иҗтимаий торларда «бийил қар яғмиғидәк» дегән учурлар тарқашқа башлиди. Ахирқи үч-төрт күндин бу ян қар өзиниң «мүҗәзини» убданла көрсәтти. Бу, болупму, алмутилиқларни хелила аваричилиққа салди. Йолларниң вақтида тазиланмиғанлиғи түпәйли автомобильлар турған йеридин қозғилалмиғанлиқтин, ишиға кечиккән адәмләрниң сани бирдинла өсти. Мутәхәссисләрниң ейтишичә, 17 – 20-қәһритан күнлири арисида яққан қарниң қелинлиғи бәзи җайларда 40 сантиметрдин ешипту. 

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

Йоллар тамамән тазиланмиди десәк, хаталишимиз. Һәр һалда Алмута һакимийити коммунал хизмитиниң мәлуматлириға ишәнсәк, шәһәрдин 25 миң кубометр қар чиқирилған. Бу әснада кечә-күндүз ишләватқанларниң саниму хелә бар. Җүмлидин бәш йүзгә йеқин мәхсус техника вә 1000дин ошуқ ишчи әтә-кәч демәй ишлигән. Буниңдин ташқири, 146 машина йолларға муз еритқучи реагентларни чечип турған. Ишчилар болса, җәмийәтлик транспортниң бекәтлири билән йәрүсти вә йәрасти өткәллирини тазилашқа җәлип қилинди. 
Әлвәттә, қишниң қиш болғини яхшиғу. Бирақ, һәддидин ташқири яққан қар кимгә болмисун, қолайсизлиқ туғдуридиғини ениқ. У мәйли пиядә яки автомобильда жүргәнләрниң күндилик һаятиға һаман әкси тәсирини йәткүзмәй қоймайду. Шуңлашқа бу қетим яққан қардин кейин Интернет торида аһалиниң көпчилиги жуқуридикиләргә шикайәт қилғандин сирт, уларға ләнәтләр оқуп, ичидикини төкүп ташлиғанлиғиға барчимиз гува болдуқ. Бәзиләр уларниң яқисини житқиничә, «Қар қелин йеғип кәтсә, улар қандақ қилиду» десә, әнди йәнә бирлири «Қолидин иш кәлмисә, орнини бошатсун» дегиничә, шәһәр һакиминиму теч қоймиди. Раст, Алмутидәк чоң мегаполисниң һөддисидин чиқмақ тәс. Бирақ, бүгүнкидәк тәрәққият заманида тордики айрим видеоларни көрүп, қуйқа чечиңиз тик туриду. Қардин тазиланмиған, һәқиқий муз мәйданиға айланған кочиларға турғунлар қол билән туз чечишти. Улар мошу һәрикити арқилиқ һөкүмәткә өзлириниң аһу-зарини йәткүзүп һәләк. Әнди уларниң астиға йезилған пикир-мулаһизиләр тоғрилиқ сөз қилишниң һаҗити йоқ. У бизгиму һәм сизгиму хуш кәйпият һәдийә қилмайду.
Әнди қарниң дәрдини һәқиқәтәнму тартиватқанларға қисқичә тохтилип өтәйли. Әхбарат васитилириниң тарқатқан хәвәрлиригә асаслансақ, Шәрқий Қазақстан вилайитидә 90 сантиметрдин 148 сантиметрғичә қар чүшкән. Бу үч айлиқ норма болуп, униңдин әң көп зәрдап чекиватқан Марқаколь наһийәсидур. Риддер вә Алтай шәһәрлириниң турғунлири өйлиридин чиқалмай қалғанлиқтин, пәвқуладдә вәзийәтләр департаменти хадимлири вә пидаийларниң ярдимигә муһтаҗ болди. Мәхсус техникиларниң ярдими билән  аһалиға озуқ-түлүк, дора-дәрмәк йәткүзүш ишлири қолға елинған. Һәтта, қутулдурғучилар һамилдар аялни ағриқханиға апириш үчүн йол таллимайдиған автомобильни пайдиланди. Айрим сахавәтлик инсанлар  турғунларниң һойлилири билән йолларни тазилап, уларниң сиртқа чиқишиға ярдәм бериватиду. Қелин қар чарвичилиқ саһасиниму айлинип өткини йоқ. Ушшақ мал бу яқта турсун, һәтта илқиларниң қулиғи көрүнмәй қелиши, у йәрдики әһвалниң толиму еғир екәнлигини билдүрсә керәк. Өзиниң йәйдиғинини тепип жүргән илқилар ачлиқтин қириливатқанлиғи тоғрилиқму әхбаратлар келип чүшти. 
Әнди шу регионларда орун еливатқан автомобиль һалакәтлирини демәмсиз. Бу йәнила кишиләрниң бепәрвалиғи түпәйли йүз бәрмәктә. Мәсилән, синоптикларниң алдин-ала агаһландурушиға вә Ички ишлар департаментиниң йолларниң тосақ екәнлиги тоғрилиқ бәргән мәлуматлириға қаримай, узун йолға чиққанлар һава райиниң қәтъий бузулушидин зәрдап чекиватиду. Улар амалсиз қутулдуруш хизмитигә тайиниду. Буниң, әлвәттә, һәр икки тәрәпни аваричилиққа селиватқини ениқ. Бу җәһәттин бепәрвалиқ қилип йолға чиққанларға чоң көләмдә җәриман селиш көздә тутулған.
Қар тоғрилиқ сөз қилғанда, ундақ әһвалларниң әву бир жиллири Алмута вилайитидиму йүз бәргәнлигидин хәвиримиз бар. Өткән әсирниң 1969-жили Уйғур наһийәсидә бир метрдин ошуқ қар яққанда миңлиған баш қой-өшкә вә башқиму мал ачлиқтин қирилип кетипту. Шу бир қара қиштин наһийәдә әң көп зәрдап чәккән Ғалҗат йезисидики «Социализм» колхози охшайду. Жут мөтивәрлири Мәхсүт Һевизов билән Селимахун Абдуллаевқа мураҗиәт қилғинимизда, улар төвәндикиләрни ейтип бәрди.
– У жили қарниң қелинлиғидин баш-учимизни тапалмай қалғинимиз раст, – деди Селимахун ака шу бир жилларни әскә елип. – Һелиму шу дәвирдики колхозниң техникиси бар екән. Шәхсән мән, йеқилғу тошуйдиған машина һайдаттим. Бензин-соляркини Чоң Ақсудин әкелимиз. Наһийә мәркизи Чонҗидин Ғалҗатқичә болған таш йолни бир машина патқидәкла тазилаш мүмкин болди. Әгәр икки автомобиль дуч келип қалса, уларниң бири имканқәдәр, чәттә туруп турушқа мәҗбур еди. Шу жили, немишкиду, бизниң «Социализм» колхозиниң йәм-чөпи аз болуп чиқтидә, уни Орал вилайитидин елип кәлди. Вагонлар билән кәлгән чөпни Алмутидин Ғалҗатқа тошиди. Техника маңалмиғанлиқтин ат чанисида апиришқа тоғра кәлди.
– У жиллири мән Алмутида алий оқуш орнида оқуватқан пәйтлирим. Жутқа тәтилгә кәлгән едим, – дәп сөзгә арилашти Мәхсүт ака. – У вақитларда йезиларға ПАЗ автобуслири маңидиған. Қарниң қелинлиғидин әйнә шу автобусниң үсти аранла көрүнәтти. Бу әһвал жут турғунлирини убданла һәләйкүмгә салди. Униң үстигә колхозниң мелиға йәм-чөп йәткүзүп бериш қийинға чүшкәндә, колхоз рәисидин тартип, аддий ишчиларғичә бу ишқ җәлип қилинди. Шуниң өзидә Или дәриясида қишлаватқан чопанлар отар-отар маллиридин айрилип қалди. Қириливатқан қой-өшкиниң сани йоқ. Һәтта, шу жили явайи һайванлар чәттин өлүп, тирик қалғанлирини кишиләр ат билән қоғлап тутувалған пәйтләрму болди.
Мундақ әһвалларни көз алдиңға кәлтүрүшниң өзи қорқунучлуқ. Һелиму, Аллаға шүкри, Алмута вә униңға йеқин җайларда қишлиқ тәбиий апәтләр кам учрайду. Акилиримизниң ейтқанлиридин кейин «биз, алмутилиқлар, унчивала зарлап кәтмисәк болидекән», дегән хуласигә кәлдим. Әву шәрқийқазақстанлиқ қериндашларму аз җапа чекиватқини йоқ. Улар қарниң қелин яққинидин башқа, әтиязда су ташқинидин көридиғиничу техи! 
«Һәр пәсилниң өз гөзәллиги бар» демәкчи, қар қелин чүшиведи, тәбиәтниң гөзәл мәнзирисидә һадуқ чиқириватқанлар, дәм елишлирини статус, сторислириға селип үлгәрмәйватиду. Бала-чақиси билән чана вә чаңғу тейиливатқанларни көрүп, қизиқип кетисән. Иш қилип, һәр пәсил бизгә пәқәт яхшилиқлар елип кәлсунчу!

172 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы