• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қаңтар, 2024

Президентқа хәт

Һойлиға кирип келишимизгә, оюнниң қизиғиға петип кәткән бир топ балиларниң бәхитлик балилиқ дәвриниң үзүндисигә гува болдуқ. Бир-бирини қоғлап, қийғетип ойнап жүргән гөдәкләр башта бизни байқимиди. Уларниң чуқуришип ойнап, шатлинип күлүши җим-җитлиқ һөкүм сүргән кочиға җан киргүзгәндәк, жирақтин аңланған еди. Һойлини базар қилип ойнаватқан бу балиларниң – бир-биригә қериндаш, йәни бир өйниң балилири екәнлигиниму яхши билгәчкә, бираз вақит уларға сирттин зоқлинип қарап турдуқ.

Сабирәм ӘНВӘРОВА, 
 «Uiğur avazi»

Бу – Уйғур наһийәсигә қарашлиқ Дардамту йезисида яшайдиған Әдилхан Иманов билән Гүлзада Маменбаеваларниң аилиси. Тил-көздин жирақ, уларниң бириниң кәйнидин бири өсүп келиватқан тоққуз балиси бар. Йеңи жилниң алдида оттуранчи оғли Бекбарыс Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаевқа Астана шәһирини көрүшни арман қилидиғанлиғи һәққидә хәт язиду. Көп өтмәй, Бекбарысниң хетиға Президентимиздин җавап келип, Астана шәһиригә сәяһәт қилип қайтиш имканийитигә егә болди. Шундақ қилип, у мәйрәм һарписида аниси билән биллә көптин бери көрүшни арман қилған гөзәл пайтәхтимизниң мәнзирилик җайлирини арилап қайтти. «Төмүрни қизиғида соқ» демәкчи, Астанадин қайтип келишигә, Имановлар аилисиниң босуғисидин атлап, көпбалилиқ аилә билән йеқиндин тонушқач, Бекбарысниң сәпәрдин кейинки тәсиратини тиңшап қайттуқ. 
Әдилхан Иманов билән Гүлзада Маменбаева 2005-жили аилә қуриду. 2006-жили тунҗиси Қаракөз дунияға келиду (һазир 18 яшта). Кәйнидин Мөлдир (17 яшта), Дина (16 яшта) исимлиқ қизлири туғулиду. Қаракөз билән Мөлдир һазир студент, бири – инглиз тили муәллими, йәнә бири башланғуч синип муәллими мутәхәссисликлири бойичә колледжда билим алмақта. Дина болса, бийил 10-синипта, келәр жили уму мәктәп тамамлаш алдида туриду. Үч қиздин кейин оғул күткән җүпниң армини орунлинип, 2011-жили Гүлзада ханим ошуқтәк гезәк оғулларни дунияға елип келиду. Бекбарыс билән Бибарыс һазир 7-синипта оқуватиду. Гезәкләрдин кейин туғулған Алтынай – 5-синипта, Жулдызай – 4-синипта, Фатима 2-синипта оқуса, кәнҗиси Тумар 4 яшта. 
– Балилар – бизниң бәрикәт-байлиғимиз. Тоққуз пәрзәндимиз бар – өзимизни тоққузи түгәл, әң бәхитлик вә әң бай ата-ана һесаплаймиз. Бизниң бар арминимиз – пәрзәнтлиримизни қатариға қошуп, җәмийәткә, әлгә ярамлиқ инсанлардин қилип тәрбийиләш, – дәп балилириниң келәчигидин чоң үмүт күтидиғанлиғини йошурмиған атиси. 


– Көпинчиси биздин «Балиларни беқишта қийналмидиңларму?» дәп сорайду. Әлвәттә, бала тәрбийиләш асан әмәстә. Амма биз анчә қийналмидуқ десәм, хаталашмаймән. Бириниң кәйнидин бири туғулқачқиму, балилар бир-биригә қәвәт йеқин, бәк көйүмчан, чоңи кичигини йетиләп дегәндәк чоң қиливатиду. Дадиси иккимиз уларниң өзара амрақлиғини, ғәмхорлуғини байқап, шүкри дәймиз. Тәртиви җәһәттинму, билим җәһәттинму балилиримизға көңлүмиз толиду. Ятсақ-турсақ, Алладин мошу қаракөзлиримизниң өмрини, инсавини сораймиз, – деди худди бизниңму шу соални қойидиғанлиғимизни туйғандәк, йолдишиниң сөзини толуқлиған Гүлзада ханим. 
Сөһбәтдашлирим тоғра ейтиду, һойлиға қәдәм тәшрип қилишимизға, балиларниң бир-биригә болған меһир-муһәббитини бизму байқиған едуқ. Шу қийин заманларда, 10 — 15 балини қатарға қошқан конилар көпбалилиқ өйдә өскән балиларниң меһриван, көйүмчан болидиғанлиғини билсә керәк. Чоңлардин аңлисақ, улар бириниң кийимини бири ямап кийип, бир бурда нанни тәң бөлүп йәп өскәнлигини сөз қилишиду. Немишкиду, улар шу қийин күнләрни ечиништа әмәс, сеғиништа әсләйду, әмәсму. Бәлким, у заманларда адәмләрниң өйи тар болсиму – нийити кәң, кийими ямақ болсиму –  қәлби таза, нени қаттиқ болсиму, көңли юмшақ болғанлиқтинмекин... Қисқиси, һазир заман йеңилинип, баяшәт яшисақму, Имановлар аилисидәк көпбалилиқ ата-анилар бармақ билән санавалғидәкла. 
Әдилхан аға Дардамту йезисида электрик болуп ишләйду. Гүлзада ханим бала тәрбийиси билән өйдә. Улар йәттә қиз, икки оғлини һечкимдин кам қилмай беқип, қатарға қошмақта. «Һәрбир бала дунияға өз рисқи билән келиду» дәйдиғу. Тапқинини тоққуз пәрзәндигә тәң бөлүп, бари билән базар қилип, балилирини меһир-муһәббәткә толған бағриға бесип беқиватқан ата-аниға пүткүл жут қизиқип қарайду. Жутқила әмәс, наһийәгә үлгә болған Имановлар аилиси билән йеқиндин тонушқандин кейин, асасий гәпкиму көчтуқ. Мәзмунлуқ сөһбитимиз Астанаға болған сәпәр билән давамлашти.
– Өткән жил аилимиз үчүн алаһидә, әстән чиқмас бир жил болди. Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаев оғлум Бекбарысниң йеңижиллиқ тилигини орунлап, Астана шәһирини зиярәт қилдуқ. Президентимизниң бу изгү иши мени «алтун һалқилиқ» ана ретидә бәкму шатландурди. Һәқиқәтән бу биз күтмигән тәсадипи бир вақиә болди. Башта наһийә һакими Бота Елеусизова наһийә мәркизи Чонҗа йезисиға чақирип, Президентимизниң хетини қолумизға тапшурди. Армини орунланған баламниң хошаллиғини сөз билән ейтип йәткүзәлмәймән, – дәп һаятидики унтулмас дәқиқиләрни әскә алди оғли билән бирликтә Астанани көрүп қайтқан аниси.
Гүлзада ханимниң тәкитлишичә, буниңғичә Қаракөз, Мөлдир исимлиқ қизлириму дөләтниң ғәмхорлуғида Астанани көрүп қайтиш имканийитигә егә болған екән. Мана әнди йәнә бир пәрзәнди билән бирликтә өзиму пайтәхтимизни зиярәт қилип, унтулмас тәсиратқа бөлинипту. Күндин-күнгә тәрәққий етиватқан пайтәхтимиз һәққидә Бекбарысниңму ейтари көп...
– Мениң арминим орунлинип, дәсләпки қетим самолетқа олтирип, Астана шәһиригә учтуқ. Мән сәяһәт давамида пайтәхтимизниң әң гөзәл җайлирини арилап, сүрәтләрдики беналарни өз көзүм билән көрдүм. Маңа шәһәр интайин яқти. Чоң болғанда Астанаға келип, ишләп, адил әмгигим билән Қазақстанниң гүллинишигә өз үлүшүмни қошқум келиду. Мән Президентимизниң маңа дегән ғәмхорлуғини һис қилдим. Барчә достлиримға «чин нийитиңлар билән арман қилсаңлар, у чоқум орунлиниду» дегүм келиду, – дәйду у. 
Тоғра, арманлар орунлиниду. Чүнки биз тәрәққияти билән талайларни һәйран қалдуруватқан дөләттә яшаватимиз, әмәсму. Бүгүнки Қазақстан – мустәқилликни арман қилған ата-бовилиримизниң армини әмәсмеди?! Һә, шу күнни өз көзүмиз билән көрүш имканийитигә егә болған биздә қилчә арман йоқ...

576 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы