• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қаңтар, 2024

Әдәбий конкурс елан қилинди

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi»

 Өткән җүмә Алмутидики Қазақстан Язғучилар иттипақиниң бенасида Язғучилар иттипақи вә Қазақстан миллий спорт бирләшмиси биллә уюштурған әдәбий конкурсни рәсмий тонуштуруш тәнтәниси өтти. Униңға атақлиқ язғучи-шаирлар, сәнъәткарлар, җәмийәт әрбаплири, журналистлар вә студентлар қатнашти. «Қулагер» дәп атилидиған мәзкүр конкурс елимиздә бийил өтидиған V дуниявий көчмәнләр оюнлири һарписида уюштурулиду. 
 Тәнтәнини киришмә сөз билән ачқан Қазақстан Язғучилар иттипақиниң башқарма рәиси Мереке Қулкенов униң мәхсәтлири билән тонуштурди.
— Йеңи 2024-жил елимиз үчүн алаһидә жил болмақчи. Мәмликитимиздә нурғун муһим чарә-тәдбирләр, җүмлидин V дуниявий көчмәнләр оюнлири өтиду. Мәзкүр хәлиқара мусабиқигә дунияниң 100 дөлитидин 3000ға йеқин спортчи қатнишиду дәп күтүлмәктә. Мусабиқә ат чепиш, оқ-я, күрәш вә башқиму миллий спорт түрлири бойичә өтиду. Мошундақ чоң чарә-тәдбир елимиздә дәсләпки қетим уюштурулмақчи. Конкурсниң асасий мәхсити – иҗаткарларни рәғбәтләндүрүш, — деди Мереке Қулкенов.
 Андин минбәргә Қазақстан миллий спорт бирләшмисиниң президенти, меценат Исламбек Салжанов көтирилди. 
— V дуниявий көчмәнләр оюнлириниң елимиздә өтүши – чоң вақиә. Һазир униңға тәйярлиқ ишлири жүргүзүлүватиду. Қазақстан миллий спорт бирләшмиси һазир паал ишләватиду. Бизниң спортчилар хәлиқара мусабиқиләрдә мукапатлиқ орунларни егиләп, утуқларға йәтмәктә. Елимиздә миллий спортқа болған қизиқиш жилдин-жилға ашмақта. Бизниң мәхситимиз – миллий спорт түрлирини кәң тәшвиқат қилиш. Мана шуниң үчүн Язғучилар иттипақи билән бирликтә «Қулагер» әдәбий конкурсини елан қиливатимиз. Униңға барлиқ иҗаткарлар қатнишалайду. Конкурс йәттә номинациядин ибарәт. Улар: әң яхши поэзия, әң яхши проза, балиларға беғишланған әң яхши әсәр, әң яхши комикс, әң яхши драма, әң яхши һөҗҗәтлик әсәр, әң яхши фантастикилиқ әсәр. Һәрбир номинациядә ғалип чиққанлар үчүн 2 миллион тәңгә тапшурулиду, — деди И.Салжанов. 
 Андин сөз алған ат спортидин бирнәччә дүркүн европа чемпиони, атақлиқ чавандаз Бауржан Мырзабаев, Қазақстан хәлиқ артисти Асанәли Әшимов, атақлиқ драматург Дулат Исабек, шаирә Марфуға Айтқожина, Молдахмет Қанас, Смағул Елубай миллий қәдрийәтләрниң, шуниң ичидә миллий спорт түрлириниң әслигә кәлтүрүлүши, риваҗлиниши һәм уларни тәшвиқат қилишниң әһмийити һәққидә өз пикирлирини ейтти.
 Шундақ қилип, «Қулагер» конкурсиға әсәрләр 22-қәһритандин 22-сәпәргичә қобул қилиниду. Конкурсниң йәкүни томузда чиқирилип, ғалипларға мукапатлар тапшурилидиған болиду. 

574 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы