• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қаңтар, 2024

Алмутида йәр тәвриди

Дүшәнбидин сешәнбә күнигә қариған кечидә Алмута вақти бойичә саат 00:09да җәнубий пайтәхттә йәр тәврәш йүз бәрди. Кейин мәлум болғинидәк, йәр тәврәшниң эпицентри Алмутидин шәрқий-җәнубиға 264 километр жирақлиқта Қирғизстан билән Хитай чегарисида болған. Ениғирақ ейтсақ, ХХҖ Ақсу вилайити Үчтурпан наһийәсидин 50 километр жирақлиқта йүз бәргән. Бу йәрдә 7 балл, Алмутида йәр тәврәшниң күчи 5 балл, Чимкәнттә 2 балл болған. Йәр тәврәшни Астана шәһириниң, Қариғанда, Җамбул, Шәрқий Қазақстан, Алмута, Жетысу вилайәтлириниң турғунлириму һис қилди. 

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi»

 
Адәттикидәк, биринчи болуп йәр тәврәш тоғрилиқ әхбаратлар иҗтимаий торларда тарқалди. Көпқәвәтлик өйләрдә туруватқанлар аммивий рәвиштә өйлиридин қечишқа башлиди. Хәлиқ паракәндиликкә берилип кәтти. Йеқилғу қуюш станциялиридә новәтләр, шәһәрдин чиқидиған йолларда «пробкилар» пәйда болди. Иҗтимаий торларда паракәндиликтә кочиларға соққа қаримай, ичкийимләрдә чиқивалған адәмләрниң, йәр тәвригән пәйтниң видеолири тарқиди. Шундақла янфонлар әл-Фараби кочисидики икки көпқәвәтлик өйниң өрүлүп чүшкини, ҚазМУниң ятақханилириму ғулиғанлиғи охшаш ялған әхбаратларға толуп-ташти. Болупму «Саат бәшләрдә йәр тәврәш тәкрарлинип, техиму күчлүк силкиниш болидекән» дегән әхбарат аһалини техиму вәһимигә салди.
 Саат 00:20дә Алмута шәһәрлик Пәвқуладдә вәзийәтләр бойичә департаментиниң башлиғи Нурлан Атығаевниң алмутилиқларға мураҗиити елан қилинди. Униң ейтишичә, шәһәрниң барлиқ тез риайә қилиш хизмәтлири ишқа киришкән, пәвқуладдә әһваллар йүз бәргәндә жиғилидиған җайларниң һәммиси очуқ екәнлигини, шу йәрләрдә һаҗәтлик ярдәмниң көрситилидиғанлиғини ейтти. Шундақла у аһалини иҗтимаий торларда тарқаватқан сахта әхбаратларға ишәнмәсликкә һәм пәқәт рәсмий мәлуматларға диққәт ағдурушқа чақирди. Андин шәһәр турғунлириға Миллий сейсмологиялик байқашлар вә тәтқиқатлар илмий институтиниң рәһбири Дәулет Сәрсенбаев күчлүк йәр тәврәшниң болмайдиғанлиғи, тәкрар йәр тәврәшләр күчиниң азийиватқанлиғи тоғрилиқ әхбарат бәрди. Кейин Алмута шәһириниң һакими Ерболат Досаев оператив штабниң новәттин ташқири жиғинини өткүзди. Елан қилинған рәсмий мәлуматлар бойичә, кочилардики тәртипни тәминләш үчүн 2500 полиция хадими сәпәрвәрликкә кәлтүрүлди, шәһәрниң җәмийәтлик саламәтликни сақлаш башқармиси медицинилиқ тез ярдәм хизмити, көпсаһалиқ стационарлар, балилар стационарлири вә башқиму хизмәтләр күчәйтилгән режим тәртивидә ишқа киришти. Мошундақ оператив кеңәшмини Алмута вилайитиниң һакими Марат Султанғазиевму йәр тәврәш йүз бәргәндин кейин дәрһал өткүзди. Кеңәшмидә бехәтәрлик, тез медицинилиқ ярдәм, полиция вә тез риайә қилиш хизмәтлириниң ишини тәминләш мәсилилири муһакимә қилинди. 
Сешәнбә күни әтигәнлиги Алмута шәһәрлик Пәвқуладдә әһваллар бойичә департаментиниң рәһбири Нурлан Атығаев журналистлар үчүн брифинг өткүзди. Униңда йүз бәргән вақиәниң тәпсилатини ейтти вә журналистларниң соаллириға җавап бәрди. Кәсипдашлиримизни қизиқтурған соалларниң бири – немишкә шәһәр аһалисиға йәр тәврәш һәққидә SMS-учурларниң әвәтилмигәнлиги вә агаһландуруш сиренилириниң ишлимигәнлиги тоғрилиқ болди. Уларға Н.Атығаев: «Мобильлиқ алақә операторлири әхбаратларни қайта ишләп үлгәрмәйду, шуңлашқа әхбарат кечикип бариду. Агаһландуруш сиренилириға кәлсәк, Алмутида 843 сирена бар. Сиренилар сейсмикилиқ станцияләр 5,5 баллдин жуқури йәр тәврәшни тиркигәндә қошулиду. Бүгүн йәр тәврәшниң күчи 5 баллдин жуқури болмиди. Шуңлашқа уларни ишқа қошушниң һаҗити болмиди. Чүнки сиренилар қошулған болса, хәлиқ техиму әндишигә чүшүп, паракәндиликкә берилип кетәтти», дәп җавап бәрди.
 Шу күни Астанада Пәвқуладдә вәзийәтләр министри Сырым Шәрипхановниң рәислигидә җумһурийәтлик оператив штабниң новәттин ташқири кеңәшмиси өтти. Министр йәрлик иҗраий һакимийәт, регионлуқ пәвқуладдә әһваллар департаментлири билән болған видеоалақә конференцияси давамида бирқатар мәсъул идариләр билән хизмәтләрниң һесаватлирини тиңшиди. «Миллий сейсмикилиқ байқашлар вә тәтқиқатлар илмий мәркизи» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи сейсмикилиқ әһвални баһалишиға мувапиқ, йеқин арида Алмута тәхмин полигони территориясидә MSK-64K сейсмикилиқ шкаласи бойичә сүръити 7 баллдин ашидиған йәр тәврәш күтүлмәйду. «Қазселденқорғау» мәһкимисиниң әхабаритиға мувапиқ, Алмута шәһири, Алмута, Җамбул, Түркстан вә Жетысу вилайәтлири бойичә барлик станцияләр назарәт вә әхбаратларни беришниң чапсанлитилған режимиға авуштурулди. Жүргүзүлгән тәтқиқатлар нәтиҗиси бойичә, йәр тәврәш сәлдин қоғдаш қурулушлириға сәлбий тәсир қилмиған. Су режимида һечқандақ өзгириш йоқ. Транспорт хизмити Алмута шәһириниң аэропорти штатлиқ режимда ишләватқанлиғини ейтти. Җәмийәтлик тәртипни сақлаш хизмитиниң күчлири күчәйтилгән иш тәртивигә көчирилди. Кеңәшмә ахирида министр бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.
 Алмутидики йәр тәврәш вақиәси, шундақла Премьер-министр Әлихан Смайыловниң рәислигидә өткән жиғиндиму муһакимә қилинди. Премьер-министр Пәвқуладдә әһваллар министрлигиниң, йәрлик һакимийәтләр вә башқиму дөләт органлириниң йүз бәргән әһвалға алаһидә көңүл бөлүшиниң зөрүрлүгини ейтти. 
«Қаза тапқанлар йоқ, чоң зиян кәлмиди. Амма өз вақтида әхбарат алмиғанлар паракәндиликкә чүшүп қалди. Улар 2-3 қәвәтләрдин сәкригәндә зәрдап чәкти. Бу агаһландуруш системилирини өз вақтида қошуп, хәлиққә имканқәдәр әтигән хәвәр, ениқ мәлуматлар беришниң муһим екәнлигини көрсәтти», деди Ә.Смайылов. 
Премьер-министр шундақла барлиқ сейсмикилиқ ховуп бар регионларда мәшиқләрни өткүзүшни тапшурди.
 Рәсмий әхбаратларға асаслансақ, шу күни кечидә пәвқуладдә әһваллар йүз бәргәндә жиғилидиған, йәни мәктәпләргә, балилар бағчилириға, мәхсус пунктларға 15 миңдин ошуқ адәм орунлаштурулған. Улар таң атқичә шу йәрләрдә болди. Саламәтликни сақлаш министрлигиниң хәвири бойичә, Алмута шәһири бойичә 67 адәм, униң 12си балилар, һәрхил җараһәтләр билән медицинилиқ ярдәм сорап мураҗиәт қилған. Уларниң бесим көпчилиги ағриқханиға ятқузулған. Қалғини амбулаторлуқ давалинишқа әвәтилди. Сешәнбә күни биринчи сменида оқуйдиған Алмутидики мәктәп вә колледж оқуғучилири оқуштин бошитилди. 
 Тәкитләш лазимки, вакаләтлик органлар дайим йәр тәврәш, умумән, пәвқуладдә әһваллар йүз бәргәндә қандақ һәрикәт қилиш, немини нәзәрдә тутуш, һәрбир аилидә болушқа тегишлик нәрсиләр тоғрилиқ мәлуматлар бериду. Мутәхәссисләр тәйярлиған инструкцияләр бойичә һәрикәт қилишни үгитиду. Амма биз, немишкиду әйнә шу мәслиһәтләргә, қаидиләргә анчила бир көңүл бөлүп кәтмәймиз, бепәрвалиқ билән қараймиз, турақлиқ рәвиштә уюшутурулуватқан мәшиқләргә тамамән қатнашмаймиз. Бешимизға күн чүшкәндә, паракәндиликкә берилип, гаңгирап қалимиз. Уни мошу қетимқи йәр тәврәш ениқ көрсәтти. Иҗтимаий торларда тарқаватқан видеоларға қарисақ, көпқәвәтлик өйләрдин адәмләр топ-топи билән чиқиватқан, бир-биригә тосалғу-кашила болуватқан. Бәзиләр қорққинидин 2-3-қәвәтләрдин сәкрәп кәткән, бәзиләр соғда йерим-ялиңач кочиға жүгрәп чиққан вә һаказилар. Һәммиси бир вақитта машинилирға олтирип, қәйәрләргиду кетишкә тиришқан. Буниң һәммиси хәлиқниң мошундақ пәвқуладдә әһвалларда тамамән өзини тутушни, қандақ һәрикәт қилишни, қәйәргә беришни билмәйдиғанлиғини ениқ көрсәтти. Шуңлашқа бу вақиә һәммимиз үчүн чоң савақ болди. Әнди шуниңдин дурус йәкүн чиқирип, келәчәктә хаталиқларға йол қоймаслиғимиз лазим.

 Силкинди зимин

Қәһригә келип Ана-йәр, зимин, 
Силкинди қаттиқ, тәвриди җаһан. 
Адәмләр бирдин ойғанди чөчүп, 
Әтрапта болса тәшвишлик аһаң.
Қачти һәммиси сиртқа, талаға, 
Мал-мүлкин, байлиқ-бисатин ташлап. 
Җанниң татлиғин сәзди бирдинла, 
Дәл шу дәқиқә, минуттин башлап. 
Җанниң татлиғи екәнғу әла, 
Керәк әмәскән һечкимгә байлиқ. 
Алла егәмму қәһригә келип, 
«Көрсун бәндәмму» дедила тайлиқ.
Жүткәнди биздә меһир-муһәббәт, 
Кәткәнди биздин көйүнүш-шәпқәт. 
Адәм балиси чүшүп тар йолға, 
Ойлиған еди өзини пәқәт.
Қаплиған еди пүткүл җаһанни, 
Алайған көзләр, күпүрлүк сөзләр, 
Һәҗәп тар болуп көрүнгән бизгә, 
Шунчә кәң-таша, идирлар-түзләр. 
Әскәртти тайлиқ Алла егимиз, 
Кәлгин дәп әскә барлиқ бәндигә. 
Ойланғин чоңқур, унтума деди, 
Қиямәт күнниң барин әтидә... 
Барчиңларға аманлиқ тиләп 

Һасил АБДРИМОВ. 

Тәвриди жүрәк 

Өмүр қәдрини бир түндә уқуп, 
Әҗәлни ойлап, қалдуқму қорқуп? 
Татлиқ уйқида ятқан җанларни, 
Уштумтут синақ ойғатти «ноқуп». 
Тәвриди өйләр, тәвриди жүрәк, 
Һечнемә шунда болмиди керәк! 
Һәммини ташлап қачтуқ талаға, 
Өз һойлимиздин өзимиз тенәп. 
Аримиз совуп, жүргәндә жирақ, 
Бир-биримизниң һалини сорап, 
Бир кечидила тәңшәлди аләм… 
Адәмгә керәк пәқәт җан, совап. 
Әҗилиң кәлсә, қачмайсән лекин, 
Һәр күндә өлүм бир қәдәм йеқин. 
Йәрниң үстидә жүргәндә аман… 
Бәш күнлүк дуния қәдригә йетиң! 

Сабирәм ӘНВӘРОВА.
 

 

587 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы