• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қаңтар, 2024

Һазирқи әһвал бойичә әхбарат бәрди

Алмута шәһири полиция департаментиниң рәһбири Арыстанғани Заппаров күчлүк йәр тәврәштин кейинки шәһәрдики әһвал һәққидә әхбарат бәрди.
 А.Заппаров Алмута полиция департаментиниң шәхсий тәркиви вә бөлүмчилири күчәйтилгән режим тәртивигә көчирилгәнлигини ейтти.
— Шәһәрдә тәртипкә мәсъул болуп 2,5 полиция хадими, шуниң ичидә 74 патруль экипажи бәкитилди. Улар йол бехәтәрлигини тәминләп турди. Униңдин ташқири, тәргәв-оператив топлар күчәйтилгән режим тәртивидә ишлиди. Оператив әһвалниң җиддийлишишиға йол қоюлмиди. Мәркизий оператив башқурушниң «102» хизмити штатлиқ режимда ишлиди. Гражданлардин келип чүшкән қоңғурақлар сани көпәймиди, — деди Арыстанғани Заппаров.
 Униң ейтишичә, гражданларниң мүлкини сақлашни тәминләш мәхситидә җинайәтләрниң алдини елиш чарилири әмәлгә ашурулди. Шуңлашқа булаңчилиқ фактлири тиркәлмиди.
— Мәлумки, йәр тәврәш пәйтидә иҗтимаий торларда сахта әхбаратлар тарқиди. Бу, өз новитидә, аһали арисида айрим паракәндиликләрни пәйда қилди. Алмута шәһәрлик департаментиниң оператив бөлүмлири тәрипидин  әйнә шу сахта әхбаратларниң муәллиплири ениқланди. Уларни җавапкәрликкә тартиш ишлири қолға елинди. Шуңлашқа биз гражданларни әхбарат мәдәнийитигә риайә қилип, пәқәт рәсмий әхбаратларға ишинишкә чақиримиз, — деди А.Заппаров. 
 

562 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы