• Әхбаратлар еқими
  • 01 Ақпан, 2024

«Керей вә Жәнибек» комикси тонуштурулди

Өткән җүмә күни Алмутида «Керей вә Жәнибек» тарихий комиксиниң тонуштуруш мәрасими өтти. Бу «100 вәтәнлик комикс» лайиһисиниң дәсләпки әсәри болуп һесаплиниду. Қошумчә қилсақ, мәзкүр лайиһиниң муәллипи яш шаир, язғучи, Қазақстан психологлар ассоциациясиниң әзаси Илияс Йүсүпҗанов. 

Йолдаш МОЛОТОВ,
«Uiğur avazi»

Тонуштуруш мәрасимиға язғучилар, сәнъәткарлар, мәдәнийәт әрбаплири, студентлар қатнашти. Тәнтәнидә сөз алған Алмута шәһәрлик мәдәнийәт башқармисиниң бөлүм башлиғи Алтынай Алимханова, Әвезов наһийәлик һакимийитиниң вәкили Бану Бақдәулетова бу лайиһиниң әһмийити тоғрилиқ тәкитләп өтүп, униң муәллипигә тәшәккүрнамиләр тапшурди. Қазақстан Язғучилар иттипақи рәисиниң биринчи орунбасари Нуржан Қуантай Илияс Йүсүпҗановқа Язғучилар иттипақиниң әзаси гуванамисини тапшурди. Андин сөз алған натиқларму яш язғучиниң әмгигини жуқури баһалап, утуқлар тилиди.
 Қазақстанда тиркәлгән бирнәччә рекордниң лауреати Илияс Йүсүпҗанов – төрт китапниң муәллипи. Китаплири оқурмәнләр арисида чоң қизиқиш һасил қилған. 
— Кейинки жилларда тарихий мавзуларға беғишланған комикслар хәлиқ арисида, болупму яш әвлат арисида аммибаплиққа егә болмақта — дәйду Илияс. – Бу лайиһиниң идеяси «Тень ангела» романимни йезиватқанда кәлгән еди. Шу пәйттә мәтинләр арисиға айрим сүрәтләрни киргүзгән едим. Әнди психолог сүпитидә ейтидиғиним, һазир адәмләр һәрқандақ әхбаратни пәқәт мәтин биләнла әмәс, тәсвирләр, видеолар билән қобул қилишқа адәтләнди. Шуни нәзәрдә тутуп, биз тәсвирләр, йәни комикслар арқилиқ тарихимизни тонуштурушниң утуқлуқ болидиғанлиғини чүшәндуқ. Бу болупму балилар арисида әхбаратни яхши вә тез сақлап қелишқа тәсир қилиду. Лайиһиниң мәхсити – вәтәнлик мәһсулат ишләпчиқириш, өз рәссамлиримизниң вә дизайнерлириниң әмгигини көрситиш. Комикслардики барлиқ сүрәтләрни Астана шәһиридики Миллий сәнъәт университетиниң студентлири ясиди, сценарий муәллипи – мән. Керей билән Жәнибек – Қазақ ханлиғиниң асасини салғанлар. Биз уларниң әвлатлири Бурундуқ хан вә Қасим хан тоғрилиқ комиксни тәйярлаймиз. Әнди «Керей вә Жәнибек» комиксини Астанада тонуштурушни мәхсәт қиливатимиз. 

117 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы