• Әхбаратлар еқими
  • 01 Ақпан, 2024

«Қәшқәрдә мәшъәл»

Қ.Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театри бу қетим тамашибинларға йәнә бир мәзмун-маһийити чоңқур әсәр билән хошал қилди. У болсиму, йеқинқи заман мәдәнийәт тарихимизниң шанлиқ иптихари, вәтәнпәрвәр шаир, истедатлиқ мәрипәтчи Абдуқадир Дамолланиң һаяти тоғрилиқ тарихий драма еди. Әсәр язғучи Алимҗан Бавдиновниң қәлимигә мәнсүп болуп, у Әзизҗан Искәндәровниң режиссерлиғида сәһнә төридин орун алди.

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

Әсәрниң асасий мәзмуни мундақ: Мәркизий Азия вә Мисирға охшаш әлләргә тонулған Абдуқадир Дамолла нурғун риязәтләр чекип, Қазан, Ташкәнт, Стамбул шәһәрлиридә илим үгәнгән. Әзизанә Қәшқәргә қайтип келиши билән уни жутдашлири дағдуғилиқ күтивалиду. Һөрмәт көрситип, меһман қилиду. Шундақ зияпәтләрдә алимға азду-тола пулларму чүшәтти. Шундақ болсиму, у йәнила мискин еди. Чүнки Қәшқәр шәһири хурапәт зулумиға петип, адәмләр арисида кәмбәғәлләр көпәйгән. Улар тәрәққиятқа йөнилиш тоғрилиқ ойлапму қойматти. Қишниң соғида тала-түздә жүргән ач-ялиңач балиларни көргән Абдуқадир Дамолла кишиләр жиғилған җайларда өзиниң чәт әлдә көргәнлирини бөлүшүп, уларниң қуш кәби асманда учуватқанлиғини вә белиқлар охшаш суда үзүватқанлиғини ейтип бериду. Шуңлашқа у бирдинла бир топ сәпдашлири билән мәктәп вә житимлар өйини ачиду. Әлвәттә, аддий пухраниң «қенини тәшмәй ичиватқан» байлар билән чала сават имам-мәзинләр униңға қарши чиқиду. 
Шуниңға қаримай, Абдуқадир Дамолла Қәшқәрдә мәрипәт саһасини тәрәққий әткүзүш йолида маңиду. Һәтта, шәһәргә келип, аһалиға азғинә хизмәт қилиш банисида өз елигә пайда кәлтүрүватқан чәтниң миссионерлири билән күрәш елип барди. Чәтәлликләр билән тил бириктүргән өзимизниң арисидин чиққан хаинларниң «яхшилиғи» түпәйли 1924-жили әзизанә Қәшқәр шәһиридә йоруқ юлтуз кәби чақниған бүйүк алим философ вә шаирниң һаяти бевақит тохтиди. Ғәпләт уйқисида ятқан хәлқини ойғитишқа тиришип, уларни тәрәққият йолиға башлиған инсанға қилинған сүйиқәстлик, әлвәттә, пүткүл әл-жутниң ғәзивини қайнатқан еди. 
Җәмләп кәлсәк, әсәрниң асасий мәзмуни мана мошуниңдин ибарәт. Уни сәһнидә көрүш җәриянида шундақ хуласигә кәлдуқки, буниңдин шунчә жиллар илгири Абдуқадир Дамолланиң тутқан йоли, хәлқимизни җаһаләттин қутулдурушқа интилиши һелиму өз әһмийитини йоқатмиғанлиғи ениқ. Шуңлашқа бу күни театрға қәдәм ташлиған тамашибинлар мәзкүр тарихий драмидин тәсирлинипла қалмай, уни алаһидә алқишлар илкидә қарши алди.
Бу йәрдә әсәрни сәһнигә елип чиқишта әҗир сиңдүргән барлиқ шәхсләрниң әмгигини жуқури баһалашқа әрзийду. Болупму, униң режиссери Әзизҗан Искәндәровниң мәйли актер таллашта болсун, яки мәйли уларниң рольларни иҗра қилишидики маһарити болсун, умумән, алаһидә көңүл бөлгәнлигини тәкитләш орунлуқ. Әнди сәһниниң безилиши вә уни нәқ шу дәвирдики Қәшқәрни әлитиши, шундақла актерларниң кийим-кечәклири рәссам Гөзәл Мәмәдинованиң талант-қабилийитидин дерәк берип туриду. Баш қәһриман Абдуқадир Дамоллани өзигә лайиқ иш-һәрикәтлири арқилиқ униң ички дунияси билән мәхсәт-муддиасини ениқ көрситип, уни тамашибинға йәткүзгән яш актер Дилшат Аманбаевқа пәқәт апирин ейттуқ. Буниңдин сирт, әсәрниң утуқлуқ чиқишиға өзлириниң төһписини қошқан, театрниң актер-актрисилириниң убданла тәҗрибигә егә екәнлигини бирдинла байқашқа болиду.
Жуқурида тәкит­лигинимиздәк, ушбу тарихий әсәрдә һәрбир ейтилған пикир яки йүз бәргән вақиәликләр бизниң заманимиздиму өз әһмийитини йоқатмиғанлиқтин, уни тамашибин алқишлар илкидә қарши алди. Мәсилән, мәрипәт саһасиға дегән бепәрвалиғимиз, ана тилимизни қәдирләшниң орниға уни аяқ асти қилишқа урунуватқанлиғимиз тоғрилиқ алимниң монологлири шулар җүмлисидин. Жүрәк әмри билән алим хәлқимизниң тәғдиригә көйүнүватқанлиғи, әлвәттә, барчимизға үлгә болғуси. Бизгә бу бүгүнки күндә йетишмәйватқиниму шу болса керәк. Әсәр әйнә шундақ әстәрлик тәрәплири билән көпчиликтә чоңқур тәсират қалдурди.
Бу йәрдә оқурмән диққитигә шуни селип өтүш керәкки, Абдуқадир Дамолла һәққидә йезилған башқа әсәрләрдики айрим шәхсләрниң исим-шәриплири Алимҗан Бавдиновниң қәлимигә мәнсүп бу әмгәктикигә азду-тола уйғун кәлмәйду. Мәсилән, «Қәшқәрдә мәшъәл» драмисида алимниң җениға сүйиқәстлик қилған «Әхмәт мәзин» дәп көрситилсә, әнди башқа мәнбәләрдә у «Һелим мәзин» дейилиду. А.Бавдинов «Һәмрабай» дәп алған болса, язғучи Хевир Төмүрниң тарихий очеркида «Өмәрбай» екәнлиги мәлум. Шуңлашқа биз мошу мәсилә әтрапида әсәрниң режиссери Әзизҗан Искәндәровқа мураҗиәт қилдуқ.
– Әсәр буниңдин бираз жиллар илгири, йәни муәллип Алимҗан ака Бавдинов һаят чеғида өзиниң иштрак қилишида муһакимидин өткән. Шәхсән мән режиссер сүпитим билән кишиләрниң исим-шәрипигә һечқандақ өзгириш киргүзмидим. Мениң һәтта ундақ һоқуқум йоқ, десәмму болиду. Бирақ һәрқандақ әсәрни сәһнигә елип чиқиш җәриянида режиссер униңға иҗадий жәһәттин яндишидиғанлиғи ениқ. Бу әмәлиятта испатланған тәҗрибә. Буниңдин кәспий мутәхәссисләрниң убдан хәвири бар, – дәйду режиссер.
Немә демәйли, бу күни тарихимизда өчмәс изи қалған вәтәнпәрвәр шаир, алим һәм истедатлиқ мәрипәтчи Абдуқадир Дамолланиң һаятидин көпчилик убданла хәвәрдар болди. Униң ечинишлиқ тәғдиригә һәсрәттә қалғини ениқ. Хәлқимизгә хизмәт қиливатқан театр коллективи бу қетимму көпчиликкә роһий озуқ берип қалмастин, уларниң бир дәқиқә болсиму, бүйүк даналиримизниң һаятиға нәзәр ағдурушқа муйәссәр қилди.  

179 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы