• Әхбаратлар еқими
  • 01 Ақпан, 2024

Зорлуқ-зомбилиқниң зәрдави

Аилидики зорлуқ-зомбилиқ тоғрилиқ турақлиқ йезип келиватимиз. Амма җәмийитимиздә орун еливатқан әһваллар, йәни аял-қизларниң һоқуқиниң һәддидин ташқири дәпсәндә қилиниши бизни мошу мавзуға йәнә бир қетим мураҗиәт қилишқа мәҗбурлиди.

 Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

Ахирқи вақитларда турмуштики аиләвий зорлуқ-зомбилиқ зәрдавидин қаза болуватқанлар сани кәскин өскән. Нери өтмәйла бәш жилдин бу ян йүз бериватқан әһвалларға нәзәр салсақ, у икки һәссигә көпийипту. Йеқинда бу тоғрилиқ Қазақстандики «БМТ-аяллар» структуриси мәһкимиси рәисиниң вәзиписини вақитлиқ атқурғучиси Дина Амришева рәсмий елан қилди.
 «2022-жилниң өзидила аилидики зорлуқ-зомбилиқ бойичә Қазақстан Җумһурийити Ички ишлар органлириға 115 миң әризә келип чүшкән. Шундақла Мәдәнийәт вә әхбарат министрлигиниң тарқатқан мәлуматлириға диққәт ағдурсақ, ахирқи 4,5 жилниң ичидә 869 адәм қаза болуп, 2000дин ошуқ аялниң саламәтлигигә еғир зиян йәткүзүлгән. Буниңдин шундақ хуласә чиқидуки, зорлуқ-зомбилиқ билән болған күрәшкә җиддий көңүл бөлүш керәк» – дәйду Дина Амришева.
У яқниң тәкитлишичә, әң ечинарлиғи гендерлиқ зорлуқ-зомбилиқ аләмшумул проблемиға айланған һалда, дуния әһлини тәшвишкә салмақта. Мәсилән, инсан һоқуқи дәпсәндә болуши тоғрилиқму шундақ дейишкә толуқ асас бар. БМТниң мәлуматлири бойичә, дуниядики һәрбир үчинчи аял зорлуқ-зомбилиқниң зәрдавини чекиду. «БМТ-аяллар» структуриси идарисиниң сайтида елан қилинған әхбаратларға асаслансақ, дуниядики 245 миллион аял-қизлар өзлириниң йеқинлиридин зорлуқ көрүп кәлмәктә. Зәрдап чәккүчи аялларниң 86 пайизи инсан һоқуқлири тамамән қоғдалмайдиған әлләрдә яшайду. 
Көрүп туруптимизки, әһвал хошал қилғудәк дәриҗидә әмәс. Әксичә җәмийәттә аял-қизлиримизға дегән һөрмәт-еһтирам өчүп, уларни таяқ астиға елиш әвҗигә чиққан. Жуқуридики фактларға көз жүгәртсәк, 4 жилдин ошуқ вақит ичидә 1000ға йеқин аялниң йоруқ дуния билән хошлишишиға әрләр сәвәпкар болған. Улар бәзидә өй тиранлириға айлинип, һәрқандақ вәзийәттә аялларни хорлашқа адәтләнгән. 
«Бүгүнки күндә аилидики зорлуқ-зомбилиқни җинайәткә тәңләштүрүш мәсилиси җиддий туруватиду. Мутәхәссисләр бу җәмийәт ағриғиниң алдини елиш үчүн бирқатар чариләрни қоллинишни тәклип қиливатиду. Мәсилән, һәрқандақ вәзийәттә җинаий ишниң йүз беришигә йол қоймаслиқ үчүн полиция, прокуратура, сотлардин ташқири, саламәтлик сақлаш мәһкимилири билән кризис мәркәзлириниң паалийитини мувапиқлаштуруш ишлирини күчәйтиш лазим» – дәйду Дина Амришева. 
Қандақла болмисун, елимиздә аял-қизларниң һоқуқини һимайә қилиш йолида бирқатар ишлар әмәлгә ашурулуватиду. Болупму кейинки вақитларда буниңға алаһидә диққәт ағдурулуп, имканқәдәр, тиранларни җазаға тартиш бойичә қанунларму қобул қилинди. Әнди әң муһими, шу аҗизлар йолдиши яки башқилардин зиян көргинидә, аңлиқ рәвиштә ички ишлар органлириға дәл вақтида мураҗиәт қилғини тоғра. Мундақ дейишимиздики сәвәп, көплигән аял-қизлар турмуш қийинчилиқлиридин қорқуп яки пәрзәнтлириниң житим қелишидин тәшвишләнгән һалда, аддий тил билән ейтсақ, һәммигә бәрдашлиқ берип жүрүшкә мәҗбур. Һә, буниңдин пайдиланған «өй батурлири» йәнила ойиға кәлгәнни қилидиғанлиғи ениқ.
Җәмийитимизгә зиян кәлтүрүватқан әйнә шундақлар билән күришиватқан шәхсләр җан дили билән уларға қанчә қаршилиқ көрсәтмисун, әпсус, «батурлар» сани һазирғичә азайғини йоқ. Шуңлашқа йеқиндин бу ян, хәлиқара тәшкилатлар тәрипидин бирқатар чарә-тәдбирләр йолға қоюлди. Мәсилән, 2020-жилдин Оттура Азия дөләтлиридә БМТ билән Европа Иттипақи һәмкарлиғида аял-қизларға болған зорлуқ-зомбилиқниң барлиқ түрини йоқитишқа қаритилған «Күн нури» мавзусида программа җарий қилинди. Униң йәкүни бойичә, үч жил давамида 500дин ошуқ активист аяллар билән гражданлиқ тәшкилатлар җәмийитиниң вәкиллири баш қошти. 25 яшлар тәшкилатиниң әзалири гендерлиқ зорлуқ-зомбилиқ билән зиянлиқ стереотипларни йоқитиш үчүн «NUR» нарәсмий топиға бирләшти. Улар Ички ишлар хадимлири билән бирликтә регионаллиқ тәҗрибә алмаштуруш җәмийити билән иш елип берип, зорлуқ-зомбилиқни йоқитиш бойичә Оттура Азиялик альянс даирисидә өз паалийитини турақлиқ давамлаштуридиған болиду. 
Буниңдин сирт, өткән жили Оттура Азия әллиридә, җүмлидин Қазақстан «Күн нури» тәшәббуси билән аләмшумул HeForShe кампаниясигә қошулди. «БМТ-аяллар» структуриси тәрипидин қурулған «Оттураазиялик һәмкарлишиш һәрикити» әрләрни гендерлиқ баравәрлик вә аяллар һоқуқлири билән мүмкинчиликлирини кәңәйтиш бойичә зорлуқ-зомбилиқсиз тәңһоқуқлуқ болушқа чақириду. Интернет тори вә аммивий әхбарат васитилири арқилиқ мәзкүр һәрикәтни қоллап-қувәтлигүчиләрниң сани 15 миллионға йәткән. Һәммимизниң ахирқи мәхсити – аял-қизларға болуватқан зорлуқ-зомбилиқниң үстидин ғәлибә қазиниш. Униң билән җәмийәт болуп күрәшкәндила нәтиҗә болидиғанлиғи ениқ. Демәк, униңға һәрбиримиз бепәрва қаримай, аял-қизлиримизниң бешиға күн чүшкинидә, қол учимизни сунғинимиз әвзәл.

96 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы