• Әхбаратлар еқими
  • 01 Ақпан, 2024

«Изгүлүк һәптиси»

Өткән һәптидә яшлар елимизниң җай-җайлирида «Изгүлүк һәптиси» акциясини өткүзди. Мәзкүр акцияниң тәшәббускари – AMANAT партияси йенидики «Жастар Рухы» яшлар қанити. 

Рашидәм МИРЗӘХМӘТОВА,
«Uiğur avazi»

Паалийәтчан яшлар һава райиниң қолайсизлиқлириға қаримай, хизмәт қиливатқан тазилиққа җавапкәр коммунал хизмәтлири хадимлириға иссиқ чай вә нанлирини тәклип қилип, қар тазилаш ишлириға ярдәмләшти. Мәзкүр һәптилик қолға елинған күндин башлап, пидаийлар җумһурийәт бойичә әлликтин ошуқ соваплиқ чарә-тәдбир өткүзүп, миңға йеқин адәмни сәпәрвәр қилған.
Паалийәтчан яшларниң қәйт қилишичә, акция җәриянида яшларниң бир топи коча тазилиғучиларға көңүл бөлүп, “Келиң, иссиқ чай ичиң!”, дәп меһриванлиқ көрсәтсә, йәнә бир топ ялғуз яшаватқан қерилар билән пенсионерларниң өйлиригә берип, һойлилирини қардин тазилашқа ярдәмләшкән. Өз новитидә, мөтивәрләр билән коча тазилиғучилар иззәт-һөрмәт вә ғәмхорлуқ көрситишкә интилған бу паалийәтчан яшларға миннәтдарлиғини изһар қилип, дуалирини беришти.

86 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы