• Әхбаратлар еқими
  • 01 Ақпан, 2024

“Автобус” операциясиниң йәкүни чиқти

Җумһурийәтлик Ички ишлар министрлиги дөләт даирисидә жүргүзүлгән “Автобус” операциясиниң йәкүнини чиқарди. Полиция хадимлири бәш күн ичидә җәмийәтлик транспорт жүргүзгүчилири әмәлгә ашурған 5470 йол қаидисини бузуш әһвалини тиркиди. Уларниң они транспортни спиртлиқ ичимликләрни истимал қилип башқурған. 

Насирахун РОЗАХУНОВ,
“Uiğur avazi”

Шундақла чарә-тәдбир даирисидә транспортни йолниң қариму-қарши тәрипигә чиқип һайдашқа бағлиқ – 7, әмгәк вә дәм елиш режимини бузушқа бағлиқ — 29, мәҗбурий ғәмсизләндүрүш тоғрилиқ қанунини бузушқа бағлиқ — 351, транспорт васитисини алдин-ала тәкшүрүштин өткүзмәсликкә бағлиқ — 123, техникилиқ байқаштиш өтмәсликкә бағлиқ 799 қануний һәрикити тиркәлди.
Рейд даирисидә 174 жүргүзгүчиниң илдамлиқни ашурғанлиғи, 1374 жүргүзгүчиниң транспортни башқуруш вақтида телефонда сөзләшкини ениқланди.
Буниңдин ташқири, рейд давамида җәмийәтлик транспорт жүргүзгүчисиниң әйивигә бола бәш йол һалакити йүз бәргәнлиги вә униң ақивитидә төрт адәмниң җараһәт алғанлиғи мәлум болди.
Операция даирисидә рухсәт қилинмиған 23 автотранспорт мәхсус тураққа тохтитилди, шундақла 4 миң автобус тәкшүрүлүп, 371 қанунни бузуш һәрикәтлири ениқлапаш қилинди.
Чарә-тәдбир йәкүни бойичә автобус парклиридики 112 лавазимлиқ шәхс мәмурий җавапкәрликкә тартилди. Тәкитләш керәкки, мәхсус операциягә 9 миңдин ошуқ полиция хадими, шундақла йәрлик иҗраий органлар вә җамаәтчилик вәкиллири җәлип қилинди.
 

80 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы