• Әхбаратлар еқими
  • 01 Ақпан, 2024

Һәрбийләргә һөрмәт

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Uiğur avazi»

Мәлумки, 1992-жили 10-январь күни, Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Пәрманиға бенаән, ички бехәтәрликни тәминләш мәхситидә Ички ишлар министрлигиниң Ички әскири қурулди. Әнди 2014-жили 21-апрельда Президентниң Пәрмани билән Ички ишлар министрлигиниң Ички әскири «Миллий гвардия» дәп өзгәртилди.  2015-жили 10-январьда  «ҚҖ Миллий гвардия һәққидә» қануниға қол қоюлди. Шуниңдин бери бу күни елимиздә Миллий гвардия мәйрими нишанлинип келиду. Бийил ҚҖ Миллий гвардиясигә 32 жил толди. Шуниңға мунасивәтлик Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ишиктә шәһиридики Т.Молдағалиев намидики наһийәлик Мәдәнийәт өйидә тәнтәнә болуп өтти. 
Чарә-тәдбирни ачқан наһийә һакиминиң орунбасари Ертай Нурмаханов һәрбийләргә Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң һакими Алтай Досумбаевниң тәбригини йәткүзүп, вәзипилирини өз дәриҗисидә атқуруп келиватқан Вәтән қоғдиғучилириға миннәтдарлиқ билдүрди. Шундақла уларни №6654 Қаракемер һәрбий бөлүми командириниң орунбасарлири, полковниклар Ғани Абитаев вә Тимур Қулманбетов, батальон командири Ернур Қалипанов, взвод командири Сабит Мәмбетқулов, рота командирлири Айдар Анур, Азиз Рустем, Талғат Абдуғалиев, Али Хамзе вә Шыңғыс Баймуратулы вә башқиларни мукапатлиди.  

Алмута вилайити,
Әмгәкчиқазақ наһийәси 

536 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы