• Әхбаратлар еқими
  • 01 Ақпан, 2024

Бизниң мәһсулатларға қизиқиш өсүватиду

Өткән жили көнәк ейида бир топ қазақстанлиқ алимлар Япониядә өткән FOODtech Japan Tokyo 2023 хәлиқара көргәзмигә қатнашқан еди. Уларниң арисида «Таам вә қайта ишләш санаити қазақ илмий-тәтқиқат институти» ҖЧЙниң башқарма рәиси вәзиписини орунлиғучи Жуматай Оразбаев вә мошу институт йенидики «Биотехнология, сүпәт вә таам бехәтәрлиги» лабораториясиниң рәһбири, профессор, ҚҖ Йеза егилиги пәнләр академиясиниң академиги Мәсимҗан Веләмов иштрак қилди. 

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi»

— Бу чоң хәлиқара көргәзмә болуп һесаплиниду, — дәйду Мәсимҗан Турсуноғли. — У Токио шәһиридики Tokyo Big Siqhtb көргәзмә мәйданида өтти. Һәммимизгә мәлумки, Япония Азиядики таам технологиялири, таам вә қайта ишләш санаити карханилирини автоматлаштуруш бойичә йетәкчи дөләт болуп һесаплиниду. Қошумчә қилсам, һәр жили бу көргәзмигә дунияниң 90дин ошуқ дөлитидин вәкилләр қатнишиду. Бу қетимқи көргәзмидә 3800 стендларда 3500 экспонат намайиш қилинди. Бизгә берилгән мәлумат бойичә, униңға 80 426 кәспий сетивалғучилар қатнашти. Көргәзмидә таам мәһсулатлиридин ташқири, технологиялик җәриянларни автоматлаштуруш үчүн қоллинилидиған робот техникилири, инновациялик қарарлар, қайта ишләш вә қачилаш қурал-җабдуқлиридики ІТ-технологияләр намайиш қилинди. 
— Қазақстандин бу көргәзмигә йәнә қандақ мәһкимә-карханилар қатнашти?
— Бу хәлиқара көргәзмини RX Japan LTD, йәни Япониядики хәлиқара экспертлар вә экспортерлар иттипақи уюштуриду. Қазақстан тәрәптин асасий уюштурғучи «Bal halal» сода мәһкимилириниң ассоциацияси болди. Қазақстандин мәзкүр көргәзмигә бизниң институттин ташқири, Қазақ миллий аграрлиқ тәтқиқат университети, Алмута технология университети қатнашти.
 Биз көргәзмидә ичимликләрни, таам санаитиниң қурал-җабдуқлирини, озуқ-түлүк мәһсулатлирини, таам санаити технологиялирини көрсәттуқ. 
— Силәр тәвсийә қилған мәһсулатларға қизиқиш қандақ болди?
— Һәммимизгә мәлумки, Япония территория җәһәттин кичик, амма аһали сани көп мәмликәт. Болупму бу әлдә сүпәтлик озуқ-түлүк мәһсулатлириға болған еһтияҗ жуқури. Улар озуқ-түлүк мәһсулатлириниң 20 пайизини импорт қилидекән. Биз көргәзмидә биоэкологиялик функцияси бар йәл-йемиш ичимликлирини, хәлиқара стандартларға мувапиқ қайта ишләнгән қой гөши вә башқиму мәһсулатларни көрсәттуқ. Бизниң павильонни зиярәт қилип, мәһсулатлиримизни тетип көргәндин кейин Самурай академиясиниң вәкиллири уларни Япониядә илгирилитишкә тәйяр екәнлигини ейтишти. Шундақла меморандум түзүшкә, қазақстанлиқ алимлар билән ишләшкә мәнпийәтдар екәнлигини қәйт қилишти. Биз көргәзмә даирисидә Япония Пәнләр академиясиниң вәкиллири билән учришишимиз керәк еди. Амма, айрим сәвәпләргә бола, көрүшәлмәй қалдуқ. Шундиму биз улар билән таам мәһсулатлирини қайта ишләшниң инновациялик технологиялири бойичә һәмкарлиқ тоғрилиқ меморандум имзалашқа келиштуқ. Униң лайиһиси япониялик алимларға әвәтилди. Тәкитләш лазимки, бу көргәзмә бизгә өзимизниң товарлирини пүткүл Азия херидарлириға намайиш қилишқа имканийәт яратти. Мәлумки, Азия региони һазир сүръәтлик тәрәққий етиватқан регион һәм бу йәрдә сүпәтлик озуқ-түлүк мәһсулатлириға болған еһтияҗ жилдин-жилға өсүватиду.
— Умумән, көргәзмигә қатнишишниң йәкүнлирини қандақ баһалиған болар едиңиз?
— Елимиз Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев ихтисадимизни хамәшиялиқ әмәс, бәлки тәйяр мәһсулат ишләп чиқиридиған ихтисат йөнилишидә тәрәққий әткүзүшниң муһим екәнлигини дайим тәкитләп келиватиду. Дөләт рәһбириниң тәшәббуси билән җарий қилинған ислаһатларниңму асасий мәхсити шуниңдин ибарәт. Мана йеқинда Президент «Қазақстан Җумһурийитиниң айрим қанун актлириға экспортлуқ-кредитлиқ вә хамәшиялиқ әмәс товарларниң (ишларниң, көрситилидиған хизмәтләрниң) экспортини илгирилитиш мәсилилири бойичә өзгиришләр вә толуқтурушлар киргүзүш тоғрилиқ» қанунни имзалиди. Бу қанун экспорт билән шуғуллиниватқан карханилар, мәһкимиләр үчүн чоң имканийәтләрни яритиду. 
Әнди Япониядә өткән хәлиқара көргәзмә Қазақстанда таам санаитидә инновациялик тәтқиқатлар жүргүзүватқан алимларниң бар екәнлигини көрсәтти. Алимлиримизниң әмгәклирини, идеялирини санаәттә қоллинишқа болиду. Уларниң мәһсулатлири сүпәтлик, дунияда риқабәткә қабил, хәлиқара стандартларға мувапиқ. Мәсилән, биз тәйярлаватқан мәһсулатлар Япониядә чоң қизиқиш һасил қилди. Сокларни ичип көргәнләр, уларниң дәминиң һәқиқәтәнму тәбиий екәнлигини, адәм үчүн пайдилиқ екәнлигини чүшәнди һәм өзлириниң сәмимий пикирлирини ейтишти. Мана мошундақ иҗабий инкаслардин кейин бизниң илмий тәтқиқатлиримизни, идеялиримизни коммерцияләштүрүш иши елимиздики Илим-пән фондиға тәвсийә қилиниду. Фонд бизни қоллап-қувәтләйду, дәп ойлаймиз. Умумән, мошундақ чоң хәлиқара көргәзмиләргә қатнишишниң иҗабий тәрәплири нурғун. Келәчәктә бу йөнилиштики паалийитимиз давамлишиду, дәп ойлаймән.
— Сөһбиңизгә рәхмәт.

600 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы