• Әхбаратлар еқими
  • 01 Ақпан, 2024

«Бу алаһидә әһмийәтлик жил болмақ»

Йеқинда Қуддус Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ-комедия театриниң рәһбири Дилмурат Баһаров театрдики иҗадий рәһбәрләрниң қатнишиши билән Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаевнин «Егемен Қазақстан» гезитиға бәргән сөһбити асасида «дүгләк үстәл» өткүзди. 
— Президентниң «Егемен Қазақстан» гезитиға бәргән сөһбитини чоң қизиқиш билән оқуп чиқтим, — дәп сөзини башлиди Дилмурат Баһаров. — Дөләт рәһбири хәлқимизни ойландуруватқан соалларға әтраплиқ җавап бәрди. Шәхсән мән, бу сөһбәт арқилиқ нурғун нәрсиләрдин хәвәрдар болдум. Җүмлидин «қәһритан вақиәси» вә униң ақивәтлири, елимиздә бүгүнки күндә йүз бериватқан сәясий өзгиришләр шулар җүмлисидиндур. Президентқа кадр мәсилиси тоғрилиқ наһайити орунлуқ соал қоюлди. Җүмлидин һазир дөләт хизмитигә, болупму җавапкәрлик хизмәтләргә яшларға имканийәт яритилғанлиғи һәққидә ейтип келип, Президенттин: «Бәзиләрниң яш рәһбәрләргә тәҗрибә йетишмәйду, дегән пикрини қандақ ойлайсиз?» дәп сориди. Қасым-Жомарт Кемелоғли: «Мән қазақ елиниң яшлириға ишинимән. Шуңлашқа уларниң иҗраий вә қанун чиқириш һакимийәт тармақлирида хизмәт қилишиға йол ачидиған комплекслиқ чариләр қобул қилинди. Президентлиқ яшлар кадр резерви шәкилләнди. Таллашниң бирнәччә басқучидин өткән мутәхәссисләр дөләт хизмитидә рәһбәрлик лавазимларға тайинлинишқа башлиди. Сәясий ислаһатлар даирисидә партияләрниң тизимини шәкилләндүргәндә вә депутат мандитини тәхсим қилғанда, аяллар, яшлар вә имканийити чәкләнгән шәхсләр үчүн квота киргүзүлди. Нәтиҗидә көплигән вәтәнпәрвәр яшлар Мәҗлис вә мәслиһәт депутатлиғиға сайланди. Вакаләтлик һакимийәттә яшларниң авази ениқ аңлинишқа башлиди. Мошундақ ениқ қәдәмләр һакимийәт тәркивини йеңилашқа сүръәт бәрди. Һазир дуния жилда әмәс, күн санап өзгәрмәктә. Йеңи технологияләр, мутәхәссисликләр вә саһалар пәйда болмақта. Ишни уюштурушниң вә башқурушниң услублири қайта қаралмақта. Мошундақ әһвалда йеңи кәспий маһарәтләрни үгиништә вә илғар билимини нәтиҗидар пайдилиништа қабилийәтлик яшларниң роли ашиду. Өткүр ойлуқ яшлиримиз келәчәкни баһалашни билиду вә дайим тәрәққий етишкә интилиду. Шуңлашқа уларға парасәт йетишмәйду дегән пикиргә қошулмаймән» дәп ениқ җавап бәрди. 
Амма, Президент ейтқандәк, һакимийәт қурулумлириға чоң әвлатниң тәҗрибисиму, яш әвлатниң йеңи идеялириму һаҗәт. Шәхсән бизниң коллективни мисалға алсам, бәзи сәнъәткарлиримиз пенсиягә кәтсиму, улар билән алақимизни үзмидуқ. Чүнки уларниң мол тәҗрибиси йеңидин ишқа қобул қилиниватқан яшлар үчүн һавадәк һаҗәт. 
— Президентимиз һазир җәмийитимиздә йүз бериватқан зорлуқ-зомбилиқ тоғрилиқму өз пикрини қәтъий ейтти, — дәп қошумчә қилди әдәбият бөлүминиң башлиғи, театр бәдиий рәһбириниң мәслиһәтчиси Гүлбаһар Насирова. — Һазир телевизор көрүштин яки қолумиздики янфонни ечиштин қорқидиған болдуққу. «Әвуни уруп кетипту», «бирини зорлаветипту», һәтта «өлтүрүветипту» дегән йеқимсиз әхбаратларға дуч келидиған болдуқ. Болупму аҗизлар билән балиларға болған зорлуқ-зомбилиқ, қатиллиқ һәддидин ашти. Президентниң ейтишиға қариғанда, мундақ җинайәтләрниң алдини елиш бойичә ениқ тапшурмилар берилипту. Буниңдин кейин аяллар билән балиларға қилинған зорлуқ-зомбилиққа бағлиқ җинайәтләрни тәргәв қилиш билән аял тәргәвчилар шуғуллинидиған бопту. Шундақла Мәҗлисниң бир топ депутатлири хәлиққә Дөләт рәһбириниң Мәктүби даирисидә турмуштики зорлуқ-зомбилиққа қарши күрәш бойичә қанун лайиһисини тәйярлаветипту. 
Ядиңларда болса, булту бир әр кишиниң аялини өлтүрүши аҗизниң уруқ-туққанлир арисидила әмәс, бәлки җәмийитимиздә чоң наразилиқ пәйда қилди. Бу вақиәдин кейин иҗтимаий торларда турмуштики зорлуқ-зомбилиқ қилғанларға җазани күчәйтиш тоғрилиқ петиция елан қилинди. Сөһбәт давамида журналист Президенттин: «Сиз турмуштики зорлуқ-зомбилиқ үчүн җазани күчәйтишни қолламсиз?» дегән соалиғиму гезитханларниң ойидики җавапни алди. «Мән елимиздә «қанун вә тәртип» дегән қаидиниң орнишини халаймән. Шуңлашқа ениқ җавап берәй, турмуштики зорлуқ-зомбилиққа мунасивәтлик җазани күчәйтиш тәкливини толуқ қоллаймән. Сиз ейтқан петиция қанунға мувапиқ болсиму, болмисиму гражданларниң пикри җәзмән диққәткә елиниду. Униңға гуман болмисун. Шуниң билән биллә җәмийәттә зорлуқ-зомбилиқниң һәрқандақ түригә һәргиз төзмәйдиған чүшәнчә қелиплашмиса, қанунға киргүзүлгән өзгиришләрдин пайда болмайду. Хәлиқ зорлуқ-зомбилиқ қилғанларға җазани күчәйтишни тәләп қилса, җинайәт дуниясидики вақиәләргә һәйран қелип, фильмларниң қанунни дәпсәндә қилидиған қәһриманлиринила әмәс, һәтта һәқиқий һаяттики җинайәтчиләрни өзигә пир тутмақта. Бу әһвал бир-биригә тамамән қарши вә ғәлитә көрүниду. Шундақ әмәсму? Биз җәмийәтни ичидин чиритидиған, инсанпәрвәрликкә ят қилиқларни ақлашни көзләйдиған һәрқандақ һәрикәткә вә қанун нигилизмиға қарши умумхәлиқ күришини йолға қоюшимиз лазим» деди. 
 — Сәнъәткар болғанлиқтинму, хәлиқниң арисида көп жүримизғу, —дәп сөзгә қетилди «Нава» ансамблиниң бәдиий рәһбири Ниязҗан Турсунов. — Болупму йеза хәлқиниң сорайдиғини: «Шәһәрдә немә яхшилиқлар бар, сәрада һечнәрсә көрмәймизғу» дейишиду. Хәлиқниң турмушиғу илгириму яман болмиған. Һазир униңдинму яхшилиниватиду. Дохтурлар билән муәллимләрниң айлиқлири өсүватиду. Йеңи мәктәпләр селинишқа башлиди. Йезиларда ағриқханилар қәд көтәрмәктә. Умумән елип қариғанда, иҗтимаий саһадики көплигән мәсилиләр аста-аста һәл қилиниватиду. Президентимиз өз сөһбитидә: «Мошу ишларниң һәммиси 2024-жилиму давамлишиду. Биз еһтият билән, планлиқ рәвиштә мәхсәткә йетиш үчүн тохтимай алға интилимиз. Бу – алаһидә әһмийәтлик жил болмақчи. Чүнки мошу басқуч елимизниң алдимиздики бәш жилдики тәрәққиятиға асас болиду» деди. Демәк, бу жилдин күтидиғинимиз көп.

Надира ӨМӘРОВА,
театрниң мәтбуат кативи

699 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы