• Әхбаратлар еқими
  • 01 Ақпан, 2024

Сейсмикилиқ бехәтәрлик мәсилиси бойичә кеңәшмә өтти

Дөләт рәһбири Қ.Тоқаевниң рәислигидә Алмута шәһиридә сейсмикилиқ бехәтәрликни тәминләш мәсилилири бойичә кеңәшмә өтти. Президент мәмликитимиз территориясиниң үчтин бир қисмида йәр тәврәш ховупи бар екәнлигини ейтти. Тәкитләш лазимки, сейсмологиялик станцияләр ахирқи 5 жилда 45 миңдин ошуқ йәр тәврәшни тиркигән.
 «Бирақ, очуғини ейтиш керәкки, Алмутида болған пәвқуладдә вәзийәт пәйтидә һаҗәт органлар тез һәрикәт қилишқа тәйяр болмиди. Шәһәр турғунлири немә қилишини билмәй, әндишидә қалди. Бу кеңәшминиң асасий мәхсити – тәңқитләш әмәс, ениқ чариләрни қобул қилиш. Мәсилән, аһалиниң көпчилигидә «пәвқуладдә вәзийәткә һаҗәт чемоданму» йоқ болуп чиқти. Һаҗәт оқуш-үгитиш мәшиқлири мәктәптин, һәтта балилар бағчилиридин башлиниши лазим. Илгири Алмутида мошундақ тәҗрибә болған. Шуни қайта риваҗландуруш керәк. Сәвәви, һазир гражданларни пәвқуладдә вәзийәтләргә тәйярлаш системиси тәләпкә мувапиқ әмәс. Вакаләтлик органлар хәлиққә һәртәрәплимә чүшәндүрүш ишлирини жүргүзүши лазим. Оқуш орунлирида, дөләт мәһкимилиридә турақлиқ рәвиштә мәшиқләр өткүзүп туруш һаҗәт. Бу – наһайити муһим. Мошу ишни дәрһал қолға елиш керәк», — деди Президент.
Дөләт рәһбири инфра­қурулумларниң хәлиқни эвакуацияләшкә тәйярлиғи вә агаһландуруш системисиға мунасивәтлик мәсилигә алаһидә көңүл бөлди.
 «Агаһландуруш системиси қошулмиди. Бу тоғра қарар болған. Болмиса, шәһәрдә паракәндилик башлинип кетәтти. Бирақ хәлиқни башқа алақә васитилири арқилиқ хәвәрдар қилиш лазим еди. Агаһландуруш бирнәччә асасий вәзипини һәл қилиши керәк. Уларниң қайсисини биринчи қоллиниш керәклиги ховупниң даирисигә бағлиқ. Амма әмәлияттики алгоритмларда бу нәзәрдә тутулмайду. Қаттиқ йәр тәврәш пәйтидә адәмләрни тәврәшниң физикилиқ сүпәтлири билән эпицентри тоғрилиқ әхбарат қизиқтурмайду. Гражданлар «Өйгә қайтип киришкә боламду?», «Ярдәмни қәйәрдин елишқа болиду?» дегән соалларға җавап елиши керәк. Шуңлашқа агаһландуруш системисини қайта қарап, уни имканқәдәр ениқ һаҗәт әһвалларға уйғунлаштуруш лазим. Техникилиқ васитиләр әхбаратниң һәр адәмгә өз вақтида йетишини тәминлиши керәк. Бу қетим SMS-учурлар кечикип кәлди. Шуңлашқа йәр тәврәш пәйтидә тәшвишләргә селип, ялған әхбаратлар тарқатқанлар болди. Хәлиқни әттәй тәшвишкә салған адәмләр қанунға мувапиқ җазаға тартилиши лазим», – деди Президент. 

544 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы