• Әхбаратлар еқими
  • 01 Ақпан, 2024

Дөләт стипендиялири тапшурулди

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi»

Мәлумки, Дөләт рәһбириниң Пәрманиға бенаән мәдәнийәт саһасидики дөләт стипендияси 75 әдәбият вә сәнъәт әрбабиға тайинланған еди. Һәр жили тапшурулидиған дөләт стипендияси мәдәнийәт вә сәнъәт, иҗадийәт саһасиниң вәкиллири вә талантлиқ яшларни қоллашни мәхсәт қилиду. Өткән җүмә күни Алмутидики җумһурийәтлик «Достлуқ өйидә» Мәдәнийәт вә әхбарат министри Аида Балаева тәнтәнилик рәвиштә әйнә шу стипендияләрни тапшурди. 
«Әдәбият вә сәнъәт саһаси вәкиллиригә дөләт мукапитини бериш елимиздә әнъәнигә айлинип келиватиду. Һәр саһаниң талантлиқ вәкиллирини қоллаш җәмийәтниң алға илгирилишини тәминләйду, саһаға кәлгән яшларға илһам бериду. Бу – язғучиниңму, сәнъәткарниң шиҗаәтлик әмгигигә болған һөрмәт. Елимизниң, қайси регионидин болушидин қәтъий нәзәр, җәмийәтниң тәрәққиятиға үлүш қошуватқан һәрбир гражданниң әмгиги мунасип баһалиниши лазим. Бу мукапатниң шу вәҗидин екәнлигигә ишәнчим камил. Һазир, қайси саһани алмайли, камчилиқ йоқ, дәп ейталмаймиз. Бүгүнки таңда министрликләр регионлар бойичә мәхсус тәтқиқатларни жүргүзүп, җиддий мәсилиләрни ениқлаш йөнилишидә паалийәтләрни давамлаштурмақта. Әнди әдәбият билән сәнъәткә йеңидин қәдәм ташлиған яшларға үмүтимиз зор. Өткән жилдин башлап «Хәлиқ язғучиси» мәртивиси қайта әслигә кәлтүрүлди. Бу мәртивә яш иҗаткарлар үчүн егиз чоққа десәк, яшларниң шу чоққиларға йетишигә тиләкдашлиқ билдүримән», – деди министр. 
Шуниңдин кейин А.Балаева бир топ мәдәнийәт вә сәнъәт әрбаплириға мукапатлар тапшурди.
 Тәкитләш лазимки, яш иҗаткарларни рәғбәтләндүрүш мәхситидә мәхсус президентлиқ әдәбий мукапат елан қилинған еди. Мәзкүр мукапат 18 — 35 яш арилиғидики яшлар арисида «Проза», «Поэзия», «Драматургия» вә «Балилар әдәбияти» номинациялири бойичә өткүзүлиду. Бийил конкурсқа 50 әсәр, шуниң ичидә 17 «Балилар әдәбияти», 9 «Драматургия», 13 «Поэзия», 14 «Поэзия» номинацияси бойичә әсәрләр қатнашти. Шуларниң арисидин, комиссияниң қарариға бенаән, «Проза» бойичә «Квант» әсәри үчүн Досхан Жылқыбай, «Поэзиядә» «Қалалық құстар» шеирлар топлими үчүн Едилбек Дүйсенов, «Балилар әдәбияти» бойичә «Атың озсын, азамат» топлими үчүн Олжас Қасым, «Драматургиядә» «Тау көтерген Толағай» драмилиқ әсәри үчүн Айтолқын Әшимова Президент мукапитиниң саһиби аталди.
 

546 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы