• Әхбаратлар еқими
  • 01 Ақпан, 2024

Алмутида иш бабидики сәпәрдә болди

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев 24-25-қәһритан күнлири иш бабидики сәпәр билән Алмутида болди. Дөләт рәһбириниң сәпири «Footlab» футбол мәркизиниң паалийити билән тонушуштин башланди. Пилотлиқ режимда ишләшкә башлиған мәркәздә һазир алий билимлик 8 мәшиқләндүргүчи 50 балини мәшиқләндүрүватиду.
«Smart Footbol» ҖЧЙниң асасчиси Мурат Медеуовниң ейтишичә, футбол академиясидә 5 яштин 12 яшқичә болған 1000ға йеқин балини мәшиқләндүрүш планланған. Мәркәзниң бийил 50 миңдин ошуқ адәм қобул қилиш, шундақла спорт билән сағлам һаят тәризини тәшвиқ қилиш үчүн Алмута шәһириниң оқуғучилири арисида турнир өткүзүш плани бар. Инвесторлар елимизниң барлиқ регионлирида мошундақ мәркәзләр системисини ечишни мәхсәт қиливатиду. Президент балиларға беғишланған спорт лайиһисини тәрәққий әткүзүш үчүн җавапкәр органларға йәр участкилирини бөлүш мәсилисидә ярдәм беришни тапшурди вә Астанада мошундақ футбол мәркизини ечиш тоғрилиқ тәшәббусни қоллиди. Учришиш ахирида Қ.Тоқаев яш футболчиларға утуқлар тилиди. 
 Иш бабидики сәпәр давамида Дөләт рәһбири мегаполисниң су билән тәминләш объектлири қурулуши билән тонушти. Президент һәрқайсисиға 3 миң квадрат метр су сиғидиған «Балқаш» таза ичимлик су станциясиниң икки резервуариниң вә су шорайдиған станцияниң қурулуши билән тонушуп чиқти. Объектларни зиярәт қилиш давамида Дөләт рәһбиригә Алмута шәһирини су билән тәминләш системисиниң һазирқи әһвали һәм келәчәктики тәрәққияти һәққидә әхбарат берилди. Қасым-Жомарт Тоқаев Алмута шәһирини су билән тәминләш умумдөләтлик әһмийити бар вәзипә екәнлигини тәкитләп өтти. 
— Елимиздә су тапчиллиғи бар. Бизгә умумдөләтлик программа һаҗәт. Бағларни суғириш үчүн ичимлик суни пайдилинишқа болмайду. Униң орниға суни ихтисат қилиш технологиясини әмәлиятта пайдилинишни киргүзүп, йәр астидин йеңи су мәнбәлирини издәш һаҗәт. Алмутиниң аһалиси ичимлик суниң тапчиллиғиға дайим шикайәт қилиду. Шуңлашқа комплекслиқ, системилиқ иш жүргүзүлүши лазим, — деди Президент.
 Дөләт рәһбири шундақла Алмута шәһириниң нәпәси тоғрилиқ һәртәрәплимә әхбарат беридиған Әһваллиқ мәркәзни зиярәт қилди. Бу мәркәз мегаполистики һаятниң барлиқ аспектлириға мунасивәтлик мәлуматларни топлап, тәһлил қилишқа, аһалини агаһландурушқа вә шәһәр һакимийитиниң турғунлар билән әкси алақисини тәминләшкә имканийәт бериду. Һазирқи пәйттә Алмутиниң Әһваллиқ мәркизи шәһәр нәпәсиниң барлиқ саһасини тәминләйдиған 53 модульдин ибарәт. Президентниң тапшурмисиға мувапиқ, балиларниң бехәтәрлигигә алаһидә әһмийәт берилиду. Булту Алмутидики барлиқ дөләтлик мәктәпләр билән балилар бағчилириға дәсләпки қетим комплекслиқ бехәтәрлик системилири киргүзүлди. 
 Шуниңдин кейин Дөләт рәһбири мегаполисниң транспорт системисини тәрәққий әткүзүш бойичә һесаватлар тиңшиди. Һакимийәтниң мәлуматлириға мувапиқ, алдики 2 жилда җәмийәтлик транспортниң барлиқ коммуналлиқ автопаркини йеңилаш, 2025-жилдин кейин җәмийәтлик транспортни толуқ газға көчириш планланған. Шуниң билән биллә 11 жилда дәсләпки қетим троллейбус паркини йеңилаш қолға елинди. Дөләт рәһбиригә турақлиқ транспорт базисини қелиплаштуруш бойичә системилиқ қарар қобул қилинғанлиғи тоғрилиқ әхбарат берилди. Һесаватларни тиңшиғандин кейин Қ.Тоқаев шәһәрниң транспорт системисини тәрәққий әткүзүш бойичә лайиһиләрни қоллайдиғанлиғини қәйт қилди. Президентниң ейтишичә, бу лайиһиләрниң әмәлгә ашурулуши Алмутиниң инвестициялик җәлипкарлиғини ашурушқа тәсир қилип, шәһәр аһалисиниң турмуш сүпитини яхшилашқа түрткә болиду.
 Президент Алмутиға иш бабидики сәпири давамида қайта әслигә кәлтүрүлгән шәһәрлик һакимийәт имаритини арилап чиқти. 

2631 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы