• Әхбаратлар еқими
  • 08 Ақпан, 2024

Иҗатқа ташланған дәсләпки қәдәм

Уйғурлар арисида башқа тилларда иҗат қиливатқанлар хелә бар. Уларни «ана тилимизда язмидиң», дәп әйипләштин илгири, иҗадийәт билән шуғуллиниватқанлиғиниң өзи чоң утуқ. Ениғирақ ейтсақ, шуларниң имканийитиниң йетишичә язған әсәрлири уйғур тилиға тәрҗимә қилинип, уларниң айримлири сәһнә төридин орун еливатқини, әлвәттә, көпчилигимизни хошал қилиду.

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

Инсан, ким болушидин қәтъий нәзәр, әгәр у иҗадийәткә қизиқса һәм униңға йеқин болса, у һаман ойидикини оқурмәнгә йәткүзүшкә тиришиду. У қайси саһада жүрмисун, бәрибир ой-хияли шуниңда болиду. Мәсилән, йеқинда өзиниң дәсләпки әмгигиниң тонуштуруш мәрасимини өткүзгән Пәрһатҗан Һемитҗановни шуларниң бири десәк, хаталашмаймиз. У рус тилидики драма жанрида йезилған әсәригә «Час суда» дәп мавзу қоюпту. Он жил давамида нәччә мәртә өчүп-йенип, ахири түви ойидики қәғәзгә чүшкәндә басмиханиға тапшурған муәллип, әлвәттә, азду-тола хаталиқларғиму йол қойғанлиғи билинип туриду. Бирақ, әсәр мәзмун җәһәттин һәрқандақ китапханни ойға селипла қоймай, униңдики персонажларниң бир-биригә дегән меһир-муһәббити, болупму ана билән пәрзәнт арисидики иллиқ мунасивәтләр вә мустәһкәм достлуқ риштилири аддий, йәни оқурмәнгә чүшинишлик тилда йезилғанлиғини алаһидә тәкитләшкә әрзийду. Буниңдин сирт, муәллип һәрбир бапни башлаштин илгири, инсанларниң панида өткүзгән гуналири үчүн бақилиқта қандақ җазаларни тартидиғанлиғи тоғрилиқ тәпсилий мәлуматларни, улуқ Қуръан Кәрим сүрилири асасида бериши бизчә болғанда, әлвәттә, оқурмәндә чоңқур қизиқиш һасил қилиду. 
Муәллипниң дәсләпки әмгиги тоғрилиқ йезиштин бурун уни толуқ оқуп чиқишқа тоғра кәлди, әлвәттә. У чоқум 18 яштин жуқури китапханларға аммисиға беғишланғанлиғи ениқ. Мәлум дәриҗидә әндила әр йетиватқан өсмүрләрниң һаяти вә уларниң достлуқ һәм муһәббәт охшаш сезимларни һис қилиши тәпсилий тәсвирләнгән мәзкүр әсәрни йезиш җәриянида муәллипниң убданла издәнгәнлиги талашсиз. Уни нәшир қилиштин илгири, өз ойини хелила көп адәмләр билән бөлүшкәнлигиниму йошурмиған Пәрһатҗан Һемитҗанов тонуштуруш мәрасимида ейтти. Қоллиғанлар билән қолини шилтивәткәнләрму бопту. Шуниңға қаримай, муәллип ахири, өзиниң дәсләпки китавини чиқарди. 
– Бу мениң дәсләпки әмгигим – деди Пәрһатҗан Һемитҗанов. – Хаталиқлардин хали әмәслигини йошурмаймән. Әң муһими, мән өзәмниң мәхситимгә йәттим. Бираз тәҗрибигә егә болдум. Уни йезиш билән нәшир қилдурушта маңа һәмра болған барлиқ йеқинлиримға, болупму аялим Айдана Масановаға чәксиз миннәтдарлиғимни билдүримән. У мениң әң дәсләпки оқурминим болди. Чүшиниксиз һәм хата йәрлиримни түзитип турди.
Әнди китавимниң муһәррири Зумрәт Абдримоваға болса, ейтар рәхмитим алаһидә. Мән бу саһада тамамән ят адәм болғанлиғим түпәйли у яқ маңа йол-йоруқ көрситип, китавимни нәширдин чиқишиға көп ярдәм көрсәтти. Қайси басмиханиға барсам болиду? Қандақ қилғанда, китавим сүпәтлик чиқиду? Мана шу тәрәплиридин у өзиниң пикир-мәслиһәтлирини айимиди. 
Тонуштуруш мәрасимида муәллипниң аниси Дилбирим Халмәтова сөзгә чиқип, оғлиниң иҗадийәттики дәсләпки қәдимигә утуқ тилиди. У яқ өзиниң һәтта, муәллипниң мошу дәриҗигә йетип, китап нәшир қилиду, дегинигә ишәнмигәнлигини очуқ йәткүзди. 
Умумән, Пәрһатҗан Һемитҗановниң «Час суда» намлиқ китавиниң ихчам өткән тонуштуруш мәрасимида униң намиға иллиқ пикирләр көп ейтилди. Болупму «Келәчәктә қәлимиң талмисун!» дегән йеқинлири униң чоқум егиз пәллиләрдин көрүнүп, даңлиқ язғучилардин болушиға тиләкдашлиқ билдүрди.
 

183 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы