• Әхбаратлар еқими
  • 08 Ақпан, 2024

Ата-анилар җазаланди

Ички ишлар министрлиги Мәмурий полиция комитетиниң рәһбири Әсет Оспанов 5-һот күни журналистлар үчүн уюштурулған брифингта елимиздә өзлириниң балилириниң тәрбийиси билән шуғулланмайдиған ата-анилар һәққидә әхбарат бәрди.
Әсет Оспановниң ейтишичә, полиция хадимлири елимиздә қийин әһвалда қалған икки миңдин ошуқ аилини ениқлиған. Улар тоғрилиқ әхбаратлар саһалиқ дөләт органлириға әвәтилди.
 «Өзлириниң ата-анилиқ вәзиписини орунлимиған алтә миң ата-ана профилактикилиқ һесапқа тиркәлди. Уларға мунасивәтлик камаләт йешиға толмиғанлар ишлири вә уларниң һоқуқлири һимайә қилиш бойичә комиссиядә 1800 материал қаралди. Комиссия паалийитиниң йәкүнлири бойичә сот қарарлириға бенаән 600 адәм ата-ана һоқуқидин айрилди, 340 адәмниң һоқуқлири чәкләнди. Өзлириниң ата-анилиқ вәзипилирини орунлимиғанлиғи үчүн 12 миң адәм җавапқа тартилди», дәп тәкитлиди спикер.
 Әсет Оспановниң ейтишичә, балилар үстидин болған зорлуқ-зомбилиқни ениқлаш үчүн полиция хадимлири үчүн паалийәтниң алгоритми тәйярланди. Униңда өзиниң мәмурий участкисини арилиғанда полиция хадимлири дәсләп өгәй ата яки анилар билән туруватқан балиларға алаһидә диққәт бөлиду. Регион һакимийәтлиридә ведомстволарара мобильлиқ топлар тәшкил қилинди. Бу топлар балилар үстидин болған зорлуқ-зомбилиқларни ениқлайду вә риайә қилиду. Мәзкүр топларға регионлардики балилар һоқуқлири бойичә вәкилләр, маарип бөлүминиң, аһалини иҗтимаий һимайә қилиш органлириниң вәкиллири, участкилиқ полиция инспекторлири кириду. 
 

69 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы