• Әхбаратлар еқими
  • 08 Ақпан, 2024

Яшлар тәрәққият билән тәң меңиши керәк

Һәрқандақ дөләтниң келәчиги – яшларға бағлиқ. Йеңи Қазақстан билимлик, қабилийәтлик яшларға муһтаҗ. Дөлитимиздә яшлар сәясити диққәт-нәзәрдә, шундақла елимизниң барлиқ тәвәлиридә мәхсус яшлар билән иш елип баридиған мәркәзләр бар. Алмута вилайитигә қарашлиқ, Уйғур наһийәлик яшлар ресурслуқ мәркизи шулар җүмлисидиндур. Мәзкүр мәркәзгә Жәнибек Айғожаев рәһбәрлик қилиду. Төвәндә мәзкүр мәркәз рәһбири билән болған сөһбитимизни диққитиңларға һавалә қилимиз.

Сабирәм ӘНВӘРОВА, 
«Uiğur avazi»

– Жәнибек Абиыроғли, Сизниң наһийәлик яшлар ресурслуқ мәркизини башқуруп келиватқиниңизға бир жил вақит толупту. Өз паалийитиңизни немидин башлиған едиңиз?
– Өзиңиз ейтқандәк, наһийәлик яшлар ресурслуқ мәркизигә йетәкчи болуп тайинланғинимға һәш-пәш дегичә бир жил өтүпту. Буниңғичә мән Қирғизсай йеза округи һакими аппаратиниң яшлар иши бойичә методист-инструктори болуп ишләп келивататтим. Йәни, хизмитим йеңиланғини билән, йөнилишим өзгәрмиди. Яшлар мәркизиниң ишини җанландуруш мәхситидә, биринчи новәттә, яшлар арисида – уларниң бешини бириктүридиған, өмлүккә чақиридиған чарә-тәдбирләрниң реҗисини түзүшни тоғра көрдүм. Наһийә бойичә сағлам һаят тәризини қелиплаштуруш, яшларниң һоқуқлуқ мәдәнийитини ашуруш, уларни мәдәний, мәнивий, аиләвий қәдрийәтләргә тартиш, һәмкарлашқан парихорлуқниң алдини елиш, этносларара келишимни мустәһәкәмләш, диний экстремизм билән терроризмниң алдини елишқа қаритилған, шундақла экологиялик, психологиялик вә пидаийлиқ йөнилишләрдики чарә-тәдбирләрниң тизимини түзүп чиқтуқ. Мошу вә башқиму йөнилишләр бойичә жил бойи төрт йүзгә йеқин чарә-тәдбир өткүзүлди. Уларға 12 миңдин ошуқ яш қатнашти.
– Шу чарә-тәдбирләрдин бир-иккисини мисалға кәлтүрүп өтсиңиз...
– Мәсилән, өткән жили һот ейида Қишлиқ эстафетилиқ оюнлар вә миллий спорт түрлиридин мусабиқә уюштурдуқ. Униңға бәш йүзгә йеқин адәм ат селишти. Шуниңдин бираз вақит өтүпла, «Бабалар салған сара жол» намлиқ Көкпар оюнини уюштурдуқ. Миллий оюнни вилайәтлик яшлар ресурслуқ мәркизидин вәкилләр келип, тамашә қилди. Норуз күни наһийәлик мәркизий мәйданда “Bauyrsag party” мәйрәмлик чарә-тәдбирни уюштуруп, наһийә турғунлириға боғусақ, Наурыз көже таритип, миллий оюнлардин мусабиқә өткүздуқ. «Kino Go» лайиһиси асасида наһийәлик Мәдәнийәт өйидә яшлиримизға бирнәччә қетим елимиздә чүширилгән фильмлиримизни қоюп бәрдуқ. Шу җүмлидин яшлиримизниң бош вақтини үнүмлүк пайдилиниши үчүн Чонҗа йезисида биринчи қетим «Jandy dauys» иҗадийәт аллеясини өткүздуқ. Аиләвий қәдрийәтләрни несиһәтләш мәхситидә «Үлгілі отбасы» яш аилиләр конкурсини уюштуруп, ғалип чиққан аилиләрни баһалиқ соғилар билән мукапатлидуқ. 
– Умумән, наһийәдики яшларниң сани қанчә? 
– Наһийәмиздә һазирқи вақитта 14 яштин 35 яшқичә болған арилиқта 20 000ға йеқин яш бар. 
– Мәлумки, Президентимиз яшларниң иш билән тәминләш мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүшни тапшурди. Наһийәдики яшларниң иш билән тәминлиниши қандақ йолға қоюлған? 
– Наһийәдики ишсиз яшларни иш билән тәминләш – бизниң асасий мәхсәт-вәзипимиз десәмму болиду. Шу җүмлидин яшларни иҗтимаий қоллаш мәхситидә сода вә базар мәркәзлиридә турақсиз ишләйдиған яшлиримизға беғишлап «Tulga bol» мәслиһәт бериш лайиһиси вә «Кеңәш мәркизи» ечилип, дөләтлик программилар тәпсилий чүшәндүрүлди. Дөләтлик программиларни изчил тәшвиқат-тәрғибат қилиш ишлириниң нәтиҗисидә 146 яш җәмийәтлик ишқа тартилди. Яшлар тәҗрибиси бойичә 76 ишсиз яш мутәхәссислиги бойичә хизмәткә орунлашти. «Алғашқы жұмыс орны» лайиһиси бойичә 33 ишсиз яш иш билән тәминләнди. «Бос жұмыс орындар жәрмеңкесі» бойичә бош иш орунлириға орунлашқан яшларниң сани 434кә йәтти. «Бастау бизнес» лайиһиси билән тиҗарәтчилик асаста 192 адәм йоллинип, 125 яш сертификат алди. Иҗтимаий иш орунлириға он үч яш қобул қилинса, қисқа муддәтлик кәспий оқушқа 5 яш әвәтилди. Шундақла «Жасыл ел» программисиға наһийәмиздин 290 яш қатнашти. Умумән, наһийә бойичә жил бойи «Мансап» мәркизи арқилиқ 705 яш иш билән тәминләнди. 
– Һазир җәмийитимиздә NEET топидики яшлар дегән уқум бар. Чүшинишимизчә, бу хизмити йоқ вә хизмәт қилишни халимайдиған яшларму? 
– Тоғра, NEET термини инглиз тилидики «Not in Empoloyment. Education or Trai­ning» уқуминиң баш һәриплиридин қуралған. Тәрҗимә қилсақ, «йә хизмәт қилмайдиған, йә оқумайдиған, йә башқиму ишлар билән шуғулланмайдиған адәм» дегән мәнани билдүриду. Өткән жилдики статистикиға асаслансақ, елимиздики NEET топидики яшларниң сани 401 584ни тәшкил қилди. Әнди Уйғур наһийәсидики NEET топидики яшларниң сани – 1497. Атқурулуватқан ишларниң арқисида, ушбу топтики яшларниң сани төвәнлимәктә. Наһийәдә ишләпчиқириш орунлириниң көпийиши – ишсиз яшларниң, шу җүмлидин NEET топидики яшларниңму азийишиға иқбал қиливатиду. 
– Уйғур наһийәсидә тиҗарәтчилик саһасида ишләватқан яшлар көпму?
– Бүгүнки яшларниң тиҗарәт саһасиға дегән қизиқиши жуқури. Болупму, наһийәдики тиҗарәт саһасиниң тәрәққиятида яшларниң үлүши зор десәм, хаталашмаймән. Өткән жили қайтурумсиз грант бойичә алтә яш бизнес лайиһисини қоғдап, 400 АҺК мөлчәридә грант утувалди. 2023-жили яшларға беғишланған 2,5 пайиз несийә бойичә 49 яш әризә йезип, 48 несийә алди. Жилдин-жилға дөләтлик программилар арқилиқ тиҗарәткә қәдәм ташлаватқан яшлиримизниң қатари қоюқлашмақта. 
– Бүгүнки күндә наһийәгә қандақ мутәхәссисләр йетишмәйду? 
– Һазир нурғун яшлиримиз заманивий кәсипләрни таллашниң тәрәпдари. Амма йезиларниң тәрәққий етиши үчүн биз йеза егилиги саһасиниң мутәхәссислиригә һавадәк муһтаҗ. Агроном, ветеренар, инженер-механик қатарлиқ йеза егилигигә мунасивәтлик кәсипләрдә мутәхәссис тапчил. Шуңа наһийәдә хизмәт қилимән дегән яшлиримиз һеч иккиләнмәй мошу кәсипләрни таллиса болиду.
–    Яшлар арисида қанун бузуш вақиәлири пат-пат йүз берәмду? 
– Яшлар арисида һоқуқ бузуш көп садир болмайду. Сәвәви, һоқуқ бузушниң алдини елиш мәхситидә биз ички ишлар органлириниң хадимлири билән һәмкарлиқта, зич бағлиништа паалийәт елип баримиз. Пат-пат колледж студентлири, мәктәп оқуғучилири, бир сөз билән ейтқанда, наһийә яшлири билән учришишларни өткүзүп, чүшәндүрүш ишлирини жүргүзимиз. Кәчки вақитта өсмүрләр арисида зиддийәт, қорқутуш, күч көрситиш ишлириниң йүз беришиниң вә камаләтлик яшқа толмиған яшларниң ата-анисисиз кочиға чиқип, келәңсиз әһвалға дуч болуп қелишиниң алдини елиш мәхситидә һәптисигә бир қетим рейдқа чиқимиз. Дегән билән, бәш бармақ бирдәк әмәстә. Арисида тәртипкә беқинмайдиған яшлиримизму йоқ әмәс. Улар һәрқачан бизниң назаритимиздә. 
– Пидаий яшлар тоғрилиқ немә ейтқан болар едиңиз? 
– «BizBirgemiz» җумһурийәтлик фронт-офис йөнилиши бойичә мүмкинчилиги чәкләнгән, яшанған, житим-йесир, ялғуз башлиқ вә өйсиз җанларға яш пидаийлар вә һамийлар тәрипидин дайим ярдәм көрситилип туриду. Чоң мәйрәмләр һарписида һәр вақит яшлар ресурслуқ мәркизиниң уюштуруши билән хәйрихаһлиқ ишлири әмәлгә ашурулиду. Болупму пандемия пәйтидә пидаий яшларниң хәлиққә көп ярдими тәгди. Әл бешиға күн чүшкән вәзийәттә улар өзлириниң һәқиқий вәтәнпәрвәр екәнлигини дәлиллиди. Шуниң билән биллә жилда «Мәктәпкә — йол» акцияси башланғанда, яшлиримиз биринчиләрдин болуп ишқа киришиду. Улар өз ярдимидин бөләк, һамийларни тартип, муһтаҗларға қол учини сунушни адәткә айландурған. Йеңи жил, Норуз, Роза-Рамзан мәйрәмлиридә җәмийәтлик орунларда соғиларни таритип, аһалиға, болупму балиларға көтирәңгү кәйпият беғишлашни унтумаймиз. 
– Жәнибек Айғожаев, бүгүнки таңда наһийәдә яшлар иши бойичә җәми нәччә мутәхәссис хизмәт қиливатиду? 
– Наһийәлик яшлар ресурслуқ мәркизидә мениңдин бөләк, йәнә икки мутәхәссис вә бир психолог бар. Әнди он төрт йеза округида бирдин яшлар иши бойичә методист-интсрукторлар хизмәт қиливатиду. Йәни һәр йезида бирдин вәкилимиз бар. Һәрбир методист-инструктор жил бешида реҗә қуруп, жил ахирида шу ишларниң орунлиниши бойичә һесават өткүзиду. 
– Ахирқи соалимиз, бүгүнки яшлиримизниң бойидин қандақ хисләтләрни көргиңиз келиду? 
– Йеңи заман яшлири интайин әқиллик вә билимлик. Әнди уларниң бойидин көпирәк көргүм келидиған хисләтләрни ейтар болсам, әмгәксөйгүчлүк вә тиришчанлиқ. Яшлиримиз бош вақтини үнүмлүк пайдилинип, һәрқачан үгиниш вә издиниш үстидә ишлисә дәймән. Чүнки заман интайин тез тәрәққий әтмәктә. Яшлар шу тәрәққият билән тәң меңиши керәк. Мана шундила, елимизниң келәчиги парлақ болғуси... 

Алмута вилайити,
Уйғур наһийәси

74 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы