• Әхбаратлар еқими
  • 08 Ақпан, 2024

Мәркәзниң ишиға иҗабий баһа берилди

Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи башқарма әзалири һәр жили елип бериливатқан ишларға һесават берип, келәчәк иш-реҗилири һәққидә хәлиқ билән мәслиһәтләшкән һалда иш көрмәктә.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Uiğur avazi»

Бу қетимқи һесават жиғин мәдәнийәт мәркизиниң мәҗлисләр залида болуп өтти. Панфилов наһийәлик мәслиһәтниң депутати, Жетису вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Турғанҗан Зайитов өз сөзидә вилайәттә җәмийәтлик ишларда пааллиқ көрситип, тәшкилатлар арисида биринчиләрдин болуп көзгә көрүнүватқан Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи әзалириға миннәтдарлиғини изһар қилди. Шундақла Жетису вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәрипидин тәсис қилинған «Еһтирам» медали билән бир топ жигитбашлири вә ханим-қизларни мукапатлиди. 
Сөз новитини алған наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Азат Гайитов өткән жили елип берилған ишларға тәпсилий тохталди. Панфилов наһийәси һакимийити, ички сәясәт бөлүми билән һәмкарлиқта жигитбашлири, ханим-қизлар, маарип, сәнъәт, яшлар, спорт кеңәшлириниң әмәлгә ашурған мәдәний-аммивий чарә-тәдбирләрниң әһмийити көпмилләтлик тәвәдә милләтләрара разимәнлик, достлуқ, бирликни сақлаш үчүн елип бериватқанлиғини атап көрсәтти. Болупму өсмүрләр арисидики җинайәтниң алдини елиш, яшларни оқушқа дәвәт қилиш, урпи-адәт рәсим- қаидиләрни риваҗландуруш мәхситидики чариләрни тәкитләп өтти. Азат Савутоғли новәттә миллий мәтбуат мәсилисигә алаһидә тохталди. Җүмлидин тәвәдики уйғурларла әмәс, қериндаш қазақ, рус, өзбәк миллити вәкиллири йезилип, сөйүп оқуватқан җумһурийәтлик җәмийәтлик-сәясий «Уйғур авази», җумһурийәтлик мустәқил «Азия бүгүн», «Или вадиси» гезитлириға муштири топлашниң уюшқанлиқ билән башлинип, қизғин давамлаштурушқа биркишилик төһписини қошқан жигитбашлири билән ханим-қизларға кәлгүсидиму башқиларға үлгә-ибрәт болушини тилиди. Наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи намидин «Уйғур авази» гезитиға 2024-жилға муштири топлашта әң жуқарқи көрсәткүчкә егә болған Қорғас, Ынтимақ, Ават вә Пәнҗим йезилири киридиған Пәнҗим йеза округи, шундақла Надәк вә Чеҗин, Алтөй йезилири киридиған Бирлик йеза округи баш жигитбашлири Ясинҗан Тохтахунов билән Сәйдәхмәт һаҗим Розахуновқа баш мукапат — Гран-при, Чоң Чиған йеза округи, Жаскент йеза округи Головацкий йезиси, Яркәнт шәһиридики Үсүвахун Һасанов мәһәллисиниң баш жигитбашлири Авут Әйсаев, Абдуллам Имәров башчилиғидики мәһәллиләр турғунлириға биринчи орунға мунасип дәп, тәшәккүрнамә билән соғиларни тапшурди. Наһийәниң баш жигитбеши Аблеким Қурбановниң миллий маарип, мәтбуат, спорт, яшлар ишлирини җанландуруштики тәшәббускарлиғи тилға елинип, мукапатланди. 
Баш қошушта көпчилик билән келәр жили әмәлгә ашурулидиған иш-реҗиләр мақулланди. Бу ишларда кеңәш йенидики ақсақаллар, анилар, ханим-қизлар вә яшлар кеңәшлири билән елип берилидиған чарә-тәдбирләр тәклип қилинип, мәслиһәтләшкән һалда реҗиләнди. Бу күни ақсақаллар, яшлар кеңәшлири рәислириму сайланди. Ақсақаллар кеңиши рәислигигә әмгәк ветерани, Дөңмәлә мәһәллисиниң жигитбеши болуп иш елип бериватқан Ғлаждин Бақиевниң намзити тәклип қилинди. Яшлар кеңишигә болса, тәдбирчанлиғи билән көзгә чүшиватқан Азат Мәшрәповниң намзити тәвсийә қилинип, һәр иккилиси бир еғиздин сайланди.
— Жут дегәндә берилип ишлә, әл дегәндә — езилип, демәкчи бүгүн мән жутдашларниң, болупму Уйғур этномәдәнийәт мәркизи паалийитидин дайим пәхирлинимән. Һөрмәтлик дәм елишқа чиққандин бу ян Алмутида яшиғачқиму, ана жутумизда иҗтимаий торлардин мәзкүр мәркәз әзалири әмәлгә ашуруватқан ишлар һәққидә учурларни оқуймән. Өткәндә Алтөйдә болуп өткән «Көк чөшүрә» мәйрими тоғрисида шундақ демәкчимәнки, наһийәдики көпмилләтлик хәлиқниң бешини қошқан чарә-тәдбир наһайити жуқури дәриҗидә уюштурулупту. Униңдин башқа һәрбир чарә-тәдбир һәққидә шундақ баһа бәрсәм, орунлуқ дәп ейтишқа һәқлиқмән. Мениң жутдишим Сәйдәхмәт Розахунов рәһбәрлигидики жигитбашлири билән ханим-қизларниң беминнәт әмгигидин рази болдуқ. Бүгүн мошу залда мениң шагиртлиримдин бирқанчә жут башқуруватқан жигитбашлири олтириду. Демәк, биз әлгә ярамлиқ қиз-оғулларни тәрбийиләшкә бирқишилик төһпимизни қошуптимиз. Илаһим, жутумизда течлиқ, һәр аилидә хатирҗәмлик болуп, бу хилдики чариләр давамини тапсун, — деди мәзкүр баш қошушқа алайтән Алмутидин келип қатнашқан пешқәдәм устаз, узун жиллар Алтөй йезисидики Ә.Қастеев намидики оттура мәктәпниң мудири болған Раһиләм Иврайимҗанқизи Қожахметова. 
Мәзкүр баш қошушта сөзгә чиққанларниң һәммиси Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң паалийитигә өзлириниң әйнә шундақ иҗабий баһасини бәрди. 
      
Жетису вилайити,
Панфилов наһийәси 

75 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы