• Әхбаратлар еқими
  • 08 Ақпан, 2024

Аяллар бир-бирини қоллайду

Буниңдин бир жил бурун Алмутида «Аяллар аяллар үчүн» мавзусида иҗтимаий лайиһиси өз ишини башлиған еди. Бүгүнки күндә бу лайиһә бойичә Алмутидин сирт Астана, Қостанай, Өскәмән вә Чимкәнт шәһәрлиридә паалийәт елип бериливатиду. Униң асасий мәхсити нака балилири бар аниларниң шәхсий тиҗарәт билән шуғуллинишқа яр-йөләк болуштин ибарәт. Шу арқилиқ уларниң тапавитини ашурушқа, субсидияләрни елишқа бу саһада утуқ қазанған аяллар өзлириниң ярдимини бериду. 

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

Лайиһә Қазақстан Җумһурийити Ишбиләрмән аяллар ассоциацияси, «EDU Stream» хәлиқара тил академияси, «MamaPRO» җәмийәтлик фонди, «ICE-Kazakhstan» җәмийәтлик бирләшмиси, ЕБРР билән ҚҖ «Атамекен» Тиҗарәтчиләр миллий палатисиниң вә шундақла Қазақстан Җумһурийити Президенти йенидики аяллар иши вә аилә-демографиялик сәяситиниң миллий комиссияси вә ҚҖ Мәдәнийәт вә әхбарат министрлигиниң қоллап-қувәтлишидә әмәлгә ашиду. Йеқинда Алмута шәһиридики «Қайнар» академиясидә өткән мәрасимда 38 ана шуларниң новәттики дәрисигә қатнашти. Мәрасимға ишбиләрмән аяллардин ташқири, ушбу лайиһә даирисидә, өзлириниң тиҗаритини башлиған анилар уларға иш-тәҗрибилири һәққидә ейтип бәрди.
Шу нәрсә ениқки, пәрзәнтлири нака яки туғма кесәлликләргә муптила болған анилар дайим уларниң хизмитидә болушқа мәҗбур. Шуниң нәтиҗисидә өзлири яқтурған кәсип билән шуғуллиниш имканийитидин мәһрум. Жуқурида қәйт қилинған лайиһә уюштурғучилири әйнә шундақ аялларға барлиқ җәһәттин қол-қанат болушни көзләйду. Уларға ярдәм қилипла қоймастин, өзлириниң тәҗрибилири билән бөлүшкән һалда, тиҗарәттә дуч келидиған қийинчилиқлар вә улардин йеңип чиқишниң йоллирини үгитиду. Болупму, кимниң немә билән шуғуллиништин қәтъий нәзәр, ишләп чиқарған мәһсулатини содиға селишта немигә әһмийәт бериш керәклиги тоғрилиқ әхбарат бериду. Бу, әлвәттә, ишни йеңи башлиған тиҗарәтчиләргә чоң ярдәм болуп, йәнә келип, уни лайиһә уюштурғучилири һәқсиз бериватқанлиғи уларға илһам-мәдәт екәнлиги талашсиз.
Мәрасим давамида сөзгә чиққанлар лайиһиниң ушбу пайдилиқ тәрәплири түпәйли униңға қатнашқучилар сани күн санап өсүватқанлиғини алаһидә тәкитлиди
– Нака яки айрим сақаймас ағриқларға муптила болған анилар —җәмийәттики әң аҗиз топларниң бири. Шуңлашқа уларниң хираҗәт җәһәттин мустәқил болуши наһайити муһим, – деди Алмута шәһири бойичә Қазақстан Ишбиләрмән аяллири ассоциациясиниң әзаси Наталья Мухамеджанова. – Ушбу иҗтимаий лайиһигә қатнашқучиларни пәқәт оқутупла қоймай, уларниң шәхсий тиҗарәт ачқанға қәдәр биллә болушини мәхсәт қилиду. Бу йәрдә «немишкә» дегән соалниң туғулуши тәбиий. Чүнки, булту Алмутида лайиһә өз ишини башлиғанда, айрим анилар ялғуз қалса, бизнес-планлирини психологиялик җәһәттин әмәлгә ашуруш қийинчилиғиға дуч кәлгәнләрму йетәрлик. Демәк, бу бизниң қилған ишлиримизни ахири чиқмиғанлиғиниң ақивити. Шуңлашқа, буниңдин етиварән, аниларға йол-йоруқ көрситиштин сирт уларниң дөләт программилириға қатнишип, стартап вә бизнес ечишқа бөлүнидиған грантларни утувелишини қоллап-қувәтләшни өз бойнимизға алдуқ.
Бу йәрдә лайиһидин оқуп-үгәнгәнлири арқилиқ һазир зибу-зенәт буюмлирини ясаш, экокөрпә-ястуқлар билән миллий кийим-кечәкләрни тикиш вә башқиму йөнилишләр бойичә өзлириниң тиҗаритини башлиғанлар бар. Улар бүгүнки күндә кәспийләр қатаридин көрүнүп келиватиду, десәкму болиду. Мәсилән, мошу қетимқи дәрискә шу аниларму иштрак қилип, қол йәткүзгән утуқлири билән бөлүшти. Шундақла улар тиҗарәт башлаштин илгири, әндила иш башлиған аниларниң мустәһкәм ирадисигә тайинип, дайим алға интилған һалда, һәрқандақ қийинчилиқларниң йүз беришигә тәйяр болушқа чақирди. Болупму иш җәриянида роһий чүшкүнлүккә берилмәй, ишләп чиқарған мәһсулатини сетишниң хилму-хил йоллирини издәштүрүшму муһим екәнлигини тәкитлиди. 
Мәрасим давамида сөзгә чиққан натиқлардин Қазақстан Җумһурийити Президенти йенидики аяллар ишлири вә аилә-демографиялик сәясити миллий комиссиясиниң әзаси Гульнар Омарова мәзкүр лайиһиниң ҚҖ мәдәнийәт вә әхбарат министри Аида Балаева тәрипидин иллиқ инкасқа егә болғанлиғини тилға елип, һәқиқәтәнму җәмийәттә ана ролиға алаһидә көңүл бөлүш лазимлиғини қәйт қилди.
– Аридин бир жил өтә-өтмәй, лайиһигә қатнашқучилар саниниң өсүши, әлвәттә, униң пайдилиқ екәнлигини билдүриду, – деди Гульнар Омарова. – Мошу ишниң һөддисидин чиқиватқан барлиқ шәхсләргә миннәтдарлиқ билдүримән. Чүнки улар нака яки, ейтайлуқ, еғир ағриққа гириптар болған пәрзәндиниң дәрдини тартиватқан аниларға қол учини сунуватиду. Һә, улар, өз новитидә, шәхсий тиҗарәт билән шуғуллиниш арқилиқ тапавәт тепиватиду. Бу, әлвәттә, халис һәм әлгә пайдиси бар иш болуп һесаплиниду. Әнди лайиһиниң җумһурийәт даирисигә чиқип, кәң қанат йейиватқанлиғи барчимизни хошал қилиду.
Ахирида шуни алаһидә тәкитләш керәкки, ушбу лайиһә даирисидә бизнес бойичә һәқсиз курстин өтүватқанлар үчүн уюштурғучилар тәрипидин барлиқ шараитлар яритилиду. Уларға жуқурида нами аталған бирләшмиләр, қандақла вәзийәттә болмисун, ярдәм қилишқа тәйяр. Менторлар жүргүзгән һәқсиз курсларниң йәкүни 2024-жилниң сәпәр ейида чиқирилиду.

72 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы