• Әхбаратлар еқими
  • 08 Ақпан, 2024

Яхшилиқ қилишқа яралған

Аримизда шундақ адәмләр баркин, йоқсулларни йөләш, муһтаҗларниң көңлини елиш охшаш ишларни пәрзәнтлик борчи дәп билиду. Жутдишимиз Мубарәк Садиқова әйнә шундақ әтрапидикиләргә яхшилиқ қилишқа яралған инсанларниң бири.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Uiğur avazi»

Йеқинда наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизидә бир топ жут активистлири баш қошуп, хәйри-еһсанлиқ ишларниң бешида жүрүватқан Мубарәк ханимға өзлириниң изгү-тиләклирини изһар қилди. 
— Яркәнт шәһиригә һәр қетим кәлгинимдә, тәвәдики ишбиләрмән, меһмандост, әмгәкчан, шуниң билән биллә, хәйри-еһсанлиқ кишиләр билән тонушуп, муңдишип, сирдишип қалсам, бешим көккә йетиду. Бу қетим мән силәрниң жутта мусулман әһли үчүн интайин чоң соваплиқ ишни бәҗиргән Мубарәк Садиқовани көргинимдин пәхирлинип кәттим. У яқ қедимий бағу-бостанлиқ шәһәрдики конирап қалған «Елтай» мечитиниң орниға йеңи мечит селип бәргәнлиги билән мени һәйран қалдурди. Мәлум болушичә, өмүрлүк җүпти Дилмурат һаҗим Маликов қолға алған бу ишни униң тәсадипи вапатидин кейин тенәп-тәнтиримәстин пәрзәнтлири билән давамлаштуруп, ахириға чиқирип, шәһәрдики әң чоң, йәни 600 адәмгә молҗаланған йеңи мечитни селип, пайдилинишқа берипту. Тәкитләш керәкки, бу Мубарәк ханимниң йолдишиға болған садақити, җасарәтликлигиниң үлгиси дәп чүшинимиз. Шуниң үчүнму бу ханимни җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәсис қилған әң жуқарқи мукапат «Сахавәт» медали билән мукапатлашни рәис Долқунтай Абдухелил тәшәббускарлиқ қилған еди. Лекин бу чарә-тәдбирдә мукапатни тапшуруш маңа жүкләнгәчкә, алий пәзиләтлик ханимни тәбрикләшниң өзи бир бәхит дәп сезиниватимән, — деди һаяҗанлиғини йошуралмиған, ҖУЭМниң башқарма әзаси, шаир Абдуғопур Қутлуқов.
Бу күни Мубарәк Садиқовани Турғанҗан Зайитов өзи рәһбәрлик қиливатқан Жетысу вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәсис қилған «Еһтирам» медали билән тәғдирлисә, «Атамекен тиҗарәтчиләр палатиси», Панфилов наһийәлик Ишбиләрмән ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Сүрийәм Һезимова, Яркәнт шәһиридики мәһәллиләрниң бириниң жигитбеши Дилмурат Мәсимов, ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Маһинур Аюпова, қәдинас дости Рәнагүл Ваҗитова вә башқилар жутдишиға өзлириниң миннәтдарлиғини билдүрди. 
Ахирида Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Азат Гайитов даналиқниң үлгисини көрситиватқан, һели мәрһум аниси Һәмидәм һаҗим анисиниң вәсийитигә садиқ болуп, соваплиқ ишларда үлгә-ибрәтлиқ Мубарәк ханим арқилиқ барлиқ яркәнтликләргә һөрмитини билдүрүватқан ҖУЭМ рәһбәрлигигә жут әһли намидин рәхмитини ейтти.  

СҮРӘТТӘ: А.Қутлуқов М.Садиқоваға мукапат тапшуруватиду.
Жетису вилайити,
Панфилов наһийәси 

128 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы