• Әхбаратлар еқими
  • 08 Ақпан, 2024

Миңдин жүгрүк Кабирхан

Мәлумки, бийил 24-қәһритан күни Бирләшкән Әрәп Әмирликлири Дубай шәһириниң «Мейдан» ипподромида өткән Al Maktum Challenge асасий мусабиқидә «Кабирхан» тәхәллуслуқ арғимақ биринчи орунни егиләп, Қазақстан намини йәнә бир қетим егиз чоққиға көтәрди. 

Йолдаш МОЛОТОВ,
«Uiğur avazi»

Өткән һәптидә мошу чоң утуққа мунасивәтлик Алмута ипподромида журналистлар вә ат спорти ишқивазлир үчүн мәтбуат конференция уюштурулди. Униңға Qazaq Jokey Clubниң рәиси Мақсат Ахаев, Кабирханниң егиси Тилек Муханбетқалиев, арғимақниң биринчи мәшиқләндүргүчиси Турғанҗан Йолдашев, уни дәсләп мингән жокей Руслан Йолдашев, Кабирханни Америкидин сетивалған эксперт Надир Һасанов вә журналистлар қатнашти.
Мәтбуат конференцияни «Җумһурийәтлик завод илқилири нәсли бойичә палата» рәиси Талғат Жайсанбаев ечип, ат спорти һәққидә мәлуматларни бәрди.
— Хәлиқара ат спорти федерациясиниң мәлуматлири бойичә, дунияда һазир 450 миң жүгрүк ат бар екән. Уларниң ичидә 200 миңи дайим дуниявий мусабиқиләргә қатнишип туриду. Шу 200 миң тулпар ичидин пәқәт 5-6 атла 1-2-3-топлуқ чепишларға қатнишалайду. Пәқәт 1000 тулпар 1-топлуқ чепишқа қатнишиду. Уларниң 200 — 300и чепишта ғалип чиқиши еһтимал. Кабирхан Al Maktum Challenge турнириниң 1-топтики чепишниң ғалиби аталди. Шундақ қилип, қазақстанлиқ арғимақ дуниядики миң тулпарниң қатариға кирди, — деди Талғат Жайсанбаев.
 Андин сөзни Qazaq Jokey Clubниң рәиси Мақсат Ахаев алди.
— Һәқиқәтни ейтқанда, Қазақстандин дуниявий мусабиқигә қатнишип, утуққа йетидиған тулпар чиқидиниғиға һечким ишәнмигән. Кабирхан шундақ утуққа йәткән дәсләпки арғимақ. Бу утуқ пүткүл қазақстанлиқларни роһландурди, хошал қилди десәм, мубалиғә болмайду. Бизгә елимизниң һәрхил җайлардин хәвәрлишип, ат беқишни қолға елишни халайдиғанлиғини ейтишиватиду. Бу яхши иш, әлвәттә. Бәзиләр ат беқиш билән шуғуллиниш пәқәт байларниң иши дәп ойлап қелиши мүмкин. Бу, мениңчә, хата пикир. Қазақстанда ат беқиш билән шуғуллиниш үчүн барлиқ шараитлар бар һәм бу иш бизниң қенимизға сиңгәнғу. Ғәрип экспертлириниң әхбарити бойичә, бир арғимақни өстүрүш, баплаш өзиниң әтрапида 8 иш орнини пәйда қилидекән. Бу йәрдә мал дохтури, мәшиқләндүргүчи, чавандаз, тақичилар вә һаказилар. Әң муһим бу иш орунлири йезиларда пәйда болидекән. Мәсилән, Бүйүк Британиядә ат беқиш индустрияси йеза йәрлиридә 20 000 иш орнини пәйда қипту. Униңдин ташқири, төлинидиған селиқлар, инфрақурулумларни ейтсақ, ихтисадий җәһәттин пайдилиқ. Демәк, ат беқиш бу – мааши жуқури иш орунлиридин һесаплиниду. Кеңәш дәвридә елимиздә ат беқиш саһасиға яхши көңүл бөлүнәтти. Қазақстанда 14 ипподром бар еди. Есиңларда болса, Луговское ат заводида Олимпиада оюнлириниң чемпиони Абсент чиққан. Амма 2010-жиллардин бу ян бу саһада тәрәққият тохтап қалди. Шуңлашқа 2018-жили ат спортиниң ишқивазлири жиғилип, Алмута ипподромида чепишларни уюштурушни қолға алдуқ. 2023-жили болса, Qazaq Jokey Clubни тәшкил қилдуқ. Келәчәктә хәлиқара чепишлар федерациясигә әза болушни мәхсәт қиливатимиз. Бу бизгә биздә өтидиған чепишларни рейтингларға киргүзүшкә, чавандазларни вә атларни хәлиқара системиға қошулушқа имканийәт бериду.
— Һәммиңларни бу чоң утуқ билән тәбрикләймән, — деди новәттә сөз алған Кабирханниң егиси Тилек Мухамбетқалиев. – Һазир елимиздики барлиқ ат баққучилар, мәшиқләндүргүчиләр, ат спорти ишқивазлири хошал болуватиду. Сәвәви, бу утуқ қазақстанлиқ ат баққучиларға чәт әлләрдиму ғалибийәткә йетишкә мүмкин екәнлигини көрсәтти, илһамландурди. Кабирхан һазир тәйярлиқ қиливатиду. Бизниң чоң планлиримиз бар. Финалға чиқтуқ. Шундақла дуниявий рейтинг бойичә биздә 115 пай бар. 30-норузда Дубайда өтидиған дуниявий кубокта утуққа йетидиғинимизға ишинимиз. 
 Мәтбуат конференция ахирида Qazaq Jokey Clubниң рәиси Мақсат Ахаев Кабирханниң дәсләпки мәшиқләндүргүчиси Турғанҗан Йолдашевқа, чавандаз Руслан Йолдашевқа вә Кабирханни Қазақстанға елип кәлгән Надир Һасановқа пәхрий ярлиқларни тапшурди.
 Биз, пурсәттин пайдилинип, Кабирханни Америкидин сетивелип, Қазақстанға елип кәлгән Надир Һасановни вә уни дәсләп мәшиқләндүргән Турғанҗан Йолдашевни сөһбәткә тәклип қилған едуқ.
— Кабирхан бийил 4 яшқа толди, — дәйду Надир. – Таза нәсиллик, айғир. Дадиси Калифорния Хром, аниси Литтл Эмили. Калифорния Хром АҚШта әтивалиқ мусабиқиләрдә ғалип чиққан. Қабирханни мән АҚШниң Кинэленд ауционида сетивалдим, у пәйттә бир йерим яшта еди. Қошумчә қилсам, аукционда 4000 ат болди, һәммиси бир йерим яшлиқ вә таза нәсиллик атлар. Америкиға бериштин илгири каталогтин нәқ мошу Кабирханни таллидим, чүнки униңда «җәңгивар роһниң» бар екәнлигини һис қилдим. Башқа ат баққучилар униңға диққәтму бөлмиди. Америкидики баһалар бойичә әрзәнгә, йәни 12 миң АҚШ доллириға сетивалдим. Алмутиға кәлгәндә, дадамниң мәслиһити билән уни тәҗрибилик мәшиқләндүргүчи Турғанҗан акиға бәрдуқ. Униң оғли Руслан чавандаз. Руслан Кабирхан билән мошу йәрдә чоң чепишларға қатнишип, үч қетим ғалибийәткә йәтти. Атни Тиләк Муханбетқалиев өткән жили сетивалди. У 2023-жили Россиядики чепиш мәвсүмигә апарди. Бу йәрдә уни атақлиқ мәшиқләндүргүчи Арслангирей Шавуев алди. Россиядиму чоң икки мусабиқидә утуққа йәтти. Тилек ахири Кабирханни Дубайдики мусабиқигә апиришни қарар қилди. Дубайда Кабирханни Дуглас Уотсон мәшиқләндүрүпту. Кабирхан «Al Maktum Challengeда» биринчи орунни егилиди. Һазир 30-норуз күни БӘӘда өтидиған Дубай кубогиға тәйярлиниватиду. Бу дуниядики әң әтивалиқ мусабиқиләрниң бири, мукапат фонди 12 миллион долларни тәшкил қилиду. Кабирханниң бу мусабиқидики асасий риқабәтлири АҚШниң White Abappio вә Япониядни Derma Sotogake тәхәллуслуқ атлири болуши еһтимал. Биз Кабирханниң утуққа йетидиғиниға үмүт қилимиз.
— Өзиңиз бу иш билән шуғуллиниватқинизға көп болдиму? — соридуқ униңдин.
— Мән мошу Алмута ипподромида өстүм, десәмму болиду. Дадам Расул өткән әсирниң 80-жиллириниң ахирида мошу ипподромниң мудири болған. Ипподромда аддий ишчи болупму ишлидим. Дадамниң тәсири билән мошу кәсипни таллидим. Зоотехник кәспини егилидим. Кейин шериклирим билән чәт әлләрдин таза нәсиллик атларни елип киришкә башлидуқ. Биринчи қетим 2018-жили елип кәлдуқ. Дәсләп 3-4 ат сетивалаттуқ. Мәсилән, россияликләр бир алғанда 15 — 20 ат алатти. Бизму шу дәриҗигә йетишкә арман қилған. Әлвәттә, һәрбир атни сетивалғанда униңға ишинисән. Кабирхан бизниң үмүтимизни ақлиди. Икки жилниң ичидила хәлиқара дәриҗидики, йәни 1-топтики мусабиқиләргә қатнишиватиду. Бизниң ишимиз, асасән, чәт әлләрдин таза нәсиллик атларни елип келиш.
— Елимиздә шундақ нәсиллик атларни өстүрүшкә болмамду?
— Әлвәттә, болиду. Бизниму мәхситимиз шу. Қазақстанда ат беқиш әнъәниси бар. Шуни әслигә кәлтүрүш, заманға лайиқ риваҗландуруш лазим. Кабирханниң утуғи қазақстанлиқ ат ишқивазлирини илһамландурди. Биз программа тәйярлаватимиз. «Qazaq Jokey Clubни» тәшкил қилдуқ. Һазирчә дөләт тәрипидин ярдәм йоқ. Бирақ Кабирханниң феномени бу саһаға көңүл бөлүшкә түрткә болиду, дәп үмүт қилимиз.
Турғанҗан ака Йолдашев өзиниң пикрини төвәндикичә изһар қилди:
— Мениң мошу ипподромда ишләватқинимға 50 жилдин ашти. 14 йешимдин тартип мошу йәрдә. Талай атларни көрдүм, нурғунлирини мәшиқләндүрдим. Кабирхан дәсләп кәлгәндә асав, шох, һәрикәтчан еди. Бир көргәндила униң иқтидариниң жуқури екәнлигини чүшәндим. Амма у техи тәрбийиләнмигән еди. Узағирақ чапса, путлишип кетәтти. Оғлум Руслан иккимиз аста-аста униң билән «достлаштуқ», өзимизгә үгәттуқ. Дурус чепишни үгәттуқ. Икки йешида биздә өтидиған чепишларға қатнишип, дайим биринчи орунларни елип турди. Россиядиму шундақ болди. Үмүтимизни ақлиди, өзиниң һәқиқәтәнму арғимақ екәнлигини дәлиллиди. Кабирханниң утуғи бизниң утуғимиз. Мана алдида чоң мусабиқигә тәйярлиниветипту. Униңға яхши старт вә утуқлуқ финал тиләймән. Бизниң хошаллиғимиз чәксиз, ишәнчимиз мол. 

97 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы