• Әхбаратлар еқими
  • 08 Ақпан, 2024

Кона йеңи жил

Түнүгүн Алмута шәһиридики Җумһурийәт сарийида Қазақстан корейлири ассоциациясиниң уюштуруши билән шәриқ календари бойичә нишанлинидиған «Йеңи жилға» беғишланған концерт болуп өтти. Җумһурийәт даирисидә уюштурулған мәрикигә қазақстанлиқ сәнъәткарларниң һүниригә ашиқ миңлиған тамашибинлардин ташқири, Кореяниң Алмута шәһиридики консулханисиниң вәкиллири, Алмута шәһәрлик һакимийәт рәһбәрлири вә ҚҖ Парламентиниң депутатлири қатнашти. 

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

Концертниң рәсмий қисмида Қазақстан корейлири ассоциациясиниң рәиси Юрий Шин сөзгә чиқип, көпчиликни мәйрәм билән тәбриклиди. У өз сөзидә, көпмилләтлик Қазақстан Җумһурийитидики милләтләрара разимәнлик, бирлик-инақлиқ тоғрилиқ тохтилип, елимизниң гүллиниши вә иҗтимаий-ихтисадий җәһәттин тәрәққий етишигә корей миллитиниң биркишилик һәссисини қошуватқанлиғини тәкитләп өтти. Натиқ шундақла депортация жиллири корей хәлқини бағриға басқан қазақ миллитиниң меһриванлиғиға миннәтдарлиғини билдүрди.
Юрий Шин меһманларни вәтинимиз Қазақстанниң келәчиги үчүн бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқирип, күч-ғәйритимизни дунияниң тәрәққий әткән әлләрниң қатаридин орун елишқа сәпәрвәр қилишимиз керәклигини ейтти. Шундақла Юрий Шин корей хәлқи үчүн өткән жилниң мевилик болғанлиғини тилға алди. 
– Қазақстан корейлири «Коре ильбо» гезитиниң 100 жиллиғини атап өттуқ – деди рәис. – Бу, әлвәттә, биз үчүн чоң вақиә. Қазақстандәк йүздин ошуқ милләтләр билән еләтләрниң достлуғи ярашқан әлдә гезит өз паалийитини тохтатмай келиватиду. Мундақ яхшилиқлар, мениңчә болса, пәқәт бизниң елимиздила моҗут. 
Пурсәттин пайдилинип, шуни тәкитләймәнки, Қазақстан корейлири ассоциацияси қурулғандин етиварән, көплигән чарә-тәдбирләр әмәлгә ашурулди. Улар һәрқандақ, мәйли сәясий мәвсүмлүк ишлар яки хәйрихаһлиқ паалийәтләр болсун, сиртта қалғини йоқ. Әксичә, имканийитиниң йетишичә, қол учини сунушқа тиришти. Биз, әлвәттә, буни өзимизниң гражданлиқ борчи сүпитидә қобул қилимиз. 
Бу күни шундақла Юрий Шин корей хәлқиниң сәнъитини сақлап, шу арқилиқ көпчиликкә узун жиллар мабайнида роһий озуқ берип келиватқан «Номсон» ансамблиға «Хәлиқ ансамбли» дегән нам берилгәнлигини рәсмий елан қилди. Андин көпчилик икки сааттин ошуқ вақит сәнъәткарларниң һүнәрлирини тамашә қилди. 

83 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы