• Әхбаратлар еқими
  • 08 Ақпан, 2024

«Әркинлик»

Түнүгүн Алмута шәһиридики Ә.Қастеев намидики мирасгаһта һәйкәлтараш Данияр Сарбасовниң шәхсий көргәзмиси ечилди. «Әркинлик» мавзусида дәсләпки қетим өтүватқан көргәзмигә һәйкәлтарашниң оттуздин ошуқ әсәри қоюлди.

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

Данияр Сарбасов – талантлиқ һәйкәлтараш, тарихий вә анималистлиқ жанрдики көплигән монументаль һәйкәлләрниң муәллипи. Униң иҗадийити түмән йөнилишләрдин ибарәт болуп, реалистлиқ усуллири билән пәриқлиниду. Көргәзмигә қоюлған әсәрләр кейинки он жил арилиғида дунияға кәлгән. У асасән өз иҗадийитидә илқиларни: бәйгә вә асав тулпарларни, Ақан сериниң Қулагери билән мифологиялик ярилишини – өзигә хас услуб билән тәсвирләйду. Униң ясиған атлири динамикилиқ вә җиддий қозғилиш арқилиқ дунияға келиду. Муәллипниң ейтишичә: «Әң қийини илқиниң иш-һәрикитини көрситиш, у чапсан вә көзгә көрүнмәс һәрикәт. Мән уларни һис-туйғу билән тәсвирләш керәклигини ениқ чүшәндим».
Тәкитләш керәкки, Данияр Сарбасовниң көргәзмисиниң мавзуси намидин чиқип турғинидәк, униң иҗадийитидә ой-пикриниң әркин екәнлигидин ташқири, иҗадий әркинлигиниң моҗутлуғини байқаш мүмкин. Бу, әлвәттә, униң җаниварлар дуниясиға дегән қизиқиши жуқури болуп, мошу мавзуда көплигән композицияләр ясап, анималист-һәйкәлтараш сүпитидә тонулди. Шуниң билән биллә у скиф-сақ мәдәнийитини чоңқур тәтқиқ қилиши нәтиҗисидә бирқатар әсәрләрни яратти. Мәсилән, бәдиий вә пластикилиқ алаһидилиги билән пәриқлинидиған «Романтик», «Кербұғы», «Талпыныс» әсәрлири шулар җүмлисидиндур.
Данияр Сарбасов 1990-жили Павлодар вилайити, Баянавул наһийәсидә туғулған. «Шабыт» ХVІІІ хәлиқара иҗадий яшлар фестивалиниң лауреати вә Гран при саһиби.
Көргәзмә 28-һот күнигичә давамлишиду. 

432 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы