• Әхбаратлар еқими
  • 08 Ақпан, 2024

Балилиримизни оқутимиз

Елимиздә муһтаҗларға һәрхил ярдәм пуллар қараштурулуп, униң камаләткә толмиған балиларға, баққучисидин айрилғанларға, ялғуз аниларға, туғулушидин нака балиларға бериливатқанлиғидин хәвиримиз бар. Бу қетимқи һәрбир балиға 18 яшқа толғичә жилиға бир қетим берилидиған мәбләғ һәққидә аңлап, наһайити хошал болдуқ. 2006-жилниң бу йеқиға қарап туғулған балиларниң һесап чотиға 100 АҚШ доллири вә 52 цент чүшти. Бу ярдәмниң биз, көпбалилиқ анилар, үчүн әһмийити чоң болмақ. Шәхсән биз алтә балиниң ата-аниси. Фондниң тәртип-қаидилири бойичә алтә пәрзәндимизниң һәммисигә ярдәм пул қараштурулупту. Бу хираҗәтни келәчәктә балиларниң билим елишиға сәрип қилишни мәхсәт қиливатимиз. Илаһим, шу күнләргә йетәйли. Елимиз Президентиниң мәктүплиридики көрсәтмиси болған бу йеңилиқни биз охшаш яш ата-аниларға болған ғәмхорлуқ дәп чүшинимиз. 
Зулияр вә Айгерим РӘҺМАНОВ.

Жетису вилайити, 
Панфилов наһийәси 
 

438 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы