• Әхбаратлар еқими
  • 08 Ақпан, 2024

Йеңи әл қуруштики креатив ойлар ейтилған

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң «Egemen Qazaqstan» гезитиға бәргән көләмлик сөһбитини оқуп чиқип, униңда әл Президентиниң дөлитимизниң ички вә сиртқи сәяситидики әһмийәтлик мәсилиләргә тохтилип, Қазақстанда атқурулуватқан нәтиҗидарлиқ ишларға баһа бәргәнлигини байқидуқ. Дөләт рәһбири бүгүнки күндә елимизниң сәясий реформиларни аяқлаштуруп, ихтисат системисини қурушқа киришкәнлигини ейтип өтти. Һәқиқәтәнму, Қазақстанда һәрхил саһаларни риваҗландурушта чоң қәдәмләр ташланди. Ихтисадий, җәмийәтлик-сәясий вә гуманитарлиқ саһаларда нурғун яхшилиқлар йүз бәрди. Җүмлидин AMANAT партиясиниң Әмгәкчиқазақ наһийәилик шөбиси тәрипидинму көплигән ишлар әмәлгә ашти. Мәсилән, партияниң «Халықпен бірге!» сайламалди программисиниң йол хәритиси бойичә наһийәдә үч сменилиқ мәктәпләр мәсилисини һәл қилиш мәхситидә 1500 орунлуқ билим дәргаһи ечилди. Униңға қошумчә Ишиктә шәһиридә вә Челәк йезисида 900 орунлуқ заманивий икки йеңи мәктәп бенасиниң һули қуюлди. 7 йезида тәртип сақчилири үчүн участкилиқ полиция пунктлири қоллинишқа берилди. 6 йезида фельдшерлиқ-амбулаториялик пункти ечилди. 97,3 чақирим су системиси жүргүзүлүп, 390 чақирим автомобиль йоллирида мурәккәп җөңдәш ишлири әмәлгә ашти. Яшлар арисида саламәтлик һаят тәризини тәшвиқат қилиш мәхситидә, Челәк йезисида тәнтәрбийә вә сағламлаштуруш комплекси қәд көтәрди. Ишиктә шәһиридә «Нұрлы жер» программиси бойичә селинған 120 пәтирлик көпқәвәтлик турушлуқ өй пайдилинишқа берилди. «Ауыл аманаты» программиси бойичә 98 адәм төвән пайизлиқ несийә елишқа қол йәткүзди. «Жер аманаты» программиси бойичә 44 миң гектарға йеқин йәр пайдилинишқа берилди вә һаказилар. 
Мәзкүр сөһбәттики Президентимиз Қасым-Жомарт Тоқаевниң «Келәчигимизни техиму мустәһкәмләш үчүн әмгәксөйгүчлүк, билимхумарлиқ, кәспийлик, бирлик, өмлүк, меһриванлиқ, тәдбирчанлиқ, тәшәббускарлиқ, адиллиқ, аддийлиқ вә теҗәмкарлиқ – һәқиқий вәтәнпәрвәрлик, адил гражданға хас пәзиләтләр билән қәдрийәтләр. Хәлқимизниң күчини ашуруп, утуққа башлайдиған мошундақ хисләтләр билән қәдрийәтләрни һәртәрәплимә тәшвиқ қилип, әвлат сәвийәсигә сиңдүрүш арқилиқ сүпәтлик милләткә айлинимиз» дегән сөзлири алаһидә диққәткә сазавәрдур. 
Елимиз үчүн тарихий әһмийәткә егә сөһбәттә Йеңи мәмликәт қуруш бойичә мана мошундақ креатив ойлар ейтилған.

Бағдат РАХИМОВ, 
AMANAT партияси Әмгәкчиқазақ 
наһийәлик шөбисиниң рәиси
Алмута вилайити,
Әмгәкчиқазақ наһийәси, 

469 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы