• Әхбаратлар еқими
  • 04 Сәуір, 2024

Рамзан қошиғини яңритип...

Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Долқунтай Абдухелилниң қоллап-қувәтлиши билән ҖУЭМниң йенидики «Шәбнәм» уйғурниң креатив ханим-қизлири җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Қәлбинур Аруп өз командиси билән бийилқи Роза-Рамзан ейида җай-җайлардики көплигән житим-йесир вә мүмкинчилиги чәкләнгән балилар, шундақла көпбалилиқ аилиләрниң һалидин хәвәр алди.

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

Бу қетим бирләшмә әзалири Яркәнт тәвәсигә қәдәм тәшрип қилип, тәвә турғунлири билән бирликтә Рамзан қошақлирини яңратти. Меһмандост яркәнтликләр, әлвәттә, хәлқимизгә хизмәт қиливатқан изгү нийәтлик инсанларни хуш чирай қарши елип, уларға йеқиндин яр-йөләк болди. Жетысу вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Турғанҗан Зайитов, наһийәлик УЭМ рәиси Азат Гайитов, Чоң Чиған йезилиқ һакимийитиниң баш мутухәссиси, «Шәбнәмниң» Яркәнт тәвәсидики шөбисиниң рәиси Гүлнар Сулеймиенова, Чоң Чиған йезисиниң жигитбеши Абләһәт Вәлиев, ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Гүлмира Низамова, яшларниң жигитбеши Шахназар Гайитов, риясәтчи Нуршат Ғоҗашев, «Пәрваз» вә «Саһинур» ансамбльлириниң рәһбәрлири Оғләм Тайирова билән Саһинур Рәхмидинова, шулар җүмлисидиндур. Қәлбинур Аруп алди билән яркәнтликләргә мәзкүр сәпәрни уюштурушқа өзиниң қоллап-қувәтлишини көрсәткән ҖУЭМ рәиси Долқунтай Абдухелилниң салимини йоллиди. Андин тонулған сәнъәткар Толунай Әйсарова иккисиниң Рамзан қошақлирини яшлар арисида тәрғип қилиш бойичә түзгән «Биз әҗдатлар вариси, дәвримизниң мевиси» лайиһисини тонуштурди. 
У күни чирайлиқ безәлгән ат һарвуға мингән яшлар саз-нәғмиләр билән рамзан қошақлирини ейтип, аброй-инавити жуқури бирнәччә шәхсләрни йоқлап барди. Улар: Социалистик Әмгәк қәһримани Адаләт Зәйнавдинованиң қизи, Алийәм Зәйнавдинова билән Абубәкри Вәлиев, Чоң Чиған йезисидики «Айханым» анилар ансамбльниң әзалири Мира Байбайшаева, Жұмагүл Алибаева вә чоңчиғанлиқлар исмини пәхирлиниш билән тилға алидиған инсанлар Руслан Дауров вә Құрмаш Мустапаев вә башқилар. Өй егилири әнъәнә бойичә рамзанчиларни қуруқ қол қайтурмиди. Арисида уларға қошулуп, рамзан ейтқанларму болди. Бу һәқиқий мәнасида достлуқ мәйримигә айланди. 


«Шәбнәм» уйғурниң креатив ханим-қизлар» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәһбәрлиги пурсәттин пайдилинип, жут активистлирини өзлири тәсис қилған «Мәдәнийәт төһпикари» медали  вә ҖУЭМ рәһбириниң Миннәтдарлиқ хети билән рәғбәтләндүрди. Шундақла «Шәбнәмниң» балиларға атап елип кәлгән соғилирини тапшурди.
Ахирида шуни алаһидә тәкитләш керәкки, ушбу паалийәт давамида хәлқимиздә унтулуп кетип барған рамзан қошақлиридин толуқ хәвири бар, Толунай Әйсарова көпчилик үчүн мәхсус маһарәт дәрисини өткүзди. 

55 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы