• Әхбаратлар еқими
  • 02 Мамыр, 2024

1 миллиондин ошуқ адәм иштрак қилди

«Таза Қазақстан» җумһурийәтлик экологиялик акциясиниң үчинчи һәптиси аяқлашти. Мәдәнийәт вә әхбарат министрлиги мәтбуат хизмитиниң мәлумати бойичә «Йешил өлкә» һәптилиги даирисидә елимиз бойичә 330 миңдин ошуқ көчәт тикилип, 500дин ошуқ истираһәт беғи билән мәйдан аватлаштурулған. 
Астанада Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев пидаийлар, яшлар тәшкилатлириниң рәһбәрлири, креатив индустрия вә илмий зиялилар вәкиллири билән биллә көчәт тикти. «Таза Қазақстан» акцияси даирисидә 8 — 27-үмүт күнлири регионларда бәш миңдин ошуқ чарә-тәдбир өткүзүлүп, 1 миллиондин ошуқ адәм қатнашти. 29-үмүт билән 4-баһар арилиғида қерилар өйи, ветеранлар, иш бабида қаза болған һоқуқ қоғдаш органлири хадимлириниң аилиси туридиған өйләр әтрапини аватлаштурушқа қаритилған «Ибрәтлик әвлат» мавзусида һәптилик өткүзүш планланмақта. Униңға Яшлар ресурс мәркәзлири, тәшкилатлар, пидаийлар җәмийәтлик бирләшмилири паал қатнишиду. 

36 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы