• Әхбаратлар еқими
  • 02 Мамыр, 2024

Биз һәрхил, бирақ һәммимиз тәң

Елимиздә «Бірлік жүгірісі» җумһурийәтлик йерим марафони өтти. Сағлам һаят тәризини қоллайдиған мәзкүр чарә-тәдбир бир вақитта 15 регионда башлинип, униңға 15 миңға йеқин адәм қатнашти. Спортчилар һәрхил мусапидә мусабиқигә чүшти. Дәсләп 21 чақиримға жүгрәйдиған спортчилар күч синашти. Балилар 1 чақирим мусапигә жүгәрди.
 Мәзкүр марафон Қазақстан хәлқиниң бирлиги күни мәйрими һарписида уюштурулди. Тәкитләш лазимки, бу мусабиқини уюштуруш тәшәббусини Қазақстан хәлқи Ассамблеяси көтәргән еди. Бу тәшәббусни Туризм вә спорт, Мәдәнийәт вә әхбарат министрликлири қоллап-қувәтлиди.
— «Бірлік жүгірісі» — Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң «Биз һәрхил, бирақ һәммимиз тәң» шиарни асас қилип алған чарә-тәдбир. Мошуниң һәммиси мәйрәм һарписида хәлқимизниң бирлигини күчәйтишкә, өмлүгимизни намайиш қилишқа, сағлам һаят тәризини қелиплаштурушқа қошқан үлүшимиз. Мусабиқигә 15 миң адәм қатнишиватиду, елимиздә илгири-кейин мошундақ жүгрәш мусабиқиси болмиған. Шуңлашқа бу чарини һәр жили өткүзүшни планлаватимиз, — деди ҚХА рәисиниң орунбасари – Кативат рәһири Марат Әзилханов.  

704 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы