• Әхбаратлар еқими
  • 08 Мамыр, 2024

Бизниң қәйсәр жигитләр

Дәм елиш күни Челәкниң чоң кочиси билән кетиветип, 20 — 30 адәмниң топ болуп турғинини көрүп қалдуқ. Журналистик қизиқиш һәм «Бу йәрдә немә болғанду?» дегән ойлар билән жиғилғанларниң йениға йетип бардуқ. Уқушсақ, Шайдин вә Реһангүл Мамутовлар кәнҗә оғли Батур Давутниң армиядин келишини күтиветипту. Бу уларниң төрт қиздин кейин туғулған иккинчи оғли екән. Шуңлашқиму көпбалилиқ ата-аниниң хошаллиғини сөз билән ейтип йәткүзгүсиз, әлвәттә. Бизму бәхитлик аилигә қошулуп, солдатни күттуқ. 

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Uiğur avazi»

Бир вақитта бирнәччә автомашина топ алдиға келип тохтиди. Һәрбий борчини аброй билән өтәп, өйигә аман-есән қайтқан Батур бир қучақ гүлни тутуп, топ-тоғра аписи тәрәпкә қарап маңди. Анисини бағриға елип, көзидин аққан яшлирини сүртти. Униңға өзи хизмәт қилған Җамбул вилайитидики 75263 һәрбий бөлүминиң командири, подполковник К.Мажиевниң вәтәнпәрвәр әвлат тәрбийилигәнлиги үчүн әвәткән Миннәтдарлиқ хетини тапшуруп, рәхмитини билдүрди. Андин дадиси, қериндашлири вә қалған уруқ-туққанлири билән көрүшүп, хошал болушти. 
Тәкитләш керәкки, бу күни Батур ялғуз әмәс, бәлки җан ағиниси Исмайил Тохтахунов билән кәлди. Булту әтиязда армиягә биллә кәткән жигитләр А.Розибақиев намидики мәктәпни тамамлап, Челәк кәспий-политехникилиқ колледжида биллә оқуди. Дәсләп Исмайил әскәргә чақиртилди. Батур болса, ағиниси билән баридиғанлиғини билдүрди. Униңға қошумчә у кичигидинла бовиси, уруш вә әмгәк ветерани, икки «Җасарити үчүн» ордени вә онлиған медальларниң саһиби Давут Мамутовқа охшашни арман қилатти. Шайдин ака билән Реһангүл һәдә кәнҗисигә ата-анилиқ дуасини берип, һәрбий борчини өтәш үчүн йолға узатти. Шуңлашқиму топ ичидә биз Исмайилниң аписи Зульфия билән момиси Нурванни учраттуқ. Һәр иккилиси көзлиридики яшлирини йошуралмай, оғлини қайта-қайта бағриға басмақта.
– Чирайлиқ солдат формисини кийгән оғлумни көрүп, жүригим алаһидә соқуп кәтти. Булту у көзүмизгә кичиккинә бала болуп көрүнгән билән бир жилниң ичигә қәдимкидәкла әр йетип кетипту. Шүкри, балимиз өзиниң һәрбий борчини көңүлдикидәк өтәп, өйгә аман қайтип кәлди. Яхши хизмити үчүн Пәхрий ярлиқ вә қол саатқа еришипту. Дадиси һәм қериндашлири, һәммимиз пәхирләндуқ. Ана ретидә ейтарим, елимиз аман, жутумиз теч болсун. Оғуллиримиз пәқәт течлиқ заманда, елимизниң течлиқ күни үчүн хизмәт қилсун, – дәйду Реһангүл һәдә хошаллиқ яшлирини сүртүп.
Қош солдатни сөһбәткә җәлип қилип, келәчәккә болған реҗилири һәққидә ейтип беришни илтимас қилдуқ. Улар билимини давамлаштуруш нийитини билдүрди. Һә, һазир һәрбий борчини өтәп кәлгән яшлар үчүн һәрқандақ оқуш орунлирида йеникчиликләр бар. Иш тепишму бәлгүлүк дәриҗидә оңай. Әнди бүгүнкидәк әндишигә толуп-ташқан заманда Батур Давут вә Исмайил Тохтахунов кәби өз ихтияри билән һәрбий тәйярлиқтин өтүштин қорқмайдиған қәйсәр жигитлиримиз көп болсун! 

Алмута вилайити,
Әмгәкчиқазақ наһийәси
 

727 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы