• Әхбаратлар еқими
  • 08 Мамыр, 2024

Президент тәбриги

Һөрмәтлик вәтәндашлар!
Силәрни Вәтән һимайичилири күни билән тәбрикләймән!
Елимиздики тиничлиқ вә течлиқни сақлап, есил қәдрийәтлиримизни күчәйтиштә бу мәйрәмниң әһмийити зор.
Һәрбий борчини өтәш Вәтәнгә болған муһәббәтниң ярқин көрүнүши екәнлиги ениқ. Хәлиққә хизмәт қилиш – һәрбир гражданниң пәрзәнтлик пәрзи.
Қазақстан миллий мәнпийәтни һимайә қилишқа, территориялик бирпүтүнлүкни сақлашқа вә турақлиқлиқни тәминләшкә алаһидә әһмийәт бериду. Җәңгивар армиямиз мустәқиллигимизниң капалити, дөләтчилигимизниң мустәһкәм асаси.
Биз армиямизниң иқтидарини оқуш-мәшиқ жиғинлардила әмәс, ениқ вәзипиләрни әмәлгә ашуруш җәриянидиму көрүватимиз. Су кәлкүни хәлқимизгә ховуп пәйда қилғанда җәңчилиримиз алдинқи сәптә болди. Улар өзлиригә жүкләнгән вәзипини адил атқуруп, вәтәнпәрвәрликниң илғар үлгисини намайиш қилди. 
Елимизниң мудапиә иқтидарини күчәйтиш вә һәрбий хадимларни қоллап-қувәтләш дайим дөләт сәяситиниң асасий йөнилишлириниң бири болуп қаливериду.
Һәрбий күчлиримизниң абройи жуқури болсун!
Һәммиңларға зор саламәтлик, бәрикәт тиләймән!

1179 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы