• Йеңилиқлар
  • 27 Ақпан, 2012

Маарип мәсилилири муһакимә қилинди

Буниңдин икки жил муқәддәм бир топ миллий маарип җан көйәрлириниң тәшәббуси билән «Уйғур мәктәплирини қоллап-қувәтләш» җәмийәтлик фонди барлиққа кәлгән еди. Фонд өзиниң икки жиллиқ паалийити җәриянида мәлум әмәлий тәҗрибә топлиди, ана тилимизни сақлашқа вә риваҗландурушқа, миллий мәктәп вә устазлиримизниң қәдир-қиммитини ашурушқа һәм алаһидә пәрвишкә муһтаҗ қабилийәтлик балилиримизни рәғбәтләндүрүшкә қаритилған «Билим вә сәнъәт» көрүклирини уюштуруп кәлди. Фондниң асасий мәхсити милләтпәрвәрләрни, ата-аниларни кәң җәлип қилиш арқилиқ миллий маарип һәм мәдәнийитимизни йүксәлдүрүш мәсилилири әтрапида һәмкарлишиш, келәчәк әвлатни тәрбийиләштә, уларға пухта билим бериштә муәллимлиримизниң җавапкәрлигини ашуруш, Бир туташ миллий тест синиғиға һәртәрәплимә тәйярлаш бойичә дөләтлик назарәтни күчәйтиш, ана тилимизниң қоллиниш даирисини кәңәйтиш, мәктәплиримизни дәрисликләр вә оқуш-методикилиқ комплекслар билән толуқ тәминләшни назарәт қилиш, Билим вә сәнъәт көрүклирини җай-җайларда умумйүзлүк уюштуруш вә уни җумһурийәт даирисидә өткүзүштин ибарәт. Өткән һәптидә мәзкүр җәмийәтлик фондниң Алмута шәһиридики М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназиядә болуп өткән новәттики жиғиниға бизму иштрак қилдуқ. Униңға қатнашқан әлликкә йеқин маарипимиз җан көйәрлири, җүмлидин өзлириниң паалийәтчанлиғи билән көрүнүп келиватқан бир түркүм ханим-қизларниң фондниң паалийитини қоллап-қувәтләш вә униңға әза болуш йүзисидин көрсәткән активлиғи бизни хурсән қилди. Жиғинни «Уйғур мәктәплирини қоллап-қувәтләш» җәмийәтлик фондиниң президенти, филология пәнлириниң доктори Алимҗан Тиливалди киришмә сөз билән ечип, баш қошушниң мәхсәт-маһийитигә вә паалийәт йөнилишлиригә әтраплиқ тохталди. Шуниңдин кейин сөз новитини алған Түрксиб наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Маһинур Исрайилова, Алмута технология университетиниң доценти, ихтисат пәнлириниң намзити Санийәм Мәсимова, «Мектеп» нәшрияти Уйғур редакциясиниң башлиғи Рәхмәтҗан Ғоҗамбәрдиев, пешқәдәм устаз Музәппәр Зайитов, «Айдин-Тур» ҖЧЙниң мудири Гүлбостан Ғазиева, миллий маарипимизниң җан көйәрлири Арсен Турдиев, Турған Розахунов, Әхмәтҗан Исрапилов, Султанмурат Исрапилов, вә башқилар милләтниң милләт сүпитидә тәрәққий етиши үчүн билимлик яшларни тәрбийиләшниң зөрүрлүгини, маарипимизға аит мәсилиләрни Қазақстан Җумһурийитиниң қанун-қаидилиригә мувапиқ һалда җамаәтчилик билән бирлишип әмәлгә ашурушниң муһимлиғини тәкитлиди. Шундақла улар педагоглиримизниң җумһурийәт Президенти Нурсултан Назарбаевниң қазақстанлиқларға йоллиған бийилқи әнъәнивий Мәктүбиниң йәттинчи йөнилишидә тәкитләнгән вәзипиләргә алаһидә диққәт ағдуруши керәклигини тилға алди. Жиғин ахирида тәшкилий мәсилиләр қарилип, фонд паалийитиниң тәсирчанлиғини техиму ашуруш мәхситидә әллик адәмдин ибарәт васийлиқ кеңәш қурулди. Көпчиликниң қоллап-қувәтлиши билән униң рәиси болуп пешқәдәм устаз Музәппәр Зайитов сайланди.

Шәмшидин АЮПОВ.

   

621 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы