• Йеңилиқлар
  • 31 Мамыр, 2013

«Нәвбаһарда гүл кәби»

Өткән әсирниң 70-жиллириниң йеримида Өзбәкстан Пәнләр академияси Һ.Сулайманов намидики Қолязмилар институти «Шәриқ классиклири мирасидин» серияси бойичә өтмүштики мәшһур шаирлар әсәрлирини айрим серия билән нәшир қилиш ишини қолға алған еди. Шуңғичә Низамий вә Җамий, Наваий вә Мәхтумқули, Өмәр Һәйям, Бабур вә башқа классикларниң әсәрлири нурғун қетим йоруқ көргән болсиму, мәзкүр башланминиң муһим әһмийәткә егә болғанлиғи талашсиз. У үстигә һәҗими 4 — 6 басма варақтин ашмайдиған ихчам китапчини янчуққа селивелип,биллә елип жүрүшкә интайин қолайлиқ. Йәнә бир атап өтидиған нәрсә — китапчилар шу дәвирдә әң нәмунилик һесаплинидиған Өзбәкстан Компартияси Мәркизий Комитетиниң нәшриятида бесилатти. Шундақла Шәриқ нәқишлири билән безәлгән китапчиниң муқависи, ичидики һәрбир шаирниң өзигә вә униң шеирийитигә мунасивәтлик рәсимләр рәңлик болуп, һәрбир китапчиниң тиражи 150000 нусхини тәшкил қилатти. 1981-жили әйнә шу серия бойичә бүйүк шаиримиз Билал Назимниң шеирлириму айрим китапчә болуп бесилған еди. Бу биринчи новәттә, атақлиқ алим Мурат Һәмраевниң әмгиги түпәйли әмәлгә ашурулған. У Билал Назимниң шеирлирини өзи өзбәк тилиға тәрҗимә қилип, рәтләп нәширгә тәйярлиған. Мурат новәттә Хирқитийниң «Муһәббәтнамә вә меһнәткам» дастанини айрим, Зелилий билән Нөбитий ғәзәллирини бир топлам қилип, нәшир қилмақчи еди. Әпсус, шәпқәтсиз әҗәл уни аримиздин бевақит елип кетип, алимниң бу ойлири әмәлгә ашмиди. Муратниң бу арминини униң оғли, филология пәнлириниң намзити Пәрһат Һәмраев әмәлгә ашурди. Раст, заман өзгиришигә бағлиқ «Шәриқ классиклири мирасидин» серияси бойичә китап чиқириш ишиниң тохтап қалғанлиғиниму ейтмай мүмкин әмәс. Шуңлашқа Пәрһат атиси өзбәк тилиға тәрҗимә қилған уйғур шаирлириниң әсәрлирини бир топламға җәмләп, уни «Нәвбаһарда гүл кәби…» нами билән йоруққа чиқарди. Топламдин Хирқитий, Зелилий, Нөбитий, Муһәммәт Садиқ Қәшқәрий, Сейит Муһәммәт Қаший, Билал Назим, Хоҗа Җаһан Яқуп, Әрший, Хисләт Қәшқәрийниң хилму-хил жанрдики әсәрлири орун алған. Топлиғучи һәрбир шаир тоғрилиқ қисқа, амма мәзмунлуқ мәлуматларни бериш арқилиқ уларниң толуқ иҗадий портретини яритип бәргән. Кейинки вақитларда уйғур әдәбиятиниң көрнәклик вәкиллири өзбәк тилиға тамамән тәрҗимә қилинмайватқанда, ушбу китапниң вуҗутқа келишини чоң вақиә дәп һесаплашқа болиду.

                                                        Рабик ИСМАЙИЛОВ.

777 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы