• Йеңилиқлар
  • 31 Мамыр, 2013

«Ишиниш керәккә» ишиниш керәк

Силәр сүрәттә көрүп турған бу жигит сәнъәт дуниясида «Гоша Аддий» тәхәллуси билән тонулған нахшичилиримизниң бири, йәни у Алмута шәһири Султанқорған мәһәллисиниң турғуни Ғуламҗан Сабир һаҗим оғли Хәйруллаев. У балилиқ чағлиридин тартипла сәнъәткә иштияқ бағлап өсти. Асасән рус тилида өзи иҗат қилған нахшиларни иҗра қилиш арқилиқ көпкә тонулуватқан Ғуламҗан мошу йеқинда «Жизнь такая штука» намлиқ дәсләпки альбомини көпчилик диққитигә тәғдим қилди. Өткән һәптидә униң һаятида йәнә бир хошаллиқ вақиә йүз бәрди. У Воронеж шәһиридә болуп өткән «Старый двор» ІІІ пүткүлроссиялик шансон фестивалиға иштрак қилип, дипломант аталди вә мошу жилниң 27-июль күни Тверь шәһиридә өтидиған хәлиқара фестивальға йолланма алди. У әлликкә йеқин нахшичи иштрак қилған Воронеждики көрүк-фестивальға Қазақстандин барған бирдин-бир вәкил. Өз иҗадиға мәнсүп «Надо верить» («Ишиниш керәк») нахшисини  әҗайип маһарәт билән иҗра қилип, тәләп-талғими үстүн қазиларни қайил қилди. Талантлиқ иҗрачиниң зил авази сәнъәтхумар тамашибин қәлбидә чоңқур тәсират қалдурғанлиғи шүбһисиз. Өз новитидә бизму Ғуламҗан Хәйруллаевқа утуқ тиләймиз.

Шәмшидин АЮПОВ. Алмута шәһири.

969 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы