• Йеңилиқлар
  • 07 Маусым, 2013

Йенип көрүшкичә аманчилиқ болсун

Йеқинда Уйғур наһийәсиниң Кичик Дехан йезисидики «Октябрь» оттура мәктивини (һазирқи М.Тейипов намидики) буниңдин қириқ жил муқәддәм тамамлиғанлар баш қошти. Ана мәктәп қойнида өткән беғәм жиллар, бәәйни қариси өчүп барған йәлкәнлик кемә охшаш, вақитниң өтүши билән жирақлап бариду. Ариға қириқ жил селип, гирәлишип көрүшкән синипдашларниң мәлум қисми жирақ-йеқиндин кәлди. Қалғанлири мошу қутлуқ диярни қиялмай, жутта қалғанлар. Улар күн арилап көрүшүп турсиму, бүгүнки учришишниң әһмийити башқичә. ...Әшу жиллардики Чоң Дехан вә Кичик Дехан йезилириниң гөдәклири җилтисини сөрәп мәктәпкә кәлгинидә, дәсләп саватини ачқан муәллимлири Сүнийәм Һәмраева билән Майсәм Йүсүпова уларға өз анисидәк меһриван болған еди. Ака-ука Ян вә Қәһриман Анайәтов, Турсунбүви Авшамова, Исақ Имиров, Үсәйин Рәшитов, Зина Баситова, әр-аял Селимахун вә Әхтәрхан Розиевлар кәлгүси әвлат тәрбийиси үчүн әмгәк қилған һәқиқий устазлардин еди. Бүгүнки күндә уларниң әмгигини ақлиған шагиртлири баш қошуп, қол йәткүзгән утуқлири билән өзара ортақлашти. Учришиш пәйтидә, мошу баш қошушниң уютқиси болған Шерияздан Үсәйиновниң 57 яшқа толған тәвәрүк күнини сабиқ синипдашлар чоң хошаллиқ илкидә нишанлиди. Униңға чапан кийгүзүп, соғилар тапшурди. Соғилар демәкчи, сабиқ синипдашлар жуқурида аталған икки йезиниң мәктәплиригә, пешқәдәм устазларға вә жут мөтивәрлиригә өзлириниң хатирә соғилирини һәдийә қилди. Бәлгүләнгән вақитни ғенимәт билгән синипдашлар бир-бирини қиймай хошлашти. Бирақ ана жутниң иссиқ тәпти һаман чиллап туриду әмәсму. Шуңлашқа тиләк бирла: йенип көрүшкичә аманчилиқ болсун, илаһим.

  Махмут ИСРАПИЛОВ.

   Уйғур наһийәси.

1877 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы