• Йеңилиқлар
  • 07 Маусым, 2013

Рәссамниң роһи кезип жүргән җайда

Йеқинда Уйғур наһийәсиниң Ақтам йезисида җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң­ қоллап-қувәтлиши вә “Дуния АРТ” заманивий сәнъәт галереясиниң уюштуруши билән көрнәклик мой қәләм саһиби, СССР вә Қазақстан Рәссамлар иттипақиниң һәм Қазақстан Язғучилар иттипақиниң әзаси, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән мәдәнийәт әрбаби Марис Қасим оғли Һетахуновниң хатирисигә беғишланған мәрасим болуп өтти.Мәзкүр мәрасим даирисидә Ақтам оттура мәктивиниң коллективи тәрипидин көрнәклик рәссамниң һаят йоли вә иҗадийити әкис әттүрүлгән көргәзмә уюштурулуп, униң давами оқуғучиларниң концертиға улашти. Андин риясәтчи, уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими С.Қәмәева жутдаш әдипниң тәрҗимиһали вә иҗадий паалийитигә қисқичә тохтилип, сөз новитини Ақтам йеза округиниң һакими Сейдахмет Орманбеков билән мәктәп мудири Октябрь Һезмахуновқа бәрди. Натиқлар мәзкүр чарә-тәдбирниң яш әвлатни қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик роһида тәрбийиләшкә зәмин болидиғанлиғини алаһидә тәкитләп, уни өткүзүш тәшәббускари болған “Дуния АРТ” галереясигә, жирақ-йеқиндин кәлгән меһманларға жут вә мәктәп коллективи намидин миннәтдарлиқ билдүрди. Шуниңдин кейин сөз новитини алған жутниң жигитбеши Нурахун Дуганов вә әдипниң савақдиши Нурмәһәммәт Мөсүтов Марис Һетахуновниң һәм иҗаткар, һәм жутдаш сүпитидики алаһидиликлирини тәкитләп, өз хатирилири билән ортақлашса, “Дуния АРТ” галереясиниң мудири, мәдәнийәтшунаслиқ пәнлириниң намзити Һакимҗан Гүлиев әдип жутиға қәдәм тәшрип қилған меһманларни тонуштуруп, ушбу тәдбирни өткүзүшни қоллап-қувәтлигән вә иллиқ қарши алған жут әһли билән мәктәп коллективиға рәссамлар намидин миннәтдарлиқ билдүрди. Ейтиш керәкки, «Дуния АРТ» галереяси мундақ мәрасимни 2011-жили атақлиқ рәссам Авакри Шәмсиниң һөрмитигә Байсейит йезисида  өткүзгән еди. Бу дөрән Ақтамда өтти. Келәчәктә мундақ мәрасимларни турақлиқ өткүзүш нийәт қилинмақта. Мәзкүр чаригә наһийә мәктәплиридин рәсим сизишқа қизиқиши үстүн оқуғучилар вә улар билән маһарәт дәрисини өткүзүш үчүн көрнәклик уйғур рәссамлири тәклип қилинған екән. Мана шу мәхсәттә жиғилған 30дин ошуқ оқуғучилар сәһнигә тәклип қилинип, улар “Дуния АРТ” галереясигә әзалиққа қобул қилинди вә улар галереяниң логотипи селинған баш кийимләр тарқитилди. Шуниңдин кейин меһманлар мәрһум М.Һетахунов яшиған өйгә орнитилған мемориал тахтиниң ечилиш тәнтәнисигә қатнашти. Тахтини ечиш һөрмитигә мәрһумниң иниси Абдурусул Сасиқов билән қизи Муһәббәт Һетахунова муйәссәр болди. Андин кейин тәбрик сөзгә чиққан көрнәклик шаир Җәмшит Розахунов, рәссамлар Абдукерим Иса, Күрәш Зулпиқаров, Һашимҗан Қурбанов вә башқилар Марис ака һәққидә хатирилири билән бөлүшти вә кечикип болсиму көрситиливатқан бу һөрмәтниң муһимлиғини алаһидә тәкитлиди. Чүштин кейин башланған маһарәт дәриси — пленэр йеза әтрапидики рәссамниң роһи кезип жүргән әҗайип мәнзирилик җайда  давамлашти. Яш һәвәскарларға пән муәллимлири билән рәссамлар нәқ мәйданда сүрәт сизишниң инчикә қир-сирлири һәққидә мәслиһәт берип, икки саат вақитниң қандақ тез өтүп кәткәнлигиниму сәзмәй қелишти. Оқуғучилар тәрипидин сизилған рәсимләр намайиш қилинғандин кейин, М.Һетахуновниң рәссамчилиқ вә язғучилиқ паалийәтлиригә беғишланған илмий-әмәлий конференция башланди. Униңда Һакимҗан Гүлиев билән мәзкүр қурларниң муәллипи доклад билән сөзгә чиқти. Конференция давамида 2014-жили М.Һетахуновниң туғулғининиң 75 жиллиғини җумһурийәт миқиясида атап өтүш, әсәрлириниң көргәзмисини уюштуруш, һаяти вә иҗадийитигә беғишланған альбом чиқириш һәм һөҗҗәтлик фильм чүшириш мәсилилири муһакимә қилинип, мәрһумниң исмини әбәдийләштүрүш тоғрилиқму пикирләр оттуриға қоюлди. Ахирида оқуғучилар билән өткүзүлгән пленэрниң йәкүни чиқирилип, ғалипларға «Өргиләй» ашханисиниң мудири Рисаләт Гүлиеваниң һамийлиғида мәнивий вә маддий соғилар тапшурулди.

Рәхмәтҗан ҒОҖАМБӘРДИЕВ.

1711 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы