• Көргәзмә
  • 07 Мамыр, 2014

У — каинат, у — Ана йәр, у — тағлар...

Өткән жили дәвримизниң улуқ язғучиси Чинғиз Айтматовниң 85 жиллиғи дуния миқиясида нишанлинип өткән еди. Атақлиқ рәссам, Қирғизстанниң хизмәт көрсәткән мәдәнийәт әрбаби Сабитҗан Бабаҗановниң новәттики шәхсий көргәзмисиму әйнә шу сәнәгә беғишлинип, әдипниң һаяти вә иҗадий паалийитини намайиш қилиду.Бийил бу көргәзмини қазақстанлиқларму тамашә қилиш имканийитигә егә болуватиду. Көргәзмә Алмутидики Ә.Қастеев намидики мирасгаһта ечилди. Көргәзмигә қоюлған 130дин ошуқ әсәр әдипниң портретлири, униң әсәрлириниң қәһриманлири вә язғучи яшап иҗат әткән диярниң мәнзирилиридин ибарәт. Рәссамниң ғайиси наһайити бүйүк. У — мәңгүлүк вә қаинат. Әмгәклири дунияниң бирқатар чоң мирасгаһлирида, 70кә йеқин дөләттики шәхсий коллекцияләрдә сақлиниватқан мойқәләм саһиби. У Айтматов һаят чеғида улуқ язғучи билән йеқин арилашқан. Шуңлашқа өз иҗадида зор чоққиларға еришкән бу икки шәхс бир-бирини толуқтуруп турғандәк. Көргәзмигә қоюлған әсәрләр арисида рәссамниң «Айтматов тәсвири» вә «Өтмүш һәм келәчәк арисидики йәттә көрүк» дәп атилидиған икки альбомиму бар.

Мәшүр САСИҚОВ.

Алмута шәһири.   Тәһрираттин: С.Бабаҗановниң шәхсий көргәзмиси мошу жилниң 14-май күнигичә давам қилиду. Зиярәт қилғучилар үчүн музейниң ишиги очуқ. Макан-җайи: Желтоқсан — Җамбул кочилириниң дохмуши.

497 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы