• Гезитхан пикри
  • 31 Наурыз, 2016

Биз ғевәт үчүн яралғанму?

Бир киши һәзрәт Абу Ханифаниң алдиға келип: «Мән бир кишиниң яман сөзлирини, йәни «ғусулсиз намаз оқуверимән, һарам болсиму чошқиниң гөшини йәверимән, адәмниму өлтүрүверимән. Көрмигән нәрсәмгә гувалиқ беримән» дегинини өз қулиғим билән аңлидим», дәпту.Шу йәрдә имам Абу Ханифаниң муфтилиқ дәриҗигә йәткән, пәтва берәләйдиған 40 шагирти болған екән. Һәзрәт Абу Ханифа әйнә шу шагиртлириға қарап: «Силәр буниңға қандақ һөкүм чиқиралайсиләр?», дәп сориғинида шагиртлири бир еғиздин «У кишиниң аяли талақ, өзи диндин чиқти», дейишипту. Һәзрити Абу Ханифа «Тохтаңлар! Силәр бу сөзләрниң ениқ теги-тәтигә вә ақ-қарисиға йәтмәй туруп, бир кишини диндин чиқирип, хотунини талақ қилғиниңлар қандақ?» дәпту. Биринчиси, «У кишиниң «Ғусулсиз намаз өтәймән» дегини, су йоқ йәрдә тәйямум қилип намаз өтәймән» дегиниду. Иккинчиси, «Һарам болсиму чошқиниң гөшини йәверимән» дегини, ачарчилиқ вақтида, Қуръанда ейтилғандәк, җанни сақлап қелиш үчүн тойғичә йемәй, азғинә истимал қилимән» дегиниду. Үчинчиси, «Адәм өлтүрүверимән» дегини, «Вәтәнгә ховуп туғдурғанда, уни сақлаш мәхситидә уруш ачқан дүшмәнләрни өлтүримән» дегиниду. Әнди «Көрмигән нәрсәмгә гувалиқ беримән» дегини, «Аллани көрмидим, периштәләрни көрмидим, бирақ Алланиң бар екәнлигигә, периштәләрниң нурғун яритилғанлиғиға гувалиқ беримән» дегиниду, бәлким. Һә, силәр болсаңлар, бу ейтилған һекмәтлик сөзләргә ойланмай туруп, бирдинла бир кишиниң аялини талақ қилип, өзини болса, диндин чиқирип қойдуңлар», дегән екән. Мени бу мақалини йезишқа мәҗбур қилған ечилиш алдида турған уйғур телевизияси болди. Йошуридиғини йоқ, бу тәшәббусни қоллаватқанларму, шуниң билән биллә, униңға гуман билән қараватқанларму, һәтта «телевизия ечилмай қалса, 6000 тәңгимизни қайтуруп берәмдекән?» дәватқанларму бар. Мениң пикримчә, әгәр уйғур телевизияси ечилғидәк болса, бизгә униң көп пайдиси тегәтти. Сәвәви, биз, қазақстанлиқ уйғурлар, елимизда болуватқан йеңилиқларни ана тилимизда аңлаш билән биллә, уйғурчә бәдиий фильмларни, концерт программилирини, шундақла сәнъәт, маарип, спорт вә әнъәнә, урпи-адәтлиримиз, бесип өткән шанлиқ тарихимиз һәққидә баһалиқ материалларни вә хәлқимиз ичидә болуватқан йеңилиқларни, изгү ишларни көрүш имканийитигә еришәттуқ. Шундақ екән, һөрмәтлик қериндашлар, кәлсә-кәлмәс ғевәт, сөз-чөчәкләрдин өзимизни тартип, қолға елинған ишниң нәтиҗисини күтәйли. Алди билән өстәңгә су башлавалайли. Қисқиси, хуласини алдирап чиқармайли. Өз новитидә хәлқимиз мәнпийитидики бу изгү ишни қолға алғанларму әң авал шуниң һөддисидин чиқип-чиқалмайдиғанлиғини чоңқурирақ ойлинип, әвзили, зиммисигә алған вәзипини һис қилип, мәсилиниң маһийитини, түпки мәхситини көпчиликкә ениқ чүшәндүргини әвзәл. Ундақ болғини, бүгүнкидәк очуқ җәмийәттә һәрқандақ ишта биртәрәплимә пикирниң болуши мүмкин әмәс. Муһими, мәсилиниң ениқ-қениғиға йәтмәй туруп, бир-биримизгә таш атмайли, қериндашлар! Бүгүн биримизни, әтә йәнә биримизни яманлисақ, у чағда яхши адәмни қәйәрдин тапимиз яки биз үчүн башқа бир милләт ишләп берәмду?! Ейтиңларчу, яки биз, уйғурлар, «Қарға қақ етәр, өз көңлини хуш етәр», дәп бәзи тәрбийәвий әһмийити йоқ аяллар чейи, мәшрәп, андин қалса, төрт адәм бир болуп корт ойнап, өткән-кәчкәнниң ғевитини қилишқила яралғанму? Ундақ әмәс, қериндашлар! Һаятқа көзимизни ечип қарайли. Келәчәк әвлатлиримизға из қалдурғидәк ишларни қилайли. Бир күни Пәйғәмбиримиз бир саһабиниң намизини чүширип, қәбирстандин қайтип келиватса, икки кишиниң сөзигә дахил болупту. Улар «Шундақ яман адәмниңму намизини чүширәмду? У кишиниң қилған ишлири бузуқчилиқ болса, дейишипту. Пәйғәмбиримиз Муһәммәд әләйһиссалам йолда ятқан өлүк ешәкни көрүп, һелиқи сөз қилған икки кишини йениға чақирипту. Улар шу заман йетип кәлгәндә, Пәйғәмбиримиз Муһәммәд әләйһиссалам «Иккиңлар мону гөшни йәңлар», дәпту. Улар «Я, расулла, буни биз қандақ йәймиз? Бу өлүк вә шундақ сесиқ турса?» дегинидә, Пәйғәмбиримиз «Силәр баятин бир-бириңларниң мошу ешәкниң гөшидинму сесиқ гөшини йедиңлар», дегән екән. Шуниң үчүн, һөрмәтлик қериндашлар, Алланиң алдида гунаға патмай, бәлки яхши әмәлләрни қилип, совапқа еришәйли. Һәммини билгүчи он сәккиз аләмниң падишаси болған улуқ Алла бизләргә яр болғай, қиливатқан вә қилмақчи болған изгү ишлиримиз илгири басқай, Амин! Дилмурат ЙҮСҮПОВ, имам. Алмута шәһири.

371 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы