• Гезитхан пикри
  • 25 Сәуір, 2024

Мошундақ нишанлаш дурусму?

Туғулған күнни көпчилигимиз тақәтсизлик билән күтимиз. Соға елиш, көпчиликниң ихласиға бөлиниш, йеқимлиқ сөзләрни аңлаш, қисқиси, изгүлүкниң һәммиси мошу күндә йүз бериду. Туғулған күнни тойлаш қәйәрдин чиқти? Алди билән ушбу соалға җавап издәп көрәйли. 
Тарихқа нәзәр ташлисақ, өтмүштә фараонлар «Худаниң пәрзәнтлири» болуп һесаплинип, уларниң дунияға кәлгән күнлири дөләт мәйрими сүпитидә санилатти. Ушбу қутлуқ күндә һәрбир турғун падишаға чамиси йәткән әң баһалиқ соға әкиләтти. Падишаниң туғулған күнидә һәрбир хадим уни һәйран қалдуруш үчүн адәм йемигән мевиләрни жирақ-жирақ йәрләрдин елип келәтти. Падишаға беғишлап әң чирайлиқ җаниварларни қурванлиқ қилиш алаһидә һөрмәтниң бәлгүси һесапланған. Шуниңдин кейин хәлиқ өзлириниң аилидики асасий шәхсниң дунияға кәлгән күнини атап өтүшни әнъәнигә айландурған. Шундақ қилип, туғулған күн җәмийәтниң һәрбир әзаси үчүн нишанлаш күнигә айланған.
 Әнди туғулған күнни торт билән нишанлаш әнъәниси немис хәлқидин өзләшкән. Улар туғулған күн егисини әтигән охитип, кәчки ғизадин илгири аниси тәрипидин тәйярланған тортқа шам орнитип, туғулған күн егисигә сунған. Туғулған күн егиси ичидә тиләк ейтип, шамни өчәргән. Бу пәйт тәнтәнилик аиләвий дәстиханни ечиш бәлгүси болуп һесапланған.
 Бүгүнки күндә яшлар туғулған күнни қизиқ, тәсирлик нишанлаш үчүн һәртәрәплимә тәйярлиқ көриду. Лекин туғулған күнни нишанлашта һаятимизға ят адәтләр сиңишиватиду. Атап ейтқанда, туғулған күн егисиниң өйигә кечиси он иккидә берип, бешиға тухум чеқип тәбрикләш адити шәкилләнмәктә. Шундақла тортни үзигә сүркәш арқилиқ тәбрикләшму барғансири овҗ еливатиду. Яшлиримизға тортниң, тухумниң озуқ-түлүк екәнлигини, ата-бовилиримиз өткән әсирдә ачарчилиқ, иккинчи дуния уруши жиллири бир парчә нанға зар болуп, көплигән қийинчилиқларға дуч кәлгәнлигини чүшәндүрүп, туғулған күнни миллий әнъәнилиримизгә ят чарә-тәдбирләр билән қарши алмай, изгү-нийәтлик тиләкләрни изһар қилип, нахша-уссуллар, оюнлар билән өткүзүшни үгитишимиз керәк. «Бирлишип көтәргән жүк йеник» демәкчи, һәммимиз — муәллимләр, нураний анилар, мөтивәр атилар, жигитбашлири вә ханим-қизлар кеңәшлири бирлишип тәрғибат ишлирини жүргүзсәк, нур үстигә нур болатти. 
Бәхитҗан РАЗИЕВ.
Панфилов наһийәси,
Жетису вилайити
 

21 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы