• Көргәзмә
  • 10 Наурыз, 2017

Пәқәт ханим-қизлар әсәрлири қоюлди

Йеқинда, 8-март һарписида, Уйғур театриниң көргәзмә залида «DUNІA ART» заманивий тәсвирий сәнъәт галереясиниң уюштуруши билән яш рәссам ханим-қизларниң әмгәклириниң көргәзмиси болуп өтти. Униң рәсмий ечилишда «DUNІA ART» заманивий тәсвирий сәнъәт галереясиниң мудири Һакимҗан Гүлиев көргәзминиң асасий мәхситигә тохтилип өтти.У өз сөзидә өткән әсирниң 70 — 80-жиллири рәссамчилиққа вә сәнъәткә қизиқидиған қизлиримиз аз болған болса, уларниң сани бүгүнки күндә көпийиватқанлиғини һәм бу чарә-тәдбир әйнә шу яш рәссамларниң әмгәк­лирини көпчиликкә то­нуш­туруш мәхситидә өткүзү­лүватқанлиғини алаһидә тәкит­лиди. Рәссам ханим-қизлардин Назугум Самиева, Надирәм Йүсүпова, Венерәм Ваҗитова, Перизат Есинжанова, Муһәббәт Һетахунова вә Муниса Гүлиева қатнашқан көргәзмә утуқлуқ өтти дәп ейтишқа толуқ асас бар. Рәссам қизларниң йеши чәкләнмиди. Көргәзмигә қатнашқучи қиз­лар өз әмгәклиридә дунияға болған көзқаришини ениқ намайән қилған болса, уларниң иҗадийитидә сәнъәткә заманивий яндишишму көрүнүп туриду. Шундақла рәссамларниң сүрәт селиш усули һәрхил болсиму, уларниң әмгәклириниң ортақ мавзуларда яритилғанлиғи бирдин байқилиду. Бу йәрдә шуни тәкитләш керәкки, өз ишиниң маһирлири, исми көпчиликкә яхши мәлум рәссамлар сәнъәтниң бу саһасида мой қәләмни дост тутқан яшларға ярдәм беришкә дайим тәйяр екәнлигини тәкитләп, уларниң ишиға утуқ тилиди. Көпчилик қәлбидә алаһидә тәсират қалдурған көргәзминиң ечилиш тәнтәнисигә атақлиқ рәссамлар, язғучи-шаирлар, уйғур зиялилири вә сәнъәт мухлислири қатнашти. Адиләм МӘСИМҖАН.

549 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы