• Җасарәт — мәңгүлүк
  • 18 Мамыр, 2017

Дәһшәтлик жиллар шаһиди

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази»/ Ғалибийәт күнидин һарписида Туздыбастав йезилиқ Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Абдирим ака Муһәмәтов билән Улуқ Вәтән урушиниң ветерани Җола ака Абдурахмановни йоқлап бардуқ. Маңа у яқниң мүҗәзиниң чослиғи түпәйли һәрқандақ адәм билән асан параңлишишни халимайдиғанлиғи тоғрисида алдин-ала әскәртилгәнликтин, мениңда 92 яшлиқ мөтивәр билән учришиш алдида мәлум рәвиштә әндишә пәйда болғини раст. Амма салам-сааттин кейин Җола ака мениң ата-бовилирим һәққидә бираз сүрүштә қилип, «жутдишим екәнсәнғу» дедидә, қайтидин қолумни елип «егилип» кәтти. Җола Абдурахманов әсли ғалҗатлиқ. Абдурахман билән Бәхтиханларниң бәшинчи пәрзәнди. Өзиниң ейтишичә, униң балилиғи етиз-ериқ вә тағ-деңизлардила өтүпту. Тәбиитидин палванларға хас бәстилик Җола ака һечқандақ еғир иштин қачмиған. Язда еңиздики буғдай билән етишса, қишта тағдики қариғай билән елишидиған. Омида башқилар һарвуларға бир таға буғдайни артқичә, у икки-үчини қийналмайла бесиветәттикән. Мошундақ һаят қайними бир хил өтүватқанда, немис-фашистлири Кеңәш Иттипақиға бесип кириду. Қолида милтиқ тутушқа ярайдиған әр-жигитләр бирдин кейин бири алдинқи сәпкә атлиниду. Җола акиниң акилириму Вәтәнни дүшмәндин азат қилишқа чақиртилидудә, аилиниң барлиқ қийинчилиғи униң зиммисидә қалиду. Бу йәрдә шуни алаһидә қәйт қилиш керәкки, Җола ака пәқәт өзиниң аилисини асриғини йоқ: егисиз, қарайдиған адимидин айрилған уруқ-туққан қериндашлиридин тәркип тапқан чоң аилә униң тапқиниға қарап қалиду. Һә, улар аз әмәс еди. 35 җан... «Аз күндә сәнму фронтқа маңисән» дегән хәвәр йәткәндә, Җола ака йүз бериватқан ачарчилиқ-йоқсизчилиқта қериндашлириниң кәлгүсини ойлашқа киришти. Етиз-ериқларни бәш бармиғидәк билидиған у өзгиләрниң көзидин жирақ болсун дәп, (Мәлумки, у заманларда оғриланған яки талан-тараҗға селинған бир кило буғдай үчүн түрмә җазаси берилидиған) өзлири туруватқан өйниң бир темини буғдайға, һойлисини отун-яғачқа толтирип, аилә әзалириға «Мән қайтип кәлгичә силәргә йетиду» дәйдудә, урушқа кетиду. 1947-жилғичә, йәни Җола ака мәйдандин қайтқичә қериндашлири шу буғдайни истимал қилған. — 1942-жили 16 йешимда урушқа атландим, – дәйду ветеран шу бир еғир күнләрни ядиға елип. – Шу маңғинимизчә, бир йерим ай йол жүрдүм. Қәйәргә кәлдуқ, немә қилимиз — һечнәрсидин хәвиримиз йоқ. Йолда тартқан азаплиримизчу? Соғ вагонлар. От йеқиш үчүн болуватқан җедәлләр. Әң болмиғанда тил билсәқмиғу. Мошуси бизни бәк қийниди. Ахири уққинимиз биз — Жирақ Шәриқтә екәнмиз. Андин Белоруссиягә кәттим. У яқтин Япониягичә бардуқ. Мошундақ қилип йәттә жиллиқ һаятимиз «Вәтән үчүн алға!» шиари астида өтти. Мән урушта зәмбирәкчи болдум. Бир тал оқ һаят-мамат мәсилисини йәшкән әшу бир жиллар қәлбимизгә өчмәс изларни салди. Уларни әсләшниң өзи саңа яхшилиқ елип кәлмәйду. Ечинарлиғи шуки, бир аилидин бәш әр урушқа кетип, шуларниң бири аман қайтқанлиғи әләм қилиду. Төрт акам мошу урушта вәтән үчүн җенини қурван қилди. Уларниң арисида өзиниң жәңгивар қәһриманлиғи билән қаза тапқан Шамахун Абдурахмановни билмәйдиғанлар аз болса керәк, дәп ойлаймән. Акам Польша йеридики шиддәтлик җәңләрниң биридә дүшмән оқидин көплигән балиларни азат қилди. Униң бу қәһриманлиғини поляклар ядидин чиқармай, бир кочиға һәтта мәктәпкә униң исмини бәрди. Әлвәттә, мән уларниң бу ишлиридин бәк миннәтдармән. Әпсус, биздә акамни исмини әбәдийләштүрүш вә униң қәһриманлиғини келәчәк әвлатқа үлгә сүпитидә көрситиш мәсилисигә дегәндәк көңүл бөлүнмәйватиду. Ветеранниң әшу бир жилларни ядиға елип, сәл мәйүслиниватқанлиғини сезип, сөһбәт мавзусини башқа тәрәпкә буридим. У уруштин кейин ана жутиға қайтип кәпту. Ғалҗатта бираз жүрүп андин наһийә мәркизи Чонҗида әмгәк қилғанлиғини вә шу йәрдә аилә қуруп, узун жиллар РайПОда ишлигәнлигини ейтип бәрди. У баяқи өзиниң сәрәмҗанлиғи һәм һечқандақ еғир иштин қачмайдиған адәм болуши билән һөрмәт-еһтирамға еришти. Андин Талғир наһийәсиниң Калинин (һазирқи Туздыбастав) йезисиға көчүп кәлгәндин кейинму мошу йәрдики колхозда әмгәк қилиду. Аддий «әмгәк қилиду» дегән сөз бу йәрдә Җола акиға тамамән ят чүшәнчә. Униң таң сәһәрдин та кәч киргичә қиливатқан тинимсиз һәрикити, һәм һөкүмәтниң һәм өйниң ишлириға үлгириши көпчиликни һәйран қалдуратти. Буниңдин ташқири, у өзлигидин бирнәччә кәсипни өзләштүрүвалди. Мән буниңға сөһбәтдишимниң ишханисиға киргинимдә ениқ көз йәткүздүм. Яғачилиқ станоги, төмүрчилик сәндал, электрикқа вә шуниңға охшаш башқиму кәсип егилиригә һаҗәтлик қурал-сайманларниң сани йоқ, уларни сәл чаң бесип қапту. Чүнки уларни ишқа селишқа һазир Җола акиниң саламәтлиги яр бәрмәйду. Лекин бу у орун тутуп йетип қалди дегәнлик әмәс. Һелиму тимән, гәп-сөзи орнида, немила сорисақ, җавап беришкә тәйяр... Сөһбитимизниң ахирида Җола ака Абдурахмановниң кәйпияти хелила көтирилип қалди. Тохсәндин алқиған мөтивәргә бирдәм болсиму хошаллиқ дәқиқә һәдийә қилғандәк болдуқ.

451 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы