• Маарип
  • 01 Наурыз, 2018

Семинар болуп өтти

Қазақстан Җумһурийитиниң билим бериш саһасида көплигән өзгиришләр йүз бериватқанлиғи һәммигә мәлум. Шундақ өзгиришләрниң бири – йеңиланған билим бериш мәзмуниға көчүш. Мошуниңға мувапиқ, мәктәпләрдә муәллимләр арисида тәҗрибә алмаштуруш мәхситидә көплигән семинарлар уюштурулуп кәлмәктә. Шундақ семинарларниң бири йеқинда Алмута шәһәрлик билим бериш башқармиси Шәһәрлик билим бериштики йеңи технологияләрниң илмий-методикилиқ мәркизиниң уюштуруши билән М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназиядә болуп өтти. “Уйғур тили вә әдәбияти дәрислиридә тәнқидий ойлаш технологиясини пайдилиниш” мавзуси асасида өткән семинарға шәһәрдә паалийәт елип бериватқан мәктәпләрниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллимлири иштрак қилди. Дәсләп сөзгә чиққан мәктәп-гимназия мудири Хуршидәм Ниязова мәктәпниң мурәккәп җөндәштин өткәнлигини вә униң маддий-техникилиқ базисиниң техиму яхшилинип, қаракөзлиримизниң ана тилида билим елиши үчүн барлиқ шараитниң яритилғанлиғини тәкитлиди вә семинар қатнашқучилириға утуқ тилиди. Андин кейин семинарға қатнашқучи муәллимләр мәзкүр мәктәп-гимназияниң тәҗрибилик устазлири Гүлнисәм Юнусованиң 5-“В” синипида “Һаҗи Әхмәтниң “Ата меһри” һекайиси” вә Абдуқейим Имировниң 9-“А” синипида “Билал Назимниң һаяти вә иҗадий паалийити” (сүрәттә) мавзулириға өткән очуқ дәрислиригә қатнашти. Дәрисләрдин кейин өзара пикир елишиш уюштурулуп, униңда Алмута шәһәрлик билим бериш башқармиси Шәһәрлик билим бериштики йеңи технологияләрниң илмий-методикилиқ мәркизиниң методисти, филология пәнлириниң намзити Патигүл Мәхсәтова очуқ дәрисләрниң жуқури дәриҗидә өтүлгәнлигини, оқуғучиларниң өзини әркин сезип, ейтмақчи болған ой-пикрини ана тилида бемалал йәткүзәлигәнлигини атап өтти вә муәллимләрниң шәрәплик, амма қийин паалийитигә утуқлар тилиди. Шундақла башқа устазларму очуқ дәрисләрдин мәнивий озуқ елип, дәрис өткән устазларниң тәҗрибисини үгинидиғанлиғини вә өзлириниң дәрислиридә қоллинидиғанлиғини билдүрди. Болупму улар 9-“А” синипида дәрисни толуғи билән оқуғучиларниң елип меңиши, пән муәллими Абдуқейим Имировниң оқуғучиларға пәқәт йөнилиш көрситип, дәрис ахирида мәрһум композитор Зәйнуллам Сетәковниң Билал Назим ғәзилигә язған хәлиқ арисида аммибап «Ишқиңда» нахшисини дутар билән орунлиши һәм оқуғучиларни, һәм семинар қатнашқучилирини чоңқур һаяҗанға бөлигәнлигини алаһидә қәйт қилди. Нусрәт МӘСИМОВ, М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияниң муәллими. Алмута шәһири.

248 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы