• Маарип
  • 28 Наурыз, 2024

Билим егиләшкә қизиқиши йоқ

Шәмшидин АЮПОВ,
«Uiğur avazi»

Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев өткәндә Алмута шәһиридә студентлар, яш алимлар билән учрашқанда елимиздә сүпәтлик вә қолйетимлиқ билимни тәрәққий әткүзүшкә көңүл бөлүш керәклигини ейтқан еди. Раст, һазир бу йөнилиштә бираз илгириләшләр болуватиду. Шундиму тәләпкә мувапиқ кәлмәйдиған бирқатар алий оқуш орни билән колледж йепилди. «Бизниң мәмликәткә диплом тарқитидиған дәргаһлар әмәс, риқабәткә қабилийәтлик оқуш орунлири һаҗәт. Җәмийәттә диплом елиш әмәс, билим ибадити орун елишқа тегиш» дегән еди Президент. 
Тәкитләш лазимки, өткән жили Илим-пән вә алий билим бериш министрлиги 73 миң грант бөлсә, 2023-2024-оқуш жилиға 88,2 миң грант аҗратқан вә министр Саясат Нурбек жилиға грант бериш 10 пайиз көпийидиғанлиғини ейтти. Шуниң билән биллә министрлик йерим грант бөлүш системисиниму қараштурмақчи. Бу йеңилиқниң әһмийити Миллий биртуташ тест синиғида алған баһасиға мувапиқ тәләпкар алий оқуш орунлириға студент болалайду вә униңға дөләт оқуш баһасиниң 30 – 75 пайизини төләп туридиған болиду.
«Яшларға иш орунлири йетишмәйватқанда, дипломи бар миңлиған яш өз мутәхәссислиги бойичә иш тапалмай жүргәндә бюджет мәблиғини чечип, грантни көпәйткән немә үчүн керәк?, дегән ой өзлүгидин пәйда болиду, —дәйду ихтисат пәнлириниң доктори Атамурат Шәменов «Егемен Қазақстан» гезитиниң журналистиға бәргән бир сөһбитидә. — Униң орниға бу мәсилини Әмгәк вә иҗтимаий һимайә қилиш министрлиги билән бирлишип һәл қилиш йолини издәштүргини тоғра болар еди. Дәсләпки қәдәм сүпитидә һәқсиз грант пәқәт дөләт органлириға һаҗәт мутәхәссисләр тәйярлашқа берилсә дәймиз. Мәсилән, йеза һакимийәтлиригә вә башқа йәрлик башқуруш органлириға қабилийәтлик хадимлар керәк, медицина, экология, су егилиги мутәхәссисләргә муһтаҗ. Һәқиқитини ейтқанда, грант билән оқуш пүтәргән студентларни айрим мәһкимиләр ишқа алмайду, чүнки оқуш орниниң йөнилиши алған мутәхәссислигигә мувапиқ кәлмәйду. Мәсилән, педагогикилиқ оқуш орунлири юристларни, малийә, дизайн, графика, әсвап ясаш (приборостроение), клиникилиқ психология, медицина билән саламәтликни сақлаш мутәхәссисликлирини тәйярлайду, уларниң алған билимлири мувапиқ саһаниң тәләплиригә тоғра кәлмәйду. Шуңлашқа яш мутәхәссисләр ярамсиз болуватиду». 
Сүпәтлик алий билим билән тәминләш тоғрилиқ Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Һөкүмәткә тапшурма бәргән еди. «Һәрбир ата-ана балисиниң алий билим алғинини халайду. Бу — орунлуқ тиләк. Ваһаләнки, бүгүнки униңдинму актуал мәсилә — кәлгүси учумкарниң әмгәк нәриғидә еһтияҗға егә болуши. Униң үчүн алий оқуш орунлирини сүпәтлик билим билән тәминләш һаҗәт. Оқуш җәрияниниң сүпитини көтәрмәй, билим грантлириниң санини көпәйтиш яхшилиққа әмәс, яман нәтиҗигә елип келиши мүмкин. Шуңлашқа алий билимниң қолйетимлиғини тәминләшни көзлигән һалда, униң девальвациясигә йол бәрмәслик керәк», деди Дөләт рәһбири. 
Тәкитләш керәкки, грант мәсилисидә пәқәт диплом елишла әмәс, студентларниң пухта билим егиләшкә дегән қизиқишиниң вә оқутқучилар тәрипидинму пухта билим беришкә иштияқниң йоқлуғиму бар. Алидиған маашлири студентларниң төләмлиригә бағлиқ болғанлиқтин, улар бу саһада орун еливатқан камчилиқларға көз жумушқа мәҗбур. Уларниң башқа амалиму йоқ. Шуңлашқа, студентниң дәрискә кәлмиши, емтиһанда еғизини ачмайдиғанларниң яхши баһа елиши билим сүпитиниң көтирилишигә сәлбий тәсирини йәткүзмәктә. 

21 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы