• Маарип
  • 31 Мамыр, 2018

Әвлатлиримизни миллий роһта тәрбийиләйли

Мәлумки, бүгүнки күндә елимиз Президенти Нурсултан Назарбаевниң дана миллий сәясити түпәйли, Қазақстан хәлқи тәң һоқуқта, достлуқта, паравән һаят кәчүрүватиду. Буни Қазақстанда истиқамәт қиливатқан уйғурларниң һаятидинму ениқ көрүшкә болиду. Ана тилимизда билим еливатимиз, ана тилимизда нәшир қилиниватқан гезит-журналлиримиз, миллий театримиз моҗут. Қисқиси, миллий мәдәнийитимизни техиму тәрәққий әткүзүшкә һәртәрәплимә шараит яритилған. Сир әмәски, һазир яш әвлатниң әдәбий китапларни оқушқа болған қизғинлиғи хелә суслашти. Мана мошу бошлуқни толтириш мәхситидә, Кичик Ақсу оттура мәктивидә бирқатар тилға аларлиқ чарә-тәдбирләр өткүзүлүп кәлмәктә. Чоң әвлатқа һөрмәт көрситиш, оқуғучиларни әдәбий китап оқушқа дәвәт қилиш, уларни вәтәнпәрвәрлик һәм миллий роһта тәрбийиләш мәхситидә, төрт жилдин буян «Китапни ким көп оқуйду?» мавзусида «Әдәбий достлуқ, әбәдий достлуқ», «Әдәбият – һаят әйниги», «Китап – билим булиғи», намлиқ әдәбий кәчләр өткүзүлүп келиватиду. Мошу йәрдә техи йеқиндила мәктивимиздә уйғур әдәбиятиниң көрнәклик вәкили, шаир Хелил Һәмраевниң 90 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған «Өчмәс чирақ» мавзусида өткән әдәбий кәчниң (сүрәттә)һәммимизниң қәлбидә чоңқур тәсират қалдурғанлиғини алаһидә тәкитләп өткүм келиду. Мәктивимизгә шаир-язғучилиримиз билән уйғурларға аит җәмийәтлик тәшкилатлар вәкиллириниң қәдәм тәшрип қилиши, шагиртлиримизниң роһини көтирип, уларниң китап оқушқа болған қизғинлиғини техиму ашурмақта. Демәк, әдиплиримиз пат-пат йезиларға келип турса, уларниң оқурмәнләр билән болған мунасивити техиму мустәһкәмлинип, оқуғучилиримизға уларниң иҗадийити билән йеқиндин тонушуш имканийити яритилиду дегән сөз. Муһими, мошу хилдики учришишлар келәчәктә ушбу кичик билим дәргаһидин чоң әрбапларниң йетилип чиқидиғанлиғиға түрткә болғуси. Руқийәм ИСРАЙИЛОВА, Кичик Ақсу оттура мәктивиниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими. Уйғур наһийәси.

274 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы