• Гезитхан пикри
  • 13 Наурыз, 2019

Бизгә немә керәк?

«Уйғур авази» гезитидин Мәшүр Сасиқовниң «Бизгә немә керәк?» (6.12.2018-жил.) намлиқ мақалисини һәм язғучи Авут Мәсимовниң у мақалиға язған инкасини (10.01.2019-жил.) оқуп, мәнму өз ой-пикирлиримни оқурмәнләр билән бөлүшүшни тоғра көрдүм. Тарихий һөҗҗәтләрдә һәрқандақ милләтниң, дәвир тәливигә мувапиқ, маарипи билән әдәбияти, мәдәнийити билән сәнъити тәрәққий қилғанлиғи мәлум. Җүмлидин қедимда уйғур миллитиниңму дуния тәрәққиятиға бебаһа төһпә қошқанлиғи ениқ. Қазақстан Җумһурийити мустәқилликкә еришкән чарәк әсирдин ошуқ вақит давамида җумһурийәттә яшаватқан барлиқ милләтләргә өзлириниң миллий урпи-адәтлирини сақлап, уни тәрәққий әткүзүшкә барлиқ шараитларни яритиватиду. Һәммимизгә аянки, «Барни йоқ қилмақ – асан, йоқни бар қилмақ – қизил қиямәт». Шу чағда биз немишкә ата-бовилиримиз қол йәткүзгән утуқ-муваппәқийәтләрни диққәт нәзәримиздин сирт қоюватимиз? Кеңәш һакимийити тәркивидә болған иттипақдаш җумһурийәтләр хәлиқлири рус тилини милләтләрара мунасивәт орнида пайдилинип, өз миллитиниң тәрәққиятиға йетәрлик көңүл бөлмәй, русларниң урпи-адити, мәдәнийити, сәнъити билән яшиди. Нәтиҗидә шу дәвирдә миллийликтин сезиләрлик дәриҗидә чәтнигинимиз раст. Тил – һәрқандақ милләт вәкилиниң аң-сәвийәси билән мәнивий дуниясини көрситиду. Ана тилимиз риваҗлинишниң орниға ахирқи вақитларда ечинарлиқ дәриҗидә суслишип бармақта. Буниңға, биртәрәптин муәллимләрниң йетишмәслиги сәвәп болса, йәнә биртәрәптин, миллий маарипимизда орун еливатқан айрим камчилиқлар сәвәп болуватиду десәк, хаталашмаймиз. Мәсилән, Уйғур наһийәсидики әң чоң билим дәргаһлириниң бири болған Ғ.Сәдвақасов намидики Чоң Ақсу оттура мәктивидә билим еливатқан 714 оқуғучиниң үчтин бир бөлүгила ана тилида оқуйду. Әслидә ана тилда оқутуш үчүн синипларға бала топлаш иши шәһәргә қариғанда йезиларда асан. Әнди шәһәрдә болса, ана тилимизда балилар бағчилириниң йоқлуғидин барлиқ ата-аниларниң пәрзәнтлирини уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрдә оқутуш имканийити йоқ. Буниңдин ташқири, дөләт программиси бойичә уйғур тили вә әдәбияти пәнлиригә бөлүнгән саат сани йетәрлик әмәс. Уйғур тарихи тамамән оқутулмайду. Бу камчилиқлар көпчилик арисида чүшәнмәсликләрни туғдуруп, уларниң балилирини ана тилимиздики мәктәпләргә бериштин баш тартишиға түрткә болуватиду. Яшларниң аң-сәвийәсидә миллийликни қелиплаштуруш – әң асасий муһим мәсилиләрниң бири дәп чүшинишимиз лазим. Униңсиз миллий мәдәнийитимизниң тәрәққияти болмасмекин дегән әндишә моҗут. Яшлиримизниң ана тилимизға болған мунасивитиниң сәлбий тәрәплири тоғрилиқ сөз қилиштин илгири өткән жилниң яз айлириниң биридә дуч кәлгән мону бир вақиәни ейтип өтмәкчимән. Шәһәрдин қайтқинимизда, биз олтарған таксида икки яш жигит билән бир қиз бар еди. Әйнәктәк муз қатқан йолда машина оттура илдамлиқта келиватиду. Бираз маңғандин кейин таксист яшларниң орунсиз чақчақ-күлкилирини дурус көрмидиму, йә маңа иззәт-һөрмәт билдүрдиму, әйтәвир: «Акимиз чоң киши екән, муңлуқ нахшилардин қоюп берәй» дедидә, машининиң магнитофонини қошти. Ейтиливатқан нахшиларниң аһаңи шунчилик йеқимлиқ, хәлиқ нахшилири болғачқа, һәрқандақ адәмни арамбәхшликкә бөләтти. – Һой, ака, адәмниң уйқисини кәлтүрмәй, современный нахшилириң йоқму? – деди яшларниң бири. – Ука, нахша дегән йетәрлик, лекин акимизға современный нахшиларни қоюп бәргинимиз дурус болмас, – дәп җавап бәрди таксист. – Биз, молодежь, трое, а братан один. Меньшенство подчиняется большинству. – Баламәй, сениң уйғурниң музыкисидин, сәнъитидин тамамән хәвириң йоқ екән. Сениңдәк яшларниң миллий сәнъитимизниң гүлтаҗиси болған «12 муқамни», «Миң өй» тәсвирий сәнъитимизни, «Каризни» вә башқиму әҗдатлар мирас қилип қалдуруп кәткән байлиқлиримизни билмисә, миллий тәрәққиятимизниң келәчиги нәқәдәр илгириләп, ронақ тепип қалар, — дедим аччиғимға пәс келәлмәй. Уялдиму билмидим, улар җим болуп қалди. Дөләт рәһбириниң «Улуқ даланиң йәттә қири» намлиқ мақалисида елимиздики барлиқ милләт вәкиллириниң тарихи йеңичә һәртәрәплимә тәһлил қилинип, чоңқур тәтқиқат қилиниши вә келәчәк әвлатқа қалдурулуши асасий вәзипә қилип көрситилгән. Тарихий һөҗҗәтләргә нәзәр салсақ, уйғур миллитиниң дәсләпкиләрдин болуп қәғәзни кәшип әткини, әдәбиятта бүгүнки күнгичә әһмийитини йоқатмай келиватқан «Қутадғу билик», «Дивану луғәтит түрк», сәнъәттә «Он икки муқам», тәсвирий сәнъәттә «Миң өй», йәрасти су иншаити – каризлар, Һейтгаһ, Аппақ ғоҗам мечит-мазарлирини миңлиған жиллар бурун барлиққа кәлтүргән. Бүгүнки күндә улар һәммини һәйран қалдуруп дуния әһлидә қизиқиш пәйда қилмақта. Әнди өзимизниң яшлири шу өзгиләрни мәптун қиливатқан мәдәний байлиқлиримиз билән ядикарлиқларниң қәдир-қиммитини биләмду? Дөләт рәһбири «Келәчәккә нишан: мәнивий йеңилиниш» мақалисида Қазақстан хәлқиниң аң-сәвийәсини өзгәртишниң асасий мәхсәт екәнлигини алға сүриду. Вақит тарих өлчими болса, Улуқ дала униң гувачиси. Қедимий дәвирләрдин Улуқ даламиздин өтидиған Ипәк йолида әң жуқарқи йетүк тәрәққият егиси болған уйғур миллитиниң қол йәткүзгән утуқлири билән тонушуш һәм үгиниш биз үчүн интайин пайдилиқтур. Тарихий һөҗҗәтләрдә көрситилгән әшу дәвирләрдики миллитимизниң барлиқ саһалардики илгириләш йоли һеликәм алимларға арам бәрмәй келиватиду. Маарип, мәдәнийәт саһалирида әҗдатлар мирас қалдуруп кәткән бебаһа байлиқлиримизни кәң даиридә тәтқиқат қилиш – яшлиримиз зиммисигә жүклинидиған вәзипә. Бу һәқтә елимиз Президентиниң 2019-жилни Яшлар жили дәп елан қилиши мошу вә башқиму ишларда яшларға чоң җавапкәрлик жүкләп, уларни үнүмлүк әмгәк етишкә дәвәт қилиду. Хулләс, бизгә немә керәк? Мәмликәт һәм милләт йолида йеңичә көзқарашта болуп, өтмүштики әҗдатлар қолға кәлтүргән утуқларни көзүмизниң қаричуғидәк сақлап, кәлгүсидә риваҗландурушимиз лазимдур. Турсун ШӘМӘКОВ, Уйғур наһийәсиниң Пәхрий граждини.

381 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы