• Җасарәт — мәңгүлүк
  • 01 Тамыз, 2019

Солдат қалди жирақта...

Улуқ Вәтән урушиниң тамамланғиниға 75 жил болсиму, униң җараһити, зәрдави техила сақаймиди. Ветеранларму санақлиқла қалди. Лекин шу дәһшәтлик қирғиндин қайтмиған миңлиған җәңчиләрниң әвлатлири уларни та мошу күнгичә яд етип келиватиду. Һәтта бовилирини һаятида көрүп бақмиған нәврә-чәврилириму уларниң исмини пәхирлиниш билән тилға алиду. Мошу күндиму Россия вә Сабиқ Кеңәш әскәрлири азат қилған Европа әллиридә қәбри тепилғанлиғидин хәвәр тапсила, шу йәрләргә берип, сәҗдә қилип, бир очум топриғини жутиға елип келиватқанларму нурғун. Уйғур наһийәсидики йезилардиму урушта шейит болған жутдашларға қоюлған ядикарлиқлар қәд көтирип туриду. Уларда йүзлигән яш ширғуран жигитләрниң исми әбәдийләштүрүлгән. Бәзи аилиләрдин ата-бала болуп, 3 – 4 адәмниң исим-шәрипини оқуғуниңда ичиң өртилип кетиду. Йәни келип, 19, 20, 21 яшта, һаятиниң бирму ғунчиси ечилмай, аилә қурупму үлгәрмигән әзимәтләр. Шуңа чоңларниң “силәр урушни көрмәй өтсәңларкән” дәп тиләйдиғаниму бөһөддә әмәс. ...Бу қетим Чоң Ақсу йезисидики Улуқ Вәтән урушида шейит болғанлар хатирисигә орнитилған ядикарлиқ алдиға 200гә йеқин адәм жиғилип, гүлчәмбәрләрни қоюшти. Хелә узун сүкүт сақлап, көз-яш қилишти. Бу ядикарлиқ жилниң төрт пәслидә әшундақ гүлләргә орилип кетиду. Бүгүнки матәмму шулар җүмлисидин. Ташқа мөрдәк бесилған исимлар ичидә уруқ-туққан, қериндаш 7 җәңчиниң исми қатар йезилған. Тохтиқулов Абди. 1905-жили туғулған. Воронежда қаза болған. Тохтиқулов Нурахун 1910-жили туғулған. 1944-жили шейит болған. Тохтиқулов Имир 1912-жили туғулған.1944-жили Польшида қаза болған. Бу ака-укилардин кейин уларниң йеқин туққанлириниң исимлири қатар тизилипту. Камилов Бавдун. 1914-жили туғулған. 1942-жили қаза болған. Заитов Абдулла. 1920-жили туғулған. 1944-жили шейит болған. Саитов Исмаил. 1924-жили туғулған. 1943-жили өлгән. Идрисов Исмаил. 1922-жили туғулған... Байқиғинимиздәк, булар тоғрилиқ толуқ мәлумат йоқ. Пәқәт иккисиниң сүрити вә урушқа киргәндә язған бир иккидин хәтлири сақлинип қалған. Қалғини қара-хәтләр. Һә, у жиллири “Қара хәтләр” вә “хәвәрсиз жүтүп кәткән” дегән учурлар кәлмигән өй қалмиған еди. Шу жиллири арқа сәптә қалған қери-чүрә, ханим-қизлар билән гөдәкләр шу җудалиқлардин жүрәклири парә-парә болсиму, кечә-күндүз тиним тапмай әмгәк қилип, ғалибийәтни йеқинлаштурушқа тиришқанлиғиға тарих гува. Техи гөдәк чағлирида улуқ шаиримиз Илия Бәхтия қошақ тоқуп, мошу жутниң адәмлириниң көңлини көтәргини һәққидиму яхши билимиз. Кейинирәк шаир бир шеирида “Пүтти уруш, пүтти җәң, Солдат қалди жирақта. Қери ана беарам Күтәр оғлин бирақта, – дәп язған еди. Әрлирини, балилирини анилиримиз үмүт үзмәй, өлгинигә ишәнмәй та һаятиниң ахириғичә күткәнлигиму чоң әвлатқа яхши мәлум. Тарихий мәлуматлар бойичә, Улуқ Вәтән урушиға Қазақстандин 1 миллион 200 миң адәм қатнашти. Уларниң 600 миңи, йәни тәң йерими җәң мәйданлирида қаза болди. Вәтән үчүн җенини қийғанларниң ичидә чоңақсулуқ 300гә йеқин яш жигитләр болған еди. Аталмиш хатирә кәч, йәни мәрһумларниң роһиға беғишланған нәзирдиму ечиниш, сиғиниш вә сеғинишқа толған яднамиләр ейтилди. Кәчкә риясәтчилик қилған жут мөтивәри, устаз Карлин ака Баһавдинов уруш ақивәтлиригә тохтилип, андин мәрһумларниң қериндашлирини, жутдашлирини оттуриға тәклип қилди. Жутдаш болғачқа, һәммисиниң теги-тәтини яшларға тонуштурғини учришишниң әһмийитини техиму ашурди. Дәсләп сөз алған Саһидәм һәдә Савутова. Йеши 80дин алқип қалсиму хатириси рошән. У мошу мәрһумларға қериндаш җийән болуп келиду. Кичигидә уларни көргән. Һәр қайсиниң урушқа қандақ атланғинини яхши билиду. Саһидәм һәдимиз “ Уйғур авази” вә “Или вадиси” наһийәлик гезитлирида узун жил хизмәт қилған һөрмәтлик акимиз, кәспий журналист Қасим ака Мәхсутовниң рәпиқиси. Униң туғулған күни 9-май болидиған. У күни бир топ кәсипдашлар өйидә җәм болаттуқ. Шу чағларда Саһидәм һәдә арида шум уруштин қайтмиған қериндашлириниң гепини қилип, қулиғимизға қуюп жүридиған. Бу қетимму жиғилған уруқ-туққанларға шу мәрһумлар һәққидә тәпсилий һекайә қилип бәрди. Андин сөз алған устаз вә шаир Тохтасун Хошниязов, 24 йешида урушта қаза болған Зайитов Абдулламниң иниси Әхмәтҗан Зайитов, жут мөтивәрлири Тавакәл Әйсаров, Турди Мәһәмәтовларму жут вә жутдашлар һәққидә тәвринип тил қетишти. Алмутидин кәлгән бир топ, әсли мошу жутниң пәрзәнтлири болған һәрбий пәнләрниң доктори, истипадики полковник Әркин Адавутов, меценат, тиҗарәтчи Мирзәхмәт Һошуров, Саһидәм һәдиниң оғли Асимҗан Мәхсүтов, “Атамура” нәшрияти уйғур редакциясиниң башлиғи Малик Мәһәмдиновлар ушбу соваплиқ ишни қолға алған жут пәрзәнтлиригә яхши изгү нийәтлирини билдүрүшти. Хатирә кәчтә жут өмлүги, бирлиги һәққидә тәвринип сөзлигән Раһиләм Адавутованиң пикриму көпчилик ядида узаққичә сақлинип қалса керәк. Жут ғеми билән яшаватқан йәнә бир һәдимиз Гүлинур Һошурованиң әҗригә, меһнитигә апирин ейтмай мүмкин әмәс. У әттәй Санкт-Петербургқа берип, мошу кәмгичә қәбри намәлум болған Тохтиқулов Нурахунниң деригини тепип кәпту. Бүгүнки хатирә кәчкә зогула болғанларниң бириму йәнә шу. Шундақла уруқ-туққан, әл-жут әвладиниң бешини қошқан Саһидәм Савутова, Әхмәтҗан Зайитов, Турсунҗан Икриев, Нурахун Турдиқуловларға қериндашлири тәшәккүр ейтишти. Келәргә Улуқ Ғалибийәткә 75 жил толиду. Пүткүл адәмзатқа қайғу-һәсрәт елип кәлгән бу шум апәтниң қайтланмаслиғи үчүн бүгүнки әвлат уни әстә сақлиши ваҗип. Шуңлашқиму мошундақ тәрбийәвий әһмийити зор чарә-тәдбирләрниң барлиқ жутларда өтүп турғини хоп. Мән уруш һәққидә гәп чиқсила авар шаири Расул Ғамзатовниң бир шеиридики мисраларни әсләймән. Кейин у нахшиға айлинип, пүтүн дунияға аммибап болуп кәтти. Һелиму қәдри чүшмиди. У нахшида уруштин қайтмиған җәңчиләрни аққушларға қияс қилиду. Һә, у аққушларда шу мәрһумларниң роһи бирдәк җаһанни айлинип учуп жүриду. Бу “ Силәр бизниң унтимаңлар” дегини болса керәк. Әхмәтҗан ИСРАПИЛОВ. Уйғур наһийәси.

424 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы