- Турнир
- 11 Қыркүйек, 2019
Мәрһумниң хатирисигә беғишланди
Сабирәм ӘНВӘРОВА,
«Уйғур авази»
Йеқинда Уйғур наһийәлик балилар вә өсмүрләр спорт мәктивидә Уйғур наһийәлик мәркизий ағриқханиниң сабиқ баш врачи Ақжолтай Мәмбеталиевниң хатирисигә беғишланған волейболдин наһийәлик турнир болуп өтти.
Икки күнгә созулған мусабиқигә җәми 11 команда қатнашти. Турнир йәкүни бойичә мукапатлаш мәрасимиға қатнашқан наһийәлик мәслиһәтниң кативи Нурәким Есжан Ақжолтай Турдалиоғлиниң өмүрбаяни билән тонуштуруп, мәрһумниң бебаһа әмгигини тилға алди. Шуниңдин кейин сөз новитини алған наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов наһийәниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиға зор һәссә қошуп, кәйнидин өчмәс из қалдурған Ақжолтай Мәмбеталиевниң исми һечқачан унтулмайдиғанлиғини қәйт қилди.
Тәкитләш керәкки, турнир йәкүни бойичә биринчи орунни Чонҗа талланма командиси егиләп, – 120 000, иккинчи орунға еришкән Чоң Ақсу талланма командиси – 80 000, үчинчи орунға сазавәр болған Баһар талланма командиси 50 000 тәңгилик ахчилик мукапатқа муйәссәр болди.
334 рет
көрсетілді0
пікір